Уйғур тили дәриси, 6 синип. Мавзуси: Лексика.
Просмотр содержимого документа
«Уйғур тили дәриси "Лексика - тилниң сөз байлиғи"»
Уйғур тили 6-синип
Дәрисниң мавзуси: Лексика – тилниң сөз байлиғи
Мәхсити: 1 Лексика, тилниң луғәт тәркиви һәққидә чүшәнчә бериш
2. Саватлиқ вә чирайлиқ йезишқа, сөзләрни тоғра тәләппуз қилишқа адәтләндүрүш
3. Ойлаш қабилийитини, тилға қизиқишини ашуруш
Дәрис түри: арилаш
Дәрис типи қелиплашқан
Көрнәклик қураллар: дәрислик
Қоллинилидиған усуллар: соал-жавап
Йеңи уқумлар: лексика, луғәт тәркиви, умумий хәлиқ лексикиси, актив, пассив
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Салам-ш, оқуғучиниң дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмиләр, һәр хил тапшурмилар арқилиқ оқуғучиға лексика, тилниң луғәт тәркиви һәққидә умумий билим бериш.
ІІІ. Өй тапшурмисини вә билимини тәкшүрүш.
1. Йезиқчә тапшурмини тәһлил қилиш
IV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш.
1. Оқуғучи өйидә бар һәр хил нәрсиләрни атап чиқиду. Андин оқуғучи тахтида нәрсиниң етини, шәклини, рәңгини, санини, иш-һәрикитини билдүридиған сөзләрни язиду.
Мәлум бир нәрсигә яки чүшәнчигә берилгән намни сөз дәп атаймиз.
2. Бәзи сөзләр бир нәччә мәна аңлитиши мүмкин. Мәсилән Ат-өй һайвини, милтиқни ат, адәмләргә қоюлидиған ат.
Тилимиздики барлиқ сөзләр луғәт тәркивини тәшкил қилиду. Қанчә сөз көп болса, шу тил әң бай тил болуп һесаплиниду.
Луғәт тәркиви 2гә бөлүниду: АСАСИЙ ВӘ УМУМИЙ ЛУҒӘТ ТӘРКИВИ
Асасий луғәт тәркиви - ишлитилиши жуқури, сөз ясаш қабилийити күчлүк сөзләр
Бәзи наһийә вә мәлиләрдә қоллинилидиған алаһидә сөзләр бар: шевә вә диалектқа бағлиқ
Луғәт тәркивидики барлиқ сөзләр алфавит бойичә орунлишиду..
Тилниң сөз байлиғини үгинидиған илим лексикология дәп атилиду.
1. Сөзләр бир нәрсиниң етини билдүриду: китап, әйнәк, боран, қар, һасан-һүсән.
V. Мустәһкәмләш
VІ. Бәкитиш. Соал-жавап усули арқилиқ йеңи мавзу бәкитилиду.
VІІ. Өйгә тапшурма. 28-32-бәтләрни оқуш.