6 синип уйғур тили дәриси. Өзлүк алмашларниң түрлиниши
Просмотр содержимого документа
«Уйғур тили дәриси "Өзлүк алмашларниң түрлиниши"»
Уйғур тили
6-синип
Дәрисниң мавзуси: Өзлүк алмашларниң түрлиниши (Өздік есімдіктер)
Мәхсити: 1 Йеңи мавзуни язмичә вә еғизчә әмәлий ишларни жүргүзүш
арқилиқ чүшәндүрүш
2. Мустәқил ишләшкә, жүмлиләрни бағлинишлиқ түзүп, саватлиқ йезишқа үгитиш
3. Ойлаш қабилийитини ашуруш, адәмгәрчилик тәрбийә бериш
Дәрис түри: арилаш
Дәрис типи қелиплашқан
Көрнәклик қураллар: дәрислик, таблица, карточкилар
Қоллинилидиған усуллар: тәһлил, соал-жавап, баянлаш
Пайдиланған технология тәнқидий ойлаш
Йеңи уқумлар
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Салам-ш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкш-ш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмиләр, һәр хил тапшурмилар арқилиқ өзлүк алмашлириниң түрлинишини чүшәндүрүш.
ІІІ. Өй тапшурмисини тәкшүрүш.
Йезиқчә өй тапшурмисини тәкшүрүш
Үстәлдә турған алмашларни елип, униң түрини ениқлайду вә шу алмаш билән жүмлә ойлайду.
ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш
Оқуғучилардин өзлүк алмашлири тоғрилиқ сорилиду.
Х.Һәмраевниң «Дала шуңқарлири» топлимидин шеирни оқуп бериш:
Ата жутум, ана жутум - өз жутум,
Чаңқап келип, сүйин ичтим бир жутум.
Көңлүм яшнап, жүрәк қайта от алди,
«Кәл, оғлум!» - дәп өз қойниға жут алди. Соаллар:
Шеир немә һәққидә?
Шеирдин алмашларни байқидиңларму?
Қайси алмаш түригә ятиду?
Андин уларниң түрлиниши таблица арқилиқ чүшәндүрүлиду.
Шәхсләр | Бирлик | Көплүк |
І шәхс | өзәм | өзимиз |
ІІ шәхс | аддий түри | өзәң | өзәңлар |
сипайә түри | өзиңиз | өзиңизләр |
һөрмәт түри | өзлири | өзлири |
ІІІ шәхс | өзи | өзлири |
V. Мустәһкәмләш
226-көнүкмә. Йезиқчә орунлиниду. 227-көнүкмә тахтида орунлиниду.
VІ. Бәкитиш. Карточкилар арқилиқ. Венн диаграммиси арқилиқ
№1 Алмашларни тепип, қайси шәхстә кәлгәнлигини ениқлаң
Биз өзимиз тәргән мевиләрниң йемишини көрүшкә башлидуқ.
№2 Алмашларни тепип, қайси шәхстә кәлгәнлигини ениқлаң
Һәр ким өзи көзлигән мәхситигә йетишкә интилиши керәк.
№3 Алмашларни тепип, қайси шәхстә кәлгәнлигини ениқлаң
Өзини билгән хар әмәс.
VІІ. Өйгә тапшурма. 110-111-бәтләрни оқуш. 228-көнүкмини орунлаш