kopilkaurokov.ru - сайт для учителей

Создайте Ваш сайт учителя Курсы ПК и ППК Видеоуроки Олимпиады Вебинары для учителей

Уйғур тили .Мавзу :"Тил вә нутуқ" 4-синип

Нажмите, чтобы узнать подробности

Мәхсити :Тил вә нутуқ тоғрисида чүшиник бериш арқилиқ,сөзләш маһаритини ашуруш вә тилға болған муһәббитини ойғитиш

Вы уже знаете о суперспособностях современного учителя?
Тратить минимум сил на подготовку и проведение уроков.
Быстро и объективно проверять знания учащихся.
Сделать изучение нового материала максимально понятным.
Избавить себя от подбора заданий и их проверки после уроков.
Наладить дисциплину на своих уроках.
Получить возможность работать творчески.

Просмотр содержимого документа
«Уйғур тили .Мавзу :"Тил вә нутуқ" 4-синип»



Уйғур тили

Дәрисниң мавзуси: Тил вә нутуқ

Дәрис мәхсити 1. Тил вә нутуқ тоғрисида чүшүнүк бериш

2.Дурус сөзләш маһаритини ашуруш

3.адәмгәрчиликкә, әмгәкни сөйүшкә тәрбийиләш

Дәрис түри: арилаш

Көрнәкликләр: рәңлик сүрәтләр, оюн түрлири, тест

Қоллинидиған усуллар: чүшәндүрүш, соал- жавап, сөзлүк, көрнәклик

Пәнләр ара бағлиниш: ана тили, дуниятонуш

Дәрисниң бериши

І.Уюштуруш қисми. Психологиялиқ тәйярлиқ

Хошаллиққа бөләнгән, һәр күнимиз,

Бәхитликқу биз, балилар, һәммимиз.

IІ. Өй ишини тәкшүрүш

Өткән мавзуларни тәкрарлаш

ІІІ.Билимини тәкшүрүш

ІҮ.Йеңи мавзуға мәхсәт қоюш

Тил вә нутуқ дегән мавзу билән тонушимиз

Ү.Йеңи дәрисни чүшәндүрүш.

Тил - у кишиләр күндиликтә өз ара сөзлишип яки хәт арқилиқ пикирлишип, алақә қилидиған мунасивөт қурали.

Айрим тавушлардин түзүлгөн сөзләр мәлум қаидиләр арқилиқ өз ара бирикип, җүмлә түзәйду. Җүмлә тилниң асасини тәшкил қилиду.

Тил нутуқ арқилиқ әмәлгә ашиду. Нутуқ - у кишиләрниң сөзлишиш, гәплишиш җәриянида пикирини ипадилиши.

Нутуқ ағзаки нутуқ вә язма нутуқ (йезиқ тили) болуп бөлүнидиғанлиғини билисиләр.

Ағзаки нутуқ (яки җанлиқ тил) һәр хил кәсипкә бағлиқ сөз вә ибариләрни, һәр хил шевә вәкиллири тилиға хас алаһидиликләрни өз ичигә алиду.

Язма нутуқ (яки йезиқ тили) әдәбий тил, бәдиий әдәбият тили, сөзлишиш тили, илмий әдәбият тили, гезит тили вә б. болуп бөлүниду.

Әдәбий тил дөләт идарилиридә ишлитилиду. Шу тилда гезит-

журналлар, һәр хил китаплар нәшир қилинип, радио, телевидение иш елип бариду.

Мәктәпләрдә, алий оқуш җайлирида тәлим-тәрбийә ишлири әдәбий тилда елип берилиду. Шуңа һәр бир окуғучи уйғур әдәбий тилиниң асасини пухта өзләштүрүши лазим.

ҮІ.Пишшиқдаш

• Көнүкмиләр орунлаш.

65-көнүкмә. Төвәндики мақалларни қандақ чүшинисиләр? Мәнасини сөзләп бериңлар.

Ӏ. Ейтилған сөз - етилған оқ.

Пәй билән пүтүлгәнни, палта билән өчирип болмайду.

Тили яғлиқ мозай икки ана емиду.

Яхши сөз иланни инидин чиқирар, яман сөз қилични қинидин чиқирар.

Һайван - шехидин, инсан тилидин бағлиниду.

Тоғра тил ташни яр иду, әгри тил - башни.

• Сәгәклик минути

•“Тез ойлан” оюни.

Бу оюнда бәлгүлүк бир һәрипниң сөздики орнини ейтип, балиларға сөз

ойлаткузуш керәк. Мәсилән; “а” һәрини сөздә иккинчи болуи келиду дәйли.

Балилар тахтиға новөт билөн чиқип язиду

бала

баш

тавуз

Балилар тахтиға новәт билән чиқип язиду.

“Р” үчинчи болуп келиши керәк.

Дәрис

қараватиду

қар

қара

• Сюжетлиқ сүрәт билән

VІІ Йәкүнләш. «Ким әқиллик?» оюни

VІІІ. Өйгә тапшурма бериш. 67-көнүкмә 22-бәт

Баһалаш




























Получите в подарок сайт учителя

Предмет: Начальные классы

Категория: Планирование

Целевая аудитория: 4 класс

Скачать
Уйғур тили .Мавзу :"Тил вә нутуқ" 4-синип

Автор: Ибрагимова Рошангуль Абдрахмановна

Дата: 20.02.2017

Номер свидетельства: 394018


Получите в подарок сайт учителя

Видеоуроки для учителей

Курсы для учителей

ПОЛУЧИТЕ СВИДЕТЕЛЬСТВО МГНОВЕННО

Добавить свою работу

* Свидетельство о публикации выдается БЕСПЛАТНО, СРАЗУ же после добавления Вами Вашей работы на сайт

Удобный поиск материалов для учителей

Ваш личный кабинет
Проверка свидетельства