Уйғур тили 6-синип
Дәрисниң мавзуси: Кәспий сөзләр
Мәхсити: 1 Кәспий сөзләр тоғрисида чүшәнчә бериш
2. Саватлиқ вә чирайлиқ йезишқа үгитиш
3. Тил байлиғини ашуруш, өз алдиға ишләшкә дәвәт қилиш
Дәрис түри: Арилаш
Дәрис типи қелиплашқан
Көрнәклик қураллар: дәрислик, көнүкмиләр топлими, мәтинләр
Қоллинилидиған усуллар: тәһлил, соал-жавап, баянлаш
Пайдиланған технология СТО
Йеңи уқумлар: профессионализм
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмиләр, һәр хил тапшурмилар арқилиқ оқуғучиларниң лексика тоғрисидики билимини чоңқурлаштуруш, кәспий сөзләрни чүшәндүрүш
ІІІ. Өй тапшурмисини тәкшүрүш.
Диалект сөзләр дегән немә вә мисал кәлтүрүңлар.
Диалект сөзләрниң әһмийити немидә?
Йезиқчә тапшурмини тәкшүрүш.
ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш
І. Қизиқишини ойитиш стадияси
Тапшурма. Һәр қатарға бирдин кәсип берилип, шу кәсиптә қоллинилидиған сөзләрни йезиш тапшурулиду. Кейин жаваплар селиштурулиду
ІІ. Мәнани ажритиш стадияси. Дәрислик билән ишләш. «Инсерт» стратегияси арқилиқ. Оқуғучилар дәрисликтә берилгән мавзуни оқуп, һәр оқуғучи қериндаш билән бәлгү қоюп чиқиду. V – билимән, – -мән үчүн чүшиниксиз, + - мениң үчүн йеңилиқ, ? – мени һәйран қалдуриду. Андин оқуғучиларға чүшәнчә берилиду.
Кәспий сөзләр – түрлүк кәсип вә саһадикиләрниң өз кәсиплири даирисидә қоллинидиған аталғулири. Кәспий сөзләрниң алаһидиликлири: қоллиниш даириси кәң әмәс, умумйүзлүк қоллинилмайду, бәлки бир кәсип яки саһада қоллинилип, шу саһадикиләргила чүшинишлик; улар бирла уқумни билдүриду, көчмә мәнада ейтилмайду. Бирақ улар бир нәччә саһаға ортақ болуши мүмкин.
Кәспий сөзләрниң түрлири:
1. Пән-техника аталғулири. Заманивий техника саһасиға хас уқумлар. М: математика – плюс, минус, кәсир; әдәбият – роман, һекайә, шеир; астрономия – юлтуз, сәйярә, Марс;
2. Һүнәрвәнчиликкә аит аталғулар: моздузлуқ – апқут, бегиз, наһал, сәндәл, мәсә, пашна; яғашчилиқ – рәндиләш, кәкә, һәрә, қол һәриси; төмүрчилик – базған, болқа, көрүк, тавлаш;
3. Диний аталғулар. Диний затлар, ихласмән мусулманлар қоллинидиған сөзләр: иман ейтмақ, сәждә қилмақ, айәтулла, кәрим.
V. Йеңи дәристә чүшәнгинини тәкшүрүш
ІІІ. Рефлексия стадияси
Диалект сөзләр билән кәспий сөзләрни селиштуруш Венн диаграммиси арқилиқ
89-көнүкмә еғизчә орунлиниду.
90-көнүкмә тахтида вә дәптәргә орунлиниду.
91-92-93-көнүкмиләр еғизчә орунлиниду. 99-көнүкмидики мәтиндин кәспий сөзләрни тепиш
V. Бәкитиш. Соал-жавап усули арқилиқ.
VІ. Өйгә тапшурма.
51-57-бәтләрни оқуш, 94-көнүкмини йезиқчә орунлаш