Жамбыл намидики оттура мәктәп
Очуқ дәриси: Уйғур тили
Мавзуси: Исимларниң келишләр
билән түрлиниши
Синип йетәкчиси: Хайруллаева Г.А
Дәрис мавзуси: Исимларниң келишләр билән түрлиниши.
Дәрис мәхсити:
А) Келишләр тоғрисида чүшүнүк бериш.
Ә) Сөзләрни келишләр билән түрләшни, схема арқилиқ ишләшни үгитиш.
Саатлиқ йезишқа чақириш.
Б) Гөзәллик тәрбийәсини бериш.
Дәрисниң берилиши:
Уюштуруш қисим:
Хуш қәдәм тәшрип қилипсиләр,
Диққәт билән зиһнимизни жәмләйли,
Уйғур тили дәрисини башлайли.
Оқуғучилар:
Билимгә тәшна бизниң жүрәкләр,
Диққәт билән зеһнимизни жәмлидуқ,
Аңлаш үчүн сирлирини илимниң.
Балилар, бүгүнки дәрисимизгә 3 мәхсәт қойдуқ.
Немә билимиз?
Көп билгүмиз келиду.
Немини билдуқ?
Немини билимиз бөлмидә биз өтүлгән мавзуларни есимизға алайли. Интерактив тақсидин тест соаллири көрситилиду. Силәр сигнал карточка бойичә жавап бериңлар.
Тест соаллири:
Исимниң соаллирини бәлгүләң?
А) Қанчә? Нәччә?
Ә) Ким? Немә?
Б) Қандақ? Қайси?
2. Хас исимни бәлгүләң:
А) Мәктәп, сийир, дәрия.
Ә) Мевә, қошуқ, дәрәқ.
Б) Астана, Қапчиғай, Бойнақ.
3. Исим немини билдүриду?
А) Иш һәрикәтни
Ә) Санини
Б) Намини
4. Сөз түркүмлирини ениқла
А) Соал, Үндәш
Ә) Исим, Сүпәт, Сан, Пеил.
Б) Қаратма сөз
5. Умумий исимни бәлгүңләң
А) Су, Ғулжа, Мәктәп
Ә) Уйғур авази, Мухатар Әуезов
Б) Гүл, қуш, көктат
6. Исимларниң егилик қошумчилирини ениқлаң.
А) – лар, - ләр
Ә) – лик , - луқ
Б) – и, - иң
7. Бириккән сөзни ениқлаң?
А) Қарөрүк
Ә) Шаптула
Б) Женәстә
8. Қисқартилған сөзни ениқлаң?
А) Алмута
Ә) Тажиғораз
Б) Казпи
9. Зит сөзләрни тепиң?
А) Вичир – вичир
Ә) Зиң - зиң
Б) Яхши - яман
10. Қош сөзләрни тепиң?
А) Вәтән
Ә) Паһ – паһ
Б) Мәктәп
Әнди мону сөзләрни үч шәхстә түрләңлар.
Синип, мәктәп, жүрәк.
Балилар силәр өй тапшурмисини яхши өзләштүрүпсиләр.
II мәхситимиз көп билгүм келиду. Тепишмақларға жавап берәйли.
1 | К | Ө | Л | Ә | Ң | Г | Ү | |
2 | Е | Г | Ә | Р | |
3 | Л | А | Х | Ш | И | Г | Ү | Р |
4 | И | С | И | М | |
5 | Ш | А | М | А | Л | |
Суға чүшсә чөкмәйду,
Чоғқа чүшсә көймәйду.
Йоруқчилиқ болмиса, уни һеч ким көрмәйду.
Аттин егиз, ишттин пака у немә?
Қолға алсаң ишләйду,
Отни қорқмай чишләйду
Нан яққанда тонурда,
Апам қолдин чүшмәйду.
Дунияда бир нәрсә бар, у болмиса адәмләр бир бирини тонимайду у немә?
Қоли йоқ, пути йоқ ишик ачиду.
Демәк, бизниң бүгүнки өтидиған мавзумиз қандақ екән? Қени оқуп көрәйли.
Дурус исимларниң келишләр бойичә түрлиниши билән тонушимиз.
Баш
Егилик
Чүшүм
Чиқиш
Орун - вақит
Бериш
Исимлар егилик қошумчилиридин башқа келиш қошумчилири билән түрлиниду. Уйғур тилида 10 келиш бар. Башланғуч синипта 6 келиш билән тонушимиз. Исимларниң жүмлидә башқа сөзләр билән бағлиниши үчүн қоллинидиған қошумчилар келиш келиш қошумчилири дәп атилиду.
Мәсилән: Бу бағ мәктәпкә қаайду. (Бағ дегән сөзгә соал қойимиз?)
Бу бағни оқуғучилар өзлири өстүргән. (Соал қойимиз)
Бағниң һәр хил мевилири адәмниң зоқини кәлтүриду.
Оқуғучилар баққа убдан қарайду. Улар бағда ойнашни яхши көриду. Оқуғучилар һәр жили бағдин мол һосул алиду.
Мошу жүмлиләрдики бағ дегән сөзгә қандақ қошумчилар улиниду?
Баш келиш: Ким? Немә?
Егилик келиш: Кимниң? Неминиң? Қәйәрниң?
Чүшүм келиш: Кимни? Немини? Қәйәрни?
Бериш келиш: Кимгә? Немигә? Нәгә?
Чиқиш келиш: Кимдин? Немидин? Нәдин?
Орун – вақит келиш: Кимдә? Немидә?Нәдә?
Қазақ тилида келишләр септіктер дәп атилиду.
Қайсиңлар билисиләр атап бериңлара?
Атау септік: Кім? Не?
Ілік септік: Кімнің? Ненің?
Барыс септік: Кімге? Неге?
Табыс септік: Кімді? Нені?
Жатыс септік: Кімде? Неде?
Шығыс септік: Кімнен? Неден? Қайдан?
Көмектес септік: Кіммен? Немен?
Әнди мәнтиқий ойлаш бөлмигә кәлдуқ. Сүрәт бойичә жүмлә ойлаңлар. Интерактив тақтисидин сүрәт көрситиш. Сүрәт бойичә ойлиған жүмлә арисидин бир сөзни таллап елип келишләр бойичә түрләңлар.
Китап бойичә ишләш: 293 көнүкмә.
Жүмлиләрни оқуңлар. Китап дегән сөзгә соал қоюп, қандақ қошумчиларниң уланғинини ейтип бериңлар.
Көчирип йезиңлар. Қошумчиларниң астини сизиңлар.
Китап – бизниң достумиз. Китапниң һәр бир сөзи биз үчүн қәдирлик. Китапни житмаңлар, пүклимәңлар! Китапқа сүрәт ясимаңлар! Китапта һекмәтлик сөзләр көп. Китаптин тоғра пайдилишни үгиниңлар! Билим булуғи китапни сөйүңлар!
ІІІ мәхсәт: Биз немини билдуқ?
Дәрисни бәкитиш:
Топ билән ишләш. Үч қатар мону сөзләрни келишләр билән түрләңлар, соаллирини еғизчә ейтип бериңлар.
Бала, мәктәп, қериндаш.
Дәрисни йәкүнләш:
Схема билән ишләш. Мону сөзләр қайси келишкә ятиду?
Баш келиш: Мәктәптин Егилик келиш: Гүлни Чүшүм келиш: Китапниң Бериш келиш: Устаз Чиқиш келиш: Һәдәмгә Орун – вақит келиш: Партида |
Мәтин бойичә ишләш. Мәтиндин «һава» дегән исимниң өзгәргән шәкиллирини ейтип бериңлар? Қайси келиш қошумчилири улинип келиватиду?
Таза һаваниң пайдиси.
Инсанлар үчүн һаваниң наһайити чоң әһмийити бар. Биз әтрапимиздики һавадин нәпәс елип, ичимиздики керәксиз, бузулған һавани чиқирип туримиз.
Ейтайли, кичик өйдә нурғун адәм узағирақ олтарса, баш ағрип, һерип кәткәндәк туюлиду. Әнди шу өйдин талаға чиқип таза, сап һавада жүрсәк, бәдәнлиримиз раһәтлинип, бойимиз йеникләп қалиду. Бизгә таза, сап һаваниң пайдиси барлиғини, бузулған һаваниң зиянлиқ екәнлигини мошуниңдинму билимиз.
- Балилар, биз қандақ мавзу билән тонуштиқ?
Уйғур тилида қанчә келиш бар?
Биз бүгүн қанчә келиш билән тонуштуқ?
Келишләр қошумчисини ким ейтип бериду?
Һәмимиз келишләрни яхши өзләштүдуқ. Бүгүнки дәристә яхши қатнашқанлар билимини баһалаймән.
Өйгә тапшурма бериш: 102 – бәт 295 – көнүкмә. Қаидә ядлаш.