kopilkaurokov.ru - сайт для учителей

Создайте Ваш сайт учителя Курсы ПК и ППК Видеоуроки Олимпиады Вебинары для учителей

Сборник диктантов (1-4 класс)

Нажмите, чтобы узнать подробности

Сборник диктантов для 1-4 классов. Предназначено для учителей начальных классов в качестве методической помощи.

Вы уже знаете о суперспособностях современного учителя?
Тратить минимум сил на подготовку и проведение уроков.
Быстро и объективно проверять знания учащихся.
Сделать изучение нового материала максимально понятным.
Избавить себя от подбора заданий и их проверки после уроков.
Наладить дисциплину на своих уроках.
Получить возможность работать творчески.

Просмотр содержимого документа
«Сборник диктантов (1-4 класс)»

М. Т. Исраилова.






Уйғур тили

бойичә

диктантлар топлими








1 – 4 -синиплар үчүн





















Алмута 2012ж

Киришмә

Қолиңиздики «Диктантлар топлими» башланғуч синипларниң программиси асасида түзүлди. Топламда һәр бир синип бойичә әмәлий ишларға һаҗәтлик материаллар таллинип, тәрбийәвий әһмийити зор мәтинләр киргүзүлди.

«Диктантлар топлимини» түзүштики асасий мәхсәт оқуғучиларниң билим дәриҗисини, дәристә өтүлгән материалларни өзләштүрүштики қолға кәлтүргән утуқлири билән камчилиқлирини ениқлашқа ярдәмлишиштин ибарәттур.

Шуниңдәк, топламдики һәр бир мәтиндин кейин мавзу бойичә, тапшурмилар берилди.

Муәллим өзиниң хаһиши бойичә, оқуғучиларниң билим дәриҗисигә бағлиқ, әң һаҗәт дәп тапқан мәтинни елиши мүмкин.




























Билим күни.

Биринчи сентябрь билим күни. Күзниң дәсләпки күни балилар мәктәпкә бариду. Биринчи дәрис билим күнигә беғишлиниду.

(15 сөз)

Тапшурма:

1. Биринчи җүмлидики созуқ тавушларниң астиға бир сизиқ, үзүк тавушларниң астиға икки сизиқ сизиңлар.

Яз.

Көптин күткән яз пәсли кәлди. Оқуш жили аяқлашти. Язлиқ тәтил башланди. Балилар дәм елиш лагериға маңди. (16 сөз)

Тапшурма:

Аяқлашти – сөзини боғумларға аҗритип йезиңлар.

Әтияз.

Қиш түгиди. Әтияз кәлди. Қарлар чапсан еришқа башлиди. Кочиларда әгиз сулар ақти. Әтиязниң биринчи гүли- қучула ечилди.

(17 сөз)

Тапшурма:

Әтиязда қандақ қушлар учуп келиду.


Әтияз.

Күн иссиди. Қар ериди. Әгиз сулар ақти. Ериқларға су кәлди. Терилғу ишлири башланди.

Йәр – җаһан яп –йешил көкәрди. (18 сөз)

Тапшурма:

Әтияз пәслигә қайси айлар ятиду. Йезип бериңлар.

Әдәплик бол.

Һәр дайим үлгилик бол. Чоңларни һөрмәтлә. Өзәңдин кичикләргә үлгә көрсәт. Өзәңни кочида, өйдә әдәплик тут. Китап-дәптәрлириңни таза тутқин. (18 сөз)


Тапшурма:

1.Үлгә сөзини тавушлуқ тәһлил қилиңлар.

2.Дәптәрлирини сөзини боғумға аҗритип йезиңлар.


Оқуш башланди.

Бүгүн – биринчи сентябрь. Балилар мәктәпкә жиғилди. Қоңғурақ челинди. Балилар синиплириға кирип кәтти. Дәрис башланди. Биринчи дәрис – билим күнигә беғишланди. (19 сөз)


Тапшурма:

Биринчи җүмлидики созуқ тавушларниң астиға бир сизиқ, үзүк тавушларниң астиға икки сизиқ сизиңлар.


Қазақстан

Бизниң Вәтинимиз –Қазақстан. Вәтинимизниң пайтәхти-Астана шәһири. Дөләт байриғимиз-қуяш вә бүркүтниң сүрити селинған, һава рәңлик. Биз Вәтинимизни сөйимиз.

(19 сөз)


Тапшурма:

1. Қазақстан сөзини боғумға аҗритип йезиңлар.

Сәйлә.

Бизни муәллим баққа сәйлигә апарди. Бағниң ичи шундақ гөзәл. Күздә дәрәқләрниң йопурмақлири сарғайған. Биз чирайлиқ йопурмақларни жиғдуқ. Күз пәсли яхши. (20 сөз)


Тапшурма:

1.Муәллим сөзидики созуқ тавушларниң астиға бир сизиқ, үзүк тавушларниң астиға икки сизиқ сизиңлар.

2.Күзсөзини тавушлуқ тәһлил қилиңлар.

Цирк.

Дадам мени циркқа апарди. Циркта үгәткән пил, ишт, ейиқ, шир вә маймун охшаш һайванлар қизиқ оюнларни көрсәтти. Цирк қизиқ болди. (20 сөз)

Тапшурма:

1.Цирк сөзини тавушлуқ тәһлил қилиңлар

2.Һайванлар сөзидики үзүк тавушларниң астиға бир сизиқ, созуқ тавушларниң астиға икки сизиқ сизиңлар.

Көл бойида.

Балилар көл бойиға барди. Мукарәм, Диләрәм, Дилдарлар гүл тәрди. Шатлиқ, Ялқун, Долқунлар белиқ тутти. Балилар көл бойида көңүллүк дәм елип қайтти. (21 сөз)

Тапшурма:

1. Киши атлирини алфавит тәртиви бойичә йезиңлар.

2.Көл сөзини тавушлуқ тәһлил қилиңлар.

3. Белиқсөзини боғумға аҗритип йезиңлар.

Күз.

Күз кәлди. Соғ чүшти. Қушлар иссиқ җайларға учуп кәтти.

Дәрәқ йопурмақлири сарғийишқа башлиди. Күздә ямғур тола яғиду.

Көктат, алма, үзүмләр жиғиштуруп елинди. (22 сөз)


Тапшурма:

1. Йопурмақлири сөзини боғумға аҗритиңлар.

2. Күз – сөзини тавушлуқ тәһлил қилиңлар.


Қар адәм.

Қишниң соғ күнлириниң бири еди. Биз мәктәптин қайтип келип, дәрислиримизни тәйярлидуқ. Андин кейин, талаға ойнашқа чиқтуқ. Юмшақ қарни жумилитип, Қар адәм ясидуқ. (22 сөз)


Тапшурма:

1. Қар – сөзини тавушлуқ тәһлил қилиңлар.

2. Дәрислиримизни сөзини боғумларға аҗритип йезиңлар.


Көмүқонақ.

Кишиләр көмүқонақни қедимийдин билиду. Уни наһайити қәдирләйду. Көмүқонақ адәмгә тамақ болиду. Малға наһайити яхши йәм-хәшәк. Өй қушлириниң әң яхши озуғи - көмүқонақ.

(22 сөз)

Тапшурма:

1. Өй - сөзини тавушлуқ тәһлил қилиңлар.

2. Йәнә қандақ данлиқ зираәтләрни билисиләр?


Баһар.

Хуш пурақ, баһар айлири кәлди. Сулар сайларда шақирап еқишқа башлиди. Барлиқ җан-җаниварлар оханди. Ишлар қизғин башланди. Деханлар ишқа киришти. (22 сөз)

Тапшурма:

Шақирап, қизғин, сайларда сөзлирини боғумға бөлүп йезиңлар.


Қазақстан.

Қазақстан – бизниң Вәтинимиз. Алмута – Қазақстан

Җумһурийитиниң әң чоң шәһири. У наһайити гөзәл шәһәр. Қазақстан көп милләтлик җумһурийәт. Қазақстанда Арал деңизи, Балхаш көли, Или дәрияси бар. (25 сөз)

Тапшурма:

1. Қазақстансөзини боғумға аҗритип йезиңлар.

2. Алмутасөзини тавушлуқ тәһлил қилиңлар.


Сәнәм.

Сәнәм бийил биринчи синипта оқуйду. У дайим берилгән тапшуруқларни тиришип орунлайду. Сәнәм өзини һәр қачан тәртиплик тутиду. У аписиға өй ишлирида ярдәм қилиду. Кичиккинә инисини ойнитиду. (26 сөз)


Тапшурма:

1. Синип – сөзини тавушлуқ тәһлил қилиңлар.

2. Тапшуруқларни - сөзини боғумға аҗритип йезиңлар.

Қишта.

Қар қелин яғди. Балилар талаға чиқти. Улар қардин Қиш бовай ясиди. Бир-биригә қар етишип ойниди. Уларниң мәңизлири қизирип кәтти. Улар чана тейилди. Өйлиригә хошал қайтишти.

(26 сөз)

Тапшурма:

Иш-һәрикәтни билдүридиған сөзләрниң астиға сизиңлар.



Күз.

Күз кәлди. Пат-патла һава райи өзгирип, сим-сим ямғур яғидиған болди. Етиздики ишлар азайди. Тракторлар күзгә һайдаватиду. Дәрәқләрниң йопурмақлири йәргә чүшүшкә башлиди.

Қишқа аз қалди. (26 сөз)

Тапшурма:

Дәрәқләрниң – сөзини томур вә қошумчисини аҗритип бериңлар.


Аслан.

Зорәмниң аслини бар еди. Униңға Пахлан дегән ат қойди.

Пахлан ойнашни яхши көриду. Қосиғи ачқанда, миявлайду. Зорәм униңға сүт бериду. Андин пуш-пуш қилип, татлиқ уйқиға кетиду.

(27 сөз)

Тапшурма:

1. Сүтсөзини тавушлуқ тәһлил қилиңлар.

2. Зорәмниңсөзини боғумға аҗритип йезиңлар.

Кәч күз.

Кәч күз болди. Һава райи күндин –күнгә өзгиришкә башлиди. Етиз- ериқтики ишлар аяқлашти. Әтә-ахшими салқин чүшүп қалди. Пат- пат ямғур яғидиған болди. Кишиләр қишқа тәйярлиқ көрүшкә башлиди. (28 сөз)


Тапшурма:

1. Ямғур сөзини тавушлуқ тәһлил қилиңлар.

2. Күз тоғрилиқ бир куплет шеир йезип бериңлар.


Өмәк.

Мәктәптә чевәр қоллар өмиги бар. Өмәккә бизниң синиптин Гөзәл, Дилдар, Маһирәм, Диләрәмләр бариду. Улар уйғур

нәқишлирини, гөзәл допиларға кәштә бесишни үгиниду. Допиларниң

ичидә Қәшқәр дописи әң чирайлиқ допидур. (28 сөз)


Тапшурма:

1.Өмәк сөзини тавушлуқ тәһлил қилиңлар.

2.Мәктәптә созуқ тавушларниң астиға бир сизиқ, үзүк

тавушларниң астиға икки сизиқ сизиңлар.

Бизниң бағ.

Мәктәп йенида мевилик бағ бар. Бағда татлиқ нәшпүтләр тола. Қизил вә қара болҗүргәнләр пишти. Бағда қизил, ақ җенәстиләр бар. Оқуғучилар өз беғини яхши күтиду. Бағда күзлүк алмилар нурғун болди. (29 сөз)


Тапшурма:

Нәрсиләрниң бәлгүсини, таамини вә башқа хусусийәтлирини билдүридиған сөзләрниң астиға сизиңлар.


Сентябрь.

Сериқ йопурмақлиқ салқин күз айлири кәлди.Истираһәт беғидики дәрәқләрниң йопурмақлири йеңи чирайлиқ рәңгә киргән.Тәбиәтниң бу пәслини хәлиқ «алтун күз» дәйду. Бу мәзгилдә хәлиқ жил бойи ишлигән әмгигиниң мевисини жиғиду. (30 сөз)

Тапшурма:

1.Күз айлирини йезип бериңлар?

2.Сентябрь сөзини тавушлуқ тәһлил қилиңлар.

Әтиязлиғи етизда.

Әтияз кәлди. Күн яхши иссишқа башлиди. Йәрләр яхши тавланди. Йәр һайдашқа тракторлар чиқти. У йәрни юмшақ һайдиди. Һайдалған йәргә нурғун қарғилар учуп кәлди. Қушлар тракторниң арқисидин қурут-қоңғузларни терип йеди.

( 30-сөз)

Тапшурма:

Қандақ данлиқ зираәтләрни билисиләр?

Қарға.

Күн иссиқ. Йеқин арида су йоқ. Қарға уссап кәтти. Бир һойлиға келип қонди. Қариса, су аз, тумшуғи йәтмиди. Қарға йәрдин таш елип комзәккә ташлиди. Су жуқури көтирилди. Қарға тойғичә су ичти. (31 сөз)


Тапшурма:

1.Қарға сөзини тавушлуқ тәһлил қилиңлар.

2.Қандақ қушларни билисиләр?


Әдәплик бала.

Алим кичигидин әдәплик еди. У чоңларниң ейтқинини булҗутмай орунлайду. Өзиниң кийимлири билән китап

-дәптәрлирини идитлиқ қилип, бир йәргә қойиду. Орун-көрписини өзи жиғиду. У бу жил йәттә яшта. Алим биринчи синипта оқуйду.

(32 сөз)

Тапшурма:

1.Китап – сөзини тавушлуқ тәһлил қилиңлар.

2.Дәптәрлиринисөзини боғумға аҗритиңлар.

3. Адәм вә нәрсиләрниң санини билдүридиған сөзләрниң астиға сизиңлар.

Қиш.

Биз биринчи синипта оқуймиз. Йеңи жилни йеқинда қарши алдуқ. Жилниң һәммә пәсиллири биз үчүн яхши. Қиш- балилар үчүн наһайити көңүллүк пәсил. Балилар қишта чана, чаңғу тейилип ойнайду. Биз қиш пәслини яхши көримиз. (32 сөз)


Тапшурма:

1.Қиш айлирини йезип бериңлар?

2.Қишсөзини тавушлуқ тәһлил қилиңлар.

Көмүқонақ.

Көмүқонақ адәмләргә тамақ, малға озуқ, қушларға дан бериду.

Адәмләр көмүқонақни қәдирләйду. Көмүқонақни «етиз мәликиси» дәп атайду. Көмүқонақниң ғолидин қәғәз ясайду. Пөпүгидин дора елиниду. Ғозигини отун сүпитидә пайдилиниду. Көмүқонақниң күли йәр үчүн оғут. (32 сөз)


Тапшурма:

1.Отун сөзини тавушлуқ тәһлил қилиңлар.

2. Көмүқонақниң – сөзини боғумға аҗритип йезиңлар.

Әтияз.

Қар у йәр – бу йәрдә қалди. Әтиязниң өркәш-өркәш булутлири мәлә үстидә пат-пат пәйда болидиған болди. Ериқ-ериқларда әгиз сулар ақти. Қуруп кәткән йәрләрдә көк чимәнләр көкәрди.

Әтияз қандақ чирайлиқ пәсил!

(32 сөз)


Тапшурма:

Әтияз-сөзини тавушлуқ тәһлил қилиңлар.

Сеғизған.

Сеғизған һәр йәрдә шарақлап жүривериду. Униң икки биқини ақ, беши, қанат-қуйриғи қара. Униң қуйруғи интайин чирайлиқ-узун, худди оқ-я кәби. Ялилдап турған пәйлири тум қара, сус йешил. Сеғизған интайин чирайлиқ, сәзгүр қуш! (33-сөз)

Тапшурма:

Ялилдап- сөзини тавушлуқ тәһлил қилиңлар.

Иш-һәрикәтниң бәлгүсини, таамини, шәклини вә башқа хусусийәтлирини билдүридиған сөзләрниң астиға сизиңлар.


Алмута.

Алмута - гөзәл шәһәр. У Алитағниң етигигә җайлашқан. Униң кочилири кәң вә түз. Коча бойлап мевилик дәрәқләр өсиду. Ериқлирида шақирап су ақиду.Йеңидин қәд көтәргән заманивий имарәтләр шәһәр һөснигә һөсүн қошмақта. Алмута-көп милләтлик шәһәр. (34сөз)

Тапшурма:

1.Алмута– сөзини тавушлуқ тәһлил қилиңлар.




Пахта.

Пахта наһайити баһалиқ өсүмлүк. У иссиқ яқларда өсиду. Илгири пахтини қол билән жиғатти. Һазир комбайн билән жиғиду.

Жиғилған пахта фабрикиларға әвәтилиду. Фабрикида пахтини тазилайду.Униңдин жип егирийду. Шу жиптин гәзмал тоқуйду.

Пахтиниң уруғидин май чиқириду. (35сөз)


Тапшурма:

1.Пахта – сөзини тавушлуқ тәһлил қилиңлар.

2. Өсүмлүк сөзидики созуқ тавушларниң астиға бир сизиқ, үзүк тавушларниң астиға икки сизиқ сизиңлар.

Күз.

Күз келиши билән, тәбиәт алаһидә гөзәл рәңгә кириду. Дәрәқләрниң йопурмақлири сериқ, қизғуч, йешил болуп, пақирап кетиду. Етизлардики буғдайлар сериқ әтләскә охшайду. Жиғим – терим ишлири башлинип кетиду. Мол һосулни жиғивелиш үчүн, деханлар кечә-күндүз әмгәк қилиду. (35 сөз)

Тапшурма:

1.Дехан – сөзини тавушлуқ тәһлил қилиңлар.

2.Күз тоғрилиқ бир куплет шеир йезип бериңлар.

Бойнақ.

Асимниң Бойнақ дегән ишти бар. Һойлида иштниң яғачтин ясалған кичиккинә өйи бар еди. Асим бБойнақни яхши көрәтти. Уму Асимни яхши көрәтти. Бойнақ униңға әркиләтти. У Асимниң қоллирини ялатти. Асим бир нәрсини ташлап бәрсә, у чишләп елип келәтти. (37 сөз)


Тапшурма:

Хас исимларни тепип йезиңлар.


Юлтузлар.

Юлтузлар күндүзи немишкә көрүнмәйду? Юлтузлар кечисиму, күндүзиму асманда болиду. Юлтузларни худди айға охшаш күндүзи көрәлмәймиз. Күнниң йоруғи юлтузларниң йоруғидин күчлүк болғачқа, күндүзи көрүнмәйду. Иккинчидин, күн юлтузларға қариғанда бизгә йеқин. Шуңа аддий көз билән юлтузларни көрүш мүмкин әмәс. (37сөз)

Тапшурма:

1.Юлтузлар - сөзини тавушлуқ тәһлил қилиңлар.

2.Иш-һәрикәтни билдүридиған сөзләрниң астиға сизиңлар

Инақ ишлиди

Оқуғучилар мәктәпкә жиғилди. Қизлар қорани сүпәрди. Оғуллар зәмбилдә әхләт тошуди. Он бала колиди. Алтә бала көчәт тикти. Иккиси дәрәқләрни һаклиди. Бир бала чогаларни көйдүрди. Балилар инақ ишлиди. Уларниң ишлириға муәллимләр рази болди. Иш пүтти. Балилар көңүллүк қайтишти.


Тапшурма:

1.Сүпәрди сөзини тавушлуқ тәһлил қилиңлар.

2. Нәрсиләрниң санини билдүридиған сөзләрниң астиға сизиңлар.


Зәргар.

Алмутида чоң зәргарлиқ дукан бар. Униңда һалқа, үзүк, биләйүзүк, һәр хил зәргарлиқ буюмлар сетилиду. Бу буюмларни зәргар ясайду. Зәргар наһайити назук, гөзәл, баһалиқ буюмларни ясайду. Уларни есил ташлар билән безәйду. Һалқа, үзүк биләйүзүк ханим-қизларға һөсүн қошиду.

Тапшурма: (37сөз)

Һалқа –сөзини тавушлуқ тәһлил


Қушлар.

Чирайлиқ баһар айлири кәлди. Күздә иссиқ яқларға учуп кәткән қушлар қайтип кәлди. Улар өзлиригә угиларни салди. Биз әмгәк дәрисидә қушларға уга ясидуқ. Улар бала чиқарди. Қушлар бизгә нуғун пайда кәлтүриду. Улар зиянлиқ һашарәтләрни йоқитиду.

Қушлар – бизниң достумиз! (37 сөз)


Тапшурма:

Шеирни ядқа йезип бериңлар.

Қанитида қушларниң

«Қ» һәрипи йезилар.

Чоңқур билим елишму,

Қудуқ охшаш қезилар.



Китап.

Мән биринчи синипқа кирип, елипбәни түгәткәндин кейинла әйнә шу түгимәс ғәзнә-китапқа иштияқ бағлидим.

Мениң гөдәк чеғимдики зеһним шу китап билән ечилған.

Китап билим булиғиниң ачқучи. Мән вақит тапсам китап билән муңдишимән. Китап сән мениң йол башлиғучум.

(38 сөз)

Тапшурма:

1.Китап сөзини тавушлуқ тәһлил қилиңлар.

2.Ядқа йезиш:

Китавим бар җан достум,

Мән униңға бәк амрақ.

Үгитиду у маңа,

Йеңи-йеңи җиқ савақ.


Алмилиқ бағ.

Алитағниң ян бағриға чоң алмилиқ бағ жайлашқан. Бу бағда алминиң һәр хил түрлири өсиду. Әң көп өсидиған у – апорт алмиси. Апорт алмиси пәқәт Алмута әтрапида өсиду. Апорт йоған, қизил, сулуқ болиду. Алмутиға кәлгән меһманлар апорт алмисиға һәйран қалиду. (38 сөз)


Тапшурма:

1.Апорт сөзини тавушлуқ тәһлил қилиңлар.

2. Хас исимларни йезиңлар.


Кәтмән.

Дадам өйгә кириштин авал һәр күни кәтминини керосин билән жуюп, қуруқ лата билән дәсмаллап қоятти...

Кәтмән төмүрдин ясилиду. Төмүр дат басқуч келиду. Дат басқан нәрсә чапсан кардин чиқиду. Әгәр тазилимай, шу петичә

қоюп қойса, кәтмән дат бесип кетиду.

(38 сөз)

Тапшурма:

1.Ясилиду - сөзини тавушлуқ тәһлил қилиңлар.

2. Төмүрдин – сөзини боғумға аҗритип йезиңлар.




Вападарлиқ.

Бизниң қери иштимиз бар. Униң ети-Йолвас. Уөйни сақлап, ишикниң алдида созулуп ятатти.

Талаға чиқишимға, Ғәйрәтниң Аққулақ дегән ишти маңа етилди. Буни көргән Йолвасниң қандақ қилип йетип кәлгәнлигини билмәймән. У кәлгән бойи мени униңдин қутулдуруп, өзи елишип кәтти. (39 сөз)


Тапшурма:

1.Адәм вә нәрсиләрниң намини билдүридиған сөзләрниң астиға сизиңлар.




Гиләм.

Алмутида гиләм тоқуш фабрикиси бар. Апам шу фабрикида ишләйду. Апамниң дости Халидәм һәдәм –гиләм тоқушниң маһири.

Фабрикида чирайлиқ гиләмләр тоқулиду. Гиләмләр һәр хил рәңлик жиплардин тоқулиду. Гиләм тоқуш һүнири момилиримиздин бизгә мирас қалған. Шуниң үчүн Хотән, Қәшқәр гиләмлири дунияға тонулған. (40 сөз)


Тапшурма:

1.Гиләм сөзини тавушлуқ тәһлил қилиңлар.

2.Шәһәр намлирини йезиңлар.

Үзүмзарлиқ.

Уйғур хәлқи үзүм өстүрүшни интайин яхши көриду. Үзүм өстүридиған бағвәнләр үзүмзарлиқ ясашқа бәк уста. Язлиғи һойлиға киргәндә, бирдинла үзүм бараңлири көзгә чүшиду. Бараңдики сүп-сүзүк үзүмләр адәмни өзигә әриксиз жәлип қилиду. Үзүм саламәтлик үчүн наһайити пайдилиқ. Үзүмдин киш –миш тәйярлайду. (40 сөз)


Тапшурма:

1.Бараң сөзини тавушлуқ тәһлил қилиңлар.

2. Адәм вә нәрсиләрниң намини билдүридиған сөзләрниң астиға сизиңлар.



Садиқ дост.

Аюп Ақтөшни елип, белиқ тутушқа барди. У бир нәччә белиқ тутти. Қамақ йәнә мидирлиди. Аюп алдираш қамақни тартиведи, қолвақ чайқилип, өзи суға чүшүп кәтти. Қорққинидин қаттиқ вақиравәтти. Ақтөш Аюпниң үнини аңлап, өзини суға атти. У Аюпниң көйнигидин чишләп, қирғаққа елип чиқти. (41 сөз)


Тапшурма:

1. Дост – сөзини тавушлуқ тәһлил қилиңлар.

2.Қорққинидин сөзини боғумға ажритиңлар


Гимнастика ойнайли.

Гимнастика бәдәнни чиниқтуриду. Соғ тегиш, туму-пушқақ охшаш ағриқлардин сақлинишқа ярдәм қилиду.

Һорун кишиләр гимнастика билән шуғуллинишни халимайду вә өзиниң саламәтлигигә ғәмхорлуқ қилмайду.

Әтигәнлик гимнастика билән шуғуллинишқа адәтлиниңлар! Бу адәмниң сақ бәдән, саламәтлик болушиға, узун, бәхитлик, тетик, бодруқ хошал-хорам өмүр сүрүшигә ярдәмлишиду.

(43 сөз)


Тапшурма:

1.Һорун сөзини тавушлуқ тәһлил қилиңлар.

2.Үндәш җүмлини тепип йезиңлар!


Абдулла Розибақиев

Абдулла Розибақиев – уйғур хәлқиниң мунаввәр пәрзәнди. У Кейиквай йезисида туғулған. Яш чеғидинла азатлиқ үчүн күрәшти. Абдулла Розибақиев оқуған киши еди. Хәлиқ уни яхши көрәтти. У –дәсләпки мәрипәтчи. Балиларниң оқуғунини халатти.

Абдулла Розибақиевниң исмини биз дайим ядқа алимиз. Көплигән мәктәпләр, кочилар униң исми билән аталған. (44 сөз)

Тапшурма:

1.Мәрипәтчи – сөзиниң томур вә қошумчисини аҗритиңлар.

2.Морфологиялик тәһлил қилиңлар.

Абдулла Розибақиев – уйғур хәлқиниң мунаввәр пәрзәнди.


Тәтил күнлири.

Мән язлиқ тәтилдә әтигәнлиги саат сәккиздә туримән. Талаға чиқип, сап һавада гимнастика ойнаймән. Униңдин кейин жуюнуп, чай ичимән. Апамға ярдәм беримән. Бир күни Закир билән Савут дегән йолдашлирим кәлди. Мән уларниң кәлгинигә наһайити хошал болдум. Биз киноға бардуқ, андин кейин китап оқуп вақитни көңүллүк өткүздуқ. (45 сөз)

Тапшурма:

1.Ярдәм– сөзини тавушлуқ тәһлил қилиңлар

2.Иш-һәрикәтни билдүридиған сөзләрниң астиға сизиңлар.


Қушқач балиси.

Нуридин күчүгини әгәштүрүп келивататти. У йәргә чүшүп кәткән қушқачниң кичиккинә балисини көрүп қалди. Ақ күчүк қушқачниң балисиниң йениға жүгрәп барди. Қушқачниң балисиға бу күчүк йоған жиртқучтәк көрүнди. У күчүктин наһайити қорқуп кәтти. Нуридин қушқачниң балисини қаттиқ йәрдин көтиривалди вә уни егиз қарияғачтики угисиға селип қойди. (45 сөз)


Тапшурма:

1.Қушқач - сөзини тавушлуқ тәһлил қилиңлар.

2. Көтиривалди сөзини боғумға аҗритип йезиңлар.

3. Қандақ қушларни билисиләр?



Байқал

Байқал –тәбиәттики әҗайип сирлиқ көл. Көлгә көплигән кичик вә чоң еқин сулар қуюлиду, лекин униңдин бирла Ангара дәрияси еқип чиқиду. Байқал йәр шаридики ичишкә ярайдиған суниң бәштин бир қисмиға егә. Байқалда яшайдиған белиқларниң көпи башқа йәрдә учрашмайду. Мәсилән, «голомяка» дегән белиқ пәқәт мошу көлдила яшайду. . (45 сөз)

Тапшурма:

1.Белиқ сөзини тавушлуқ тәһлил қилиңлар.

2. Белиқларниң -түрлирини йезип бериңлар.



Нан.

Нан – у әл байлиғи. Нан ашлиқтин елиниду. Униң үчүн деханлар қиш-яз әмгәк қилиду. Күздә сапалиқ уруқ тоғрисида ғәмхорлуқ қилиду.

Қишта машина –тракторларни ремонтлайду. Әтияз келиши билән, улар етизлиққа чиқиду. Терилғу иши башлиниду.

Ашлиқ пишип йетилгәндә, етизлиққа комбайнлар чиқиду. Ашлиқ жиғиш мәзгилидә, деханлар кечә - күндүз ишләйду. (46 сөз)

Тапшурма:

1.Әтияз - сөзини тавушлуқ тәһлил қилиңлар

2.Нан тоғрилиқ икки мақал йезип бериңлар.


Баһар.

Баһар айлири кәлди. Қарлар ерип түгиди. Йәр – җаһан көп-көк майсилар билән пүркәнди. Дәрәқләр йопурмақ чиқирип, яп-йешил түскә кирди. Деханлар әтиязлиқ терилғу ишлириға жиддий киришти. Етизларда иш қайнап кәтти. Бағларда алма, өрүкләр чечәклиди. Иллиқ баһар шамили гүрүлдәп урмақта. Әтраптики һәр хил қушларниң йеқимлиқ авазлири аңланмақта. ( 46-сөз)


Тапшурма:

1.Баһар сөзини тавушлуқ тәһлил қилиңлар.

2. Аңланмақта– сөзини боғумға аҗритип йезиңлар.

3.Чечәклиди сөзиниң томур вә қошумчисини аҗритиңлар

Китап.

Балилар силәр китапни һөрмәтләңлар! Китап силәрниң әң сөйүмлүк достуңлар. Китаптин силәр көп нәрсиләрни оқуп билисиләр. Китап силәрни һәқиқий вәтәнпәрвәр қилип тәрбийиләйду. Силәргә келәчәккә кәң йол ечип бериду. Китапсиз билим болмайду. Балилар силәр китапни көп оқуп, һаятниң барлиқ сирлирини билип, алий хисләтлирини егиләшкә тиришиңлар. Китап – билим булуғи! (46 сөз)


Тапшурма:

1.Китапсөзини тавушлуқ тәһлил қилиңлар.

2. Қандақ китапларни оқудиңлар?



Сүңгүч.

Баһарда биз тәрәпкә биринчи болуп, жирақтин кичиккинә чирайлиқ бир қуш келиду. Униң беши вә бойниниң теги ақ, көкриги күл рәң, йәлкиси, канайлири, дүмбиси һава рәң болиду.

У наһайити шох һәм хушхой қуштур. Бу қуш егилик үчүн көп пайда кәлтүриду. У зиянлиқ һашарәтләрни йәйду. Бу сүңгүч дегән қуштур. (47 сөз)


Тапшурма:

1.Сүңгүч сөзини тавушлуқ тәһлил қилиңлар.

2.Һашарәтләрни – сөзини боғумға аҗритип йезиңлар.

3.Иккинчи җүмлидин сүпәтләрни тепип, астиға сизиңлар.



Меһманларни күтүш.

Көптин күткән баһарму кәлди. Йәр-җаһан әкчип, дәл-дәрәқләр бих чиқирип, көкиришкә башлиди. Мана дәсләпки «меһманларму» келишкә башлиди. Балилар уларға угиларни ясап, дәрәқләргә қеқип қойди.

Дәсләп қариғоҗа, кейинирәк учуп кәлгән қалиғачлар әтрапни чаң кәлтүрүп, бәс-бәстә сайрашмақта.Әнди бағдики қурут-қоңғузларниң һалиға вай!

Қушларни асраңлар, улар бизгә дост! (48сөз)


Тапшурма:

1.Баһарсөзини тавушлуқ тәһлил қилиңлар

2.Үндәш җүмлиләрни тепип, йезиңлар.

3.Қайси қушлар әтиязда учуп келиду.


Йолдики көләңгә

Күн очуқ еди. Биз акам билән келивататтуқ. Туюқсизла йолда көләңгә пәйда болди. Мән дәрру жуқуриға қаридим. Үстимиздә үнсиз йоған қуш учуп кетип баратти. Бу қарчиға еди. У олжисини байқап жүрәтти. Бир чағда чаққанлиқ билән олжисини тутувалдидә, егизликкә интилди. Һелиму көз алдимда туриду. Һеч унтулар әмәс. Һазирму әсләп қоюмән. (48сөз)


Тапшурма.

Қарчиға – сөзини тавушлуқ тәһлил қилиңлар.

Бу мәтинниң қайси түригә ятиду.


Тонур нени.

Бүгүн апам әтигәндә нан яқмақчи болуп, хемир жуғарди. Хемир болғандин кейин, уни зогул тутти. Кейин нанни яслап, чакуш салди. Тонур қизиғандин кейин, нанниң үзигә сәл сүт сүркәп, йәңлик үстигә қоюп, тонурға йеқишқа башлайду. Нан қизирип пишқанда, лахшигир билән союп алиду. Апам холум – хошниларни: «Нанға еғиз тегиңлар!» - дәп тәклип қилиду.(49 сөз)

Тапшурма:

1.Нан тоғрилиқ бир мақал йезип бериңлар.

2. Хошниларни– сөзини боғумға ажритип йезиңлар.

3.Нанниң қандақ түрлирини билисиләр?

Достлуқ билән қәстлик.

Туюқсиз бөдүнә от ичидә қалди. У көйүшкә башлиди.

-Һә, совап болди,- дәп қушқач бир тал қуруқ чөпни әкелип, отқа ташлиди.

-Бечарини қутулдуруп алайчу,- дәп қалиғач бир тамча суни елип келип, отқа чачти.

Қушқач ташлиған чөп билән от күчәймиди. Қалиғач қуйған су билән от өчмиди. Пәқәт бөдүнигә қалиғачниң достлуғи, қушқачниң дүшмәнлиги ениқ болди. (52 сөз)


Тапшурма:

1.Достлуқ сөзини тавушлуқ тәһлил қилиңлар

2.Дост тоғрилиқ бир мақал яз

3.Морфологиялик тәһлилқилиңлар:

Туюқсиз бөдүнә от ичидә қалди.


Өдәкләр.

Мән туридиған жайда көл бар. У көл қишлиғи тоңлимайду. Сәвәви көлгә но арқилиқ иссиқ су қуюлиду.Көлдә явайи өдәкләр яшайду. Улар адәмләрдин қорқмайду. Мән күндә көлгә келип, өдәкләргә тамақ беримән.Көлниң оттурисида кичиккинә арал бар. Өдәкләр күндүзи шу аралдики өйдә шамалдин сақлиниду. Кечиси ухлайду.

Көлгә мәктәп оқуғучилири пат-пат келип, өдәкләргә озуқ бериду. (53сөз)


Тапшурма:

1.Өдәк– сөзини тавушлуқ тәһлил қилиңлар

2.Тоңлимайду сөзини боғумға аҗритиңлар.

3.Кичиккинә сөзиниң томурини тепип йезиңлар.

Норуз мәйрими


Норузхәлиқ мәйрими. У көңүллүк өтиду. Норуз күни саз челип, нахша ейтиду. Нағра яңрап, уссул ойнайду. Адәмләр миллий кийимләрни кийиду. Һәр хил қизиқ оюнлар көрситилиду. Буғдай үндүрмисидин тамақ тәйярлиниду. Буни йәттә түрлүк таам һөрмитигә атап пишириду. Улар адәмгә әң керәк нәрсиләр. Мәсилән: су, сүт, дан, гөш, ун, туз, май. Буларсиз яшаш мүмкин әмәс. (53сөз)


Тапшурма:

1. Норуз - сөзини тавушлуқ тәһлил қилиңлар

2. Әтиязда йәнә қандақ мәйрәмләр болиду?

3. Умумий исимларни йезиңлар.

Балилиқ һәвәс.

Аманниса дадисиниң саз челишини вә шеир оқушини аңлашқа толиму хуштар еди. Гайи чағларда есидә қалған мисраларни чөчәк тили билән дадисиға сөзләп берәтти. Гайи чағларда бойидин егиз саз әсваплирини қолиға еливелип, тик туруп зил тарларни дириңли-

татти. Мундақ вақитларда қизиниң барлиқ һәрикитини күзитип олтарған ата, амрақлиғи келип күлүп кетәтти. Аманниса хошаллиғида дадисиниң мәңзигә сөйүп қоятти. (53 сөз)


Тапшурма:

Җүмлиниң тиниш бәлгүлирини қоюп чиқ.


1. Шеир үгитип қояйму қизим

2. Балилар дәрисни диққәт қоюп тиңшаңлар

3. Сиз Дилбәр уссул өмигигә қатнишисиз



Баһар

Баһар. Көкләмниң келиши билән, дәл-дәрәқләр бих чиқирип, һәш-пәш дегичә бүк-барақсан болушқа башлиди. Бәәйни тәбиәттики жими тирик жан ғәпләт уйқисидин ойғинип, һәрикәткә кәлгәндәк. Баһар чечәклириниң хушбой пурақлири адәм көңлидә изгү үмүтләрни ойғитип, илһамбәхш һисларға ғәриқ қилиду. Бу пәсилниң инсанға, тәбиәттики барчә тирик жанға бөләкчила тәсир қилишида немә сәвәп, қандақ һекимәт бар екән! (54 сөз )

Тапшурма:

Бу мәтинниң қайси түригә ятиду?

Пәсилниң –сөзини тавушлуқ тәһлил ясаңлар

Пеилларни йезиңлар.



Әтияз.

Март ейи кәлди. Түнләр қисқирап, күнләр узарди. Күн иссип қарлар еришқа башлиди. Ериқөстәңләр, сайлар суға толди. Қарниң орниға ямғур йеғишқа башлиди. Күнгәй йәрләрдики қарлар түгәп, көп-көк отлар өсүп чиқти. Дәрәқ бихлири күндин-күнгә йоғиришқа башлиди.

Ериқ бойлирида ялпузлар үнүп чиқти. Бедиләр көкиришкә башлиди. Мамкаплар ечилди. Топ-топ қушлар иссиқ яқлардин учуп келишкә башлиди. (55 сөз)


Тапшурма:

1.Әтияз сөзини тавушлуқ тәһлил қилиңлар.

2. Морфологиялик тәһлил:

Бедиләр көкиришкә башлиди.


Қара алтун.

Көмүр қара ташқа охшайду. Бирақ униң пайдиси көп. Көмүр өй исситиду. Суму көмүр билән иссийду. Көмүр чарвичилиқниң барлиқ тармақлирида қоллинилиду. Шуниң үчүн хәлқимиз уни қара алтун дәп атайду. Авал адәмләр көмүрни туюқсиз тепип алған. Пайдисини кейин чүшәнди.Кейинирәк уни хәлиқ егилигигә пайдилинишни үгәнди. Бизниң җумһурийитимиздә атақлиқ икки көмүр хеңи бар. Улар –Қариғанда вә Екибастуз. (55 сөз)


Тапшурма:

1.Көмүрсөзини тавушлуқ тәһлил қилиңлар.

2. Морфологиялик тәһлил:

Көмүр қара ташқа охшайду.


Туғулған жутқа.

Әтиязлиғи қушлар қайтип келиду. Қушлар учуп келип, чуруқлишиду, хуш авазлири билән сайришиду. Уга салиду, бала чиқириду. Әң авал қариғоҗа, униңдин кейин қалиғач һәм сүңгүчләр келиду. Булар язниң биринчи хәвәрчилири.

Қушлар биз үчүн наһайити пайдилиқ. Қариғоҗа һәм башқа қушлар уларни йемигән болса, қурут-қоңғузлар бағларға, көктатларға нурғун зиян кәлтүргән болар еди. (55 сөз)


Тапшурма:

Ядқа яз.

Учуп қонуп гүлдин-гүлгә

Қанат қеқип сайриған,

Йешил бостан, бағлар ара

Ләззәтлинип яйриған.

Қиш әтигәнлигидә.

Дәм елиш күни еди. Шатлиқ сәһәр туруп, чаққан кийинип, һойлиға чиқти. Кечиси яққан мамуқтәк қар һәммә яқни қаплап кетипту. Лекин соғ әмәс. У пәлийини кийип, яғач гүжәкни қолиға алди.

Һойлидики қарни бир җайға догилиғандин кейин, ахшам тәйярлап қойған чаңғусини елип чиқти. Шатлиқ дәм елиш күнлири әтигәндин кәч киргичә таза һавада жүрүп, чаңғуда сәйлә қилишни толиму яқтуридиған.

(55сөз)

Тапшурма:

1. Мамуқтәктавушлуқ тәһлил.

2. Морфологиялик тәһлил:

У пәлийини кийип, яғач гүҗәкни қолиға алди.


Март ейи.

Кәчқурунлуғи һава очуқ, пақирап туратти. Бәзи юлтузлар наһайити рошән йорутатти. Әтигәнлиги орнумдин турсам, һава тутулуп, сим-сим ямғур йеғиветипту. Чүшкә йеқин булутлар аста сүзүлүп тарқашқа башлиди. Парчә булутларниң арисидин пақирап күн көрүнди. Ериқ яқилиридики ялпузлар чим-коктатлар яп –йешил рәңгә кирди. Аста чиққан шамал дәрәқләрниң шахлирини еғитатти.

Ямғурдин кейин талларниң бихлири пултийип көрүнүшкә башлиди. Һава таза вә иллиқ. (57 сөз)


Тапшурма:Җүмлә түзүш.

Ямғур, әтияз, йол.


Һайванатлар беғида.

Һайванатлар беғида түрлүктүмән һайванлар вә қушлар болиду.

Биз дәм елиш күни һайванатлар беғиға бардуқ. Уйәрдә пил, йолвас, шир вә түрлүк қушлар бар екән.Улар тоғрилиқ муәллимимиз сөзләп бәрди. Биз нурғун һайванларниң һаяти билән тонуштуқ.Бу һайванларниң ичидә маймунларниң һаяти қизиқ екән. Уларниң бир мунчә қилиқлири худди адәмгә охшайдекән. Мән көрүп кәлгән һайванлар тоғрисида һекайә йезиватимән. (57 сөз)


Тапшурма:

1. Җүмлидин исимларни тепип астиға сизиңлар.

У йәрдә пил, йолвас, шир вә түрлүк қушлар бар екән.

2. Өй һайванлирини йезип бериңлар.

Кигиз өй

Қазақ хәлқи әзәлдин мал беқип, бир җайдин иккинчи җайға көчүп жүргән хәлиқтур. Яйлаққа мални һайдап чиққанда жүридиған җайи – кигиз өй. Өйни турғузушта кереге, шаңырақ, уық һаҗәт. Кейин үстини кигиз билән япиду. Кигиз язда иссиқ, қишта соғ өткүзмәйду. Униң ичи қазақ хәлиқ нәқишлири билән безилиду. Өйниң темиға гиләм, милтиқ, қамча есилиду. Төридә сандуқ, униң үстидә көрпиләр рәтлик тизилиду. (57 сөз)


Тапшурма:

1. Яйлақ сөзини тавушлуқ тәһлил қилиңлар.

2. Морфологиялик тәһлил:

Кигиз язда иссиқ, қишта соғ өткүзмәйду.


Зерәк.

Ваһитниң кичиккинә күчүги бар. Униңға Зерәк дәп ат қойди.

Ваһит Зерәкни бәк яхши бақти. Зерәк чоң болди вә қорани

сақлашқа башлиди. Зерәк Ваһит билән униң дадисиға үгинип

кәтти.

Бир күни улар оға чиқти. Улар Зерәкни әгәштүрүп алди. Қасим

ака бир бөрини етип, яридар қилди. Зерәк уни дәрру тепип кәлди.

Зерәк – интайин сәзгүр ишт. У – Ваһитниң әң йеқин дости.

(58 сөз)

Тапшурма:

1. Иштларға қандақ атларни қоюмиз.

2. Хас исимларни яз.

Көйүмчан Һәмра

Бир күни ағинәм Һәмра билән биллә мәктәпкә кетип бараттуқ. Йолниң оттурисида китап-дәптәрлири чечилған бир кичик балини көрүп қалдуқ. Бизни көргән һәмра сумкисини маңа берип қойдидә, жүгрәп шу балиниң йениға кәтти. Униң қәләм - дәптәрлирини жиғип, сумкисини қолиға тутқуздидә, қолидин йетиләп, мениң йенимға кәлди.

-Кочидин өткәндә сумкини чиң тут. Машиниға қарап өтүшни унтума,-деди.

Мән униң меһриванлиғиға һәйран қалдим. (58сөз)



Тапшурма:

1.Адәм вә нәрсиләрниң иш-һәрикитини билдүридиған сөзләрни яз.

Морфологиялик тәһлил:

Бир күни ағинәм Һәмра билән биллә мәктәпкә кетип бараттуқ.


Каток.

Қиш келип, соғ чүшти. Ериқлардики сулар тоңлиди. Балилар дөңләрдин чана тейилип ойнашқа башлиди, бәзи балилар чаңғу тейилип ойнимақта.

Биз мәктәпниң қешидики дөңгә каток ясидуқ. Қелин қарни түзләп, чиңдап, андин кейин су қуйдуқ. Қуйған сүйимиз муз қетип,сип-силиқ болди.

Катокта коньки тейилидиған балилар көпәйди. Мәнму уларға қошулуп кәттим. Аримизда коньки тейилишқа уста балиларму бар еди. Улар хоккейни яхши ойнатти. (59сөз)

Тапшурма:

Дуния йүзигә мәшһур муз мәйданиниң нами қандақ?

У Қазақстанниң қайси шәһиридә җайлашқан.


Вәтән.

Дуниядики әң гөзәл, әзиз – Вәтәндур. Һәр бир адәмниң Вәтини бар, һәр бир адәм өз Вәтинини сөйиду. Өзи туғулған жутни сөйиду. Адәм өзи билән яшаватқан кишиләрни, хәлқини, жутини яхши көриду.

Униң тилини, нахша – сазини, уссул вә өрпә адәтлирини үгинип орунлайду. Вәтәнсиз вә хәлиқсиз адәм яшалмайду.

Вәтәнни ана билән бир қатарда қоюмиз. Шуниң үчүн Ана Вәтән, Ана Йәр, Ана жут дәп атап кәткән.

(60 сөз)

Тапшурма:

1. Вәтәнтоғрилиқ бир мақал яз.

2. Қазақстанниң пайтәхтини яз


Арча мәйрими.

Мана көптин күткән арча мәйримиму келип қалди. Синиптики балилар мәйрәмгә тәйярлиқни башлиғини хелә болди. Улар әмгәк дәрисидә оюнчуқларни, соғатларни тәйярлиди. Ата-анилар балилириға һәр хил чирайлиқ кийимләрни тикип бәрди. Муәллим балиларға қиш тоғрилиқ шеир, нахшиларни үгәтти.

Қиш бовайму өз соғилирини тәйярлап қойди. Униңда қочақлар, машинилар, китап – қериндаш охшаш соғилар бар. Қар қизи оюнларни, тепишмақларни тәйярлиди. Арча мәйрими наһайити көңүллүк өтти. (60 сөз)


Тапшурма:

1.Арча сөзини тавушлуқ тәһлил қилиңлар.

2. Морфологиялик тәһлил:

Арча мәйрими наһайити көңүллүк өтти.


Бирлик вә достлуқ күни.

Биринчи май мәйримини дуния йүзидики хәлиқләрниң һәммиси нишанлайду. Бу хәлиқләрниң бирлишиш, достлишиш, течлиқ үчүн күришиш күни.

Май мәмүрчилик дегән сөз. Һәммә көк либасқа оринип, тәбиәт мәнзириси әҗайип йеқимлиқ түс алиду. Бу баһарниң әң гөзәл айлиридин һесаплиниду.

Алма -өрүк, гүл-гиялар чечәкләп, қушлар бәс-бәстә сайрайдиған чағ. Һәммимизниң роһлинидиған вә кәйпиятимиз үстүн мәзгил.

Биз 1-Май мәйримини дағдуғилиқ нишанлаймиз. Биз течлиқни

халаймиз. (60 сөз)

Тапшурма:

1.Май ейида йәнә қандақ мәйрәм болиду?


Қайнимиған суни ичмә!

Күн иссиқ еди. Раһиләм мәктәп алдидики мәйданда ойнап һарди. Уериқтики еқиватқан суни ичмәкчи болди.Уни муәллим көрүп қалди. «Раһиләм, қайнимиған суни ичмәң! Бу сүзүк болған билән униңда көзгә көрүнмәйдиған микроблар нурғун. Улар адәмгә түрлүк ағриқларни жуқтуриду»,-деди.

Муәллим Раһиләмни синипқа елип кирди. У һелиқи ериқниң сүйидин әйнәкниң үстигә бир тамча тамғузди. Микроскоп билән судики микробларни Раһиләмгә көрсәтти. Раһиләм буни көрүп сәскинип кәтти. (62 сөз)


Тапшурма:

1.Морфологиялик тәһлил қилиңлар.

Муәллим Раһиләмни синипқа елип кирди.

2. Мәктәпсөзини тавушлуқ тәһлил қилиңлар.


Сеғизған һеийлиси.

Язда кичик дадамларниң өйигә бардим. Беғида мевиләр пишип кетипту. Мени яңақ дәриғи қизиқтурди. Бағни қизиқип арилидим. Туюқсиз бир сеғизған учуп кәтти. Ағзида яңақ чишләвалған. Бир мәзгилдә сеғизған яңақни ташлавәтти. Андин яңақниң чүшкән йеригә қонди. Сеғизған қайтип учуп кәтти. Мән униң орниға берип қаридим. Яңақниң ичидики денини йәп кетипту. Сеғизған яңақни мошундақ йәйдекән. (62 сөз)


Тапшурма:

1.Яңақ сөзини тавушлуқ тәһлил қилиңлар.

2.Морфологиялик тәһлил:

Мән униң орниға берип қаридим.

Ана Вәтиним - Қазақстан

Һәр кимниң туғулған йери униң ана Вәтини һесаплиниду. Шуңлашқа киндик қенимиз төкүлгән, дунияға көз ачқан макан бизгә муқәддәс һәм улуқтур. Ана дияримизни көз қаричуғимиздәк сақлаш һәм һимайә қилиш –бизниң пәрзимиз. Биз Қазақстанда туғулдуқ. Демәк, Қазақстан –бизниң Вәтинимиз, ана дияримиз.

Бизниң Вәтинимиз дуниядики йери нурғун, йәр асти қезилма байлиқлири мол мәмликәтләрниң бири. Униң тәбиитиму һәр хил. Вәтән тоғрилиқ һәр биримиз яхши билишимиз керәк.

(62сөз)

Тапшурма:

1. Вәтән сөзини тавушлуқ тәһлил ясаңлар.

2.Вәтән тоғрилиқ икки мақал яз.

Ишт.

Бурун өткән заманда ишт явайи һайван болған екән. Адәм иштни қолға үгитип алди. Ишт интайин сәзгүр. Шуниң үчүн уни малчилар, чегаричилар, от өчәргүчиләр өз ишида пайдилиниду. Ишт уруш вақтида санитар хизмитини атқурди. Дүшмән танки-

лирини партлатти. Иштларни тундрада чаниларға қошиду. Иштларниң һәр хил нәсиллири болиду. Бирлири жүгрүк, бирлири сақчи, бирлири ярдәмчи хизмитини атқуриду. Иштларниң көрсәткән әрлиги үчүн уларға ядикарлиқ орнитилған.

Ишт-адәмниң әң йеқин дости. (63сөз)


Тапшурма:

Явайи-сөзини тавушлуқ тәһлил қилиңлар.

Иш-һәрикәтни билдүридиған сөзләрни тепип, йезиңлар.




Қуш угилири.

Әтиязлиғи иссиқ жайлардин биз тәрәпкә һәр түрлүк қушлар йенип келиду. Улар уга селишқа, тухум туғушқа , бала чиқиришқа башлайду.

Бәзилири чатқалларниң, қелин чөпләрниң арисиға уга салиду. Дәрәқләрниң каваклириға уга салидиған қушларму бар. Улар дәрәқниң кавак йәрлирини тепип, уйәргә қуруқ чөп, пәй охшаш нәрсиләрни тошуп өзлиригә уга салиду.

Ундақ қушларға силәр өзәңлар уга ясап берәләйсиләр. Мундақ угиларда қариғожа вә башқа қушларму яшалайду. Улар зиянлиқ қурут – қоңғузларни, кепинәк қурутлирини йәйду.

(66 сөз)


Тапшурма:

1.Дәрәқ сөзини тавушлуқ тәһлил қилиңлар.

2.Аддий вә мурәккәп пеилларниң астиға сизиңлар

3.Қандақ қушларни билисән?



Сүт әмгүчиләр.

Мөшүк билән ишт, пил билән шәпирәң, кит билән ат, маймун билән адәм вә башқилар сүт әмгүчиләр қатариға кириду.

Сүт әмгүчиләрниң башқа һайванлардин пәрқи шуки, улар балилирини сүт билән озуқландуриду. Сүт әмгүчиләрниң көпчилиги қуруқлуқта яшайду. Пәқәт кит, дельфин түрлири суда яшайду. Маймун, тийин дәрәқ учида яшиса, бәзилири йәр асти – инида яшайду. Учар қушлардин ялғуз шәпирәң сүт әмгүчиләр топиға ятиду. Сүт әмгүчиләрниң мейиси башқа һайванларға қариғанда яхши тәрәққий әткән. (67 сөз)


Тапшурма:

1.Яшайду - сөзини тавушлуқ тәһлил қилиңлар

2.Морфологиялик тәһлил:

Мөшүк билән ишт, пил билән шәпирәң, кит билән ат, маймун билән адәм вә башқилар сүт әмгүчиләр қатариға кириду.

Өз вақтиңни дурус пайдилан.

Вақит пәқәт алға маңиду. Өткән вақитни кәйнигә қайтурушқа болмайду. Өз вақтиңни дурус пайдимлинишни бил.

Дәрис тәйярлаш, әдәбий китапларни оқуш, таза һавада достлириң билән ойнаш, телевизордин балиларға беғишланған көрситишләрни көрүш, ата-аниға ярдәмлишиш үчүн вақтиңни дурус тәхсим қилғин.

Күн тәртивини дурус пайдилан: вақтида ят, вақтида орнуңдин тур, һәр күни бир мәзгилдә тән һәрикәт билән мәшиқлән.

Йолдашлириңға бәргән вәдәңдә тур. Башқилардин алған китапни узақ тутмай, өз вақтида егилиригә қайтурушни унтума! (68сөз)



Тапшурма:

1. Ярдәмлишиш -сөзини тавушлуқ тәһлил қилиңлар.

2. Морфологиялик тәһлил:

Йолдашлириңға бәргән вәдәңдә тур.


Саадәт териги.

Саадәт териги йезимизниң шималидики пәсликтә ақидиған өстәң бойида өскән еди. Өстәңдин әллик қәдәмчә төвәнлигәндин кейин, қум дөңлири башлиниду. Балилиғимниң әң шерин дәмлири шу йәрдә өткәчкимекин, бу әтрапниң һәр гиясиғичә яхши тонуш.

Қиш күнлири кәйнимизгә төрт-бәш иштни әгәштүрүвелип, қумниң бир йәрлиригичә тошқан қоғлап барсақ, язлиқлири ханбас, мөкү-мөкүләң, вәлләй, одикам...охшаш оюнларни ойнаттуқ. Күн иссип, өстәңниң иңәктин келидиған арамбәхш сүйигә чөмүләттуқ. Судин чиқип, күнгә қахлинип, узақтин –узақ қумда еғинап ятаттуқ.

(70 сөз)

Тапшурма:

1.Өстәң сөзини тавушлуқ тәһлил қилиңлар.

2.Пәсликтә сөзиниң томур вә қошумчисини аҗритиңлар.


Баһар кәлди.

Қиш өтүп кәтти. Иллиқ шамал аста-аста баһарни елип кәлди. Йәрниң тоңи ерип бошашқа башлиди. Йәрдин от-чөпләр үнүп чиқип, әтрап йешил чимәнликкә айланди. Буғдай майсилири өсүп, жумран йопурмақ чиқиришқа башлиди.

Ериқ өстәңләрдә бирәр парчә непиз музму учрашмайду. Өстәң қирғиғидики жумран таллар иллиқ шамалға әгишип, аста-аста лиңшимақта.

Баһар йетип кәлди, у әтрапни йешиллиққа пүркәп, тәбиәткә техиму гөзәл һөсүн қошти. Баһар синипқа кирип кәлди. У оқуғучиларниң үгиниш қизиқишиға илһам бәрди. (70 сөз)


Тапшурма:

1.Баһар сөзини тавушлуқ тәһлил қилиңлар.

2. Морфологиялик тәһлил.

Баһар синипқа кирип кәлди.

3. «Баһар» сөзини келишләр билән түрләңлар.

Қар.

Алим ишикни йепип қойдидә, деризә алдиға кәлди.Чоң деризидин тутуқ асманниң бир бөлигила көрүниду. Қелин қар яғмақта. Чоң қар учқунлири йәргә чүшкәндә қизиқ. Аста ләйләп келидудә, сәл пақирап келип, қуштәк йәргә қониду. Шамал йоқ, тавуш йоқ. Тутуқ асманға бойлап турған қарлиқ егиз дәрәқләрниң учи қимир қилмайду.Алма дәрәқлириниң қелин путақлири бир-биригә четилишип, нәччә түрлүк нәқиш ясиған. Қар япилақлири юлтуз охшаш. Улар һелидин-һелиға деризә әйнәклиригә чаплишиду.

Йәр-йүзиниң һәммиси аппақ . (70 сөз)


Тапшурма:

1.Ясиған сөзини тавушлуқ тәһлил қилиңлар

2. «Алма» сөзини келиш қошумчилири билән түрләңлар.

Төгиқуш.

Төгиқуш – дуниядики җан-җаниварларниң әң жүгриги. У саатиға йүз жигирмә километр илдамлиқта жүгрәләйду. Лекин бу иштиклик пәқәт икки километрғичә давамлишип, андин кейин астилайду.

Төгиқушниң тухуми бир килограмм келиду.Яки жигирмә -жигирмә бәш тоху тухумини қошқанға баравәр. Тухумниң шакили шундақ қаттиқ болидуки, һәтта уни қача-қомуч орнида пайдилиниду.

Африка төгиқушиниң путлири интайин күчлүк болиду. Әгәр у путлири билән тәпсә, ат туйиғи билән тәпкәнгә қариғанда күчлүгирәк тегиду. У өзидин егиз нәрсигә һуҗум қилмайду. (70 сөз)


Тапшурма:

1. Адәм вә нәрсиләрниң санини билдүридиған сөзләрниң астиға сизиңлар.

Сир дәрия

Сир дәрия Оттура Азиядики әң чоң дәрияларниң бири. Сир дәрия Тянь-Шань тағлиридин еқип чиқиду. Сир дәрия өзи Нарин һәм Қара дәрияларниң қошулушидин пәйда болған. Нарин дәрияси Намәнгән шәһири йенида Қара дәрия билән қошулғандин кейин, Сир дәрия дәп атилиду.

Сир дәрия Оттура Азия үчүн наһайити чоң әһмийәткә егә. У нурғун йәрләрни суғирип, кәң чөлләрни ават қилиду. Сир дәрияниң Чирчиқ, Аһангиран һәм Келиш дегән тармақлири нурғун йәрләрни суғириду. (70сөз)


Тапшурма:

Хас исимларни тепип йезиңлар.



Күз кәлди

Яз айлири өтүп, күзму йетип кәлди. Күзниң бешида күн очуқ, иссиқ болуп туриду. Барғансири һава райи соғ болушқа башлайду.

Асманда қара булутлар пат-пат пәйда болиду. Өсүмлүкләрму қуруп, ғазаң болиду. Дәрәқләрниң йопурмақлири сарғийип, сериқ рәң алиду. Шуниң үчүн октябрь айлирини «алтун күз» дәйду. Етиз-ериқтики ишлар аяқлишип, һосул жиғилип, амбарларда сақлиниду.

Қушлар иссиқ яқларға учуп кетиду. Һайванлар қишқа тәйярлиниду. Һашарәтләр инлириға, яғач каваклириға кирип ухлайду. Адәмләр қишқа отун-көмүрлирини тәйярлайду. (70 сөз)

Тапшурма:

Күз айлирини яз.

2. Иш-һәрикәтни билдүридиған сөзләрниң астиға сизиңлар.


Бизниң мәктәп

Сәһәр. Көп-көк асман шу қәдәр сүзүк. Йезимизниң тәрәп-тәрәпкә туташқан терәклик йоллиридин топ-топ балилар мәктәпкә қарап кәлмәктә. Уларниң омақ чирайлирида күлкә җилвә қилатти. Қизиқ гәп, шох күлкиләр әтрапни җанландурувәтти.

Мәктивимиз дәл-дәрәқ вә рәңму-рәң гүлләргә толған гөзәл баққила охшайду. Мәктәп һойлиси чирайлиқ кийингән балилар билән техиму гөзәллишип кетиду. Биз қәдирдан муәллимлиримизгә худди қушлардәк чувурлишип салам беримиз.

Мана бу бизниң мәктивимиз, мана бу бизниң билим бағчимиз, көңүллүк аилимиз!

(70сөз)


1.Тапшурма: Мәктәп тоғрилиқ бир куплет шеир йезип бериңлар.

2.Тапшума: Билим тоғрилиқ қандақ мақал билисән?


Баһар кәлди.

Аччиқ соғ вә қаттиқ шамаллиқ қиш түгәп, баһар кәлди. Өгүзләрдин саңгилап турған чока музлар, әтрапни бесип ятқан қар ерип, йәр бошашқа башлиди. Кочиларда, җираларда су көвүклишип, йәр төвинигә қарап ақмақта. Ериқлардики суму улғийип, ташқилимақта.

Күнләр иссип, йәр-җаһан көк чапинини кийди. Бир аз вақит илгирила ялиңач, сөрүн болуп көрүнгән дәрәқләр бих чиқирип, йопурмақ йейишқа бакшлиди. Идир-қирларда, бағларда дәсләпки гүлләр ечилди. Қушлар хошал-хорам сайрашмақта.

Етизлардиму иш қизип кәтти. Һава очуқ.

(70 сөз)


Тапшурма:

1.Җүмлиниң баш вә әгәшмә мүчилирини тепип сизиңлар.

Аччиқ соғ вә қаттиқ шамаллиқ қиш түгәп, баһар кәлди.





Гөзәл яз

Һәр пәсилниң өз гөзәллиги бар. Шуниңдәк һәр пәсилниң өз ишиму бар. Адәмләр һәммә нәрсиләрни өзигә хас хусусийәтлири билән яхши көриду. Болупму яз пәсли кишиләрдә алаһидә тәсират-

лар ойғитип, әҗайип сеғиниш һисиятлирини пәйда қилиду. Чүнки яз күнлири һава очуқ, күн иссиқ болуп, дәл-дәрәқ вә аләм яп-йешил көкириду. Адәмләр қелин вә әпсиз кийимлирини ташлап, непиз, ялаң кийимләр билән өзини әркин вә йеник һис қилиду. Рәңму-рәң чирайлиқ гүлләр ечилип, булбуллар, түрлүк қушлар сайришиду.

(70 сөз)


Тапшурма:

1. Егә билән хәвәрни тепип астиға сизиңлар.

Адәмләр һәммә нәрсиләрни өзигә хас хусусийәтлири билән яхши көриду.

Қиш кәлди.

Йәр үсти қар һәм муз билән қапланди. Җан – җаниварларни соғ вә ачлиқ ховупи басти. Бир мунчә қурут – қоңғузлар дәрәқләрниң қовзақлири арисида йошурунуп, шу йәрләрдә ухлайду.

Язичә адәмләргә течлиқ бәрмәйдиған чивинларму, соғ чүшкәндә, топ-топ болушуп, йочуқларға, қисилчақларға кирип ятиду.Қишичә ухлайду.Лекин һәммә қурут-қоңғузлар қиш күнлири ухлавәрмәйду. Бал һәриси өз угисида ятиду. Язичә улар момдин һәрә көйнәклирини ясайду. Уларни бал билән тошқузуп, үстини йелимлаветиду. Қишта уларниң угилири иссиқ, қуруқ болиду.

(72 сөз)


Тапшурма:

2. Ухлавәрмәйду сөзниң томурини тап.

3. Синтаксистлиқ тәһлил:

Җан –җаниварларни соғ вә ачлиқ ховупи басти.


Хасийәтлик қар

Түнүгүн чүштә зәһәрдәк соғ шамал чиқишқа башлиди. Шамал чүштин кейинму тохтимай чиқти. Гугум вақтида, чоң-чоң қар учқунлири туманлиқ асмандин ләпилдәп чүшкили турди. Бир дәмниң ичидә тағ-дәриялар, далалар, йеза-қишлақларни аппақ қар қаплиди.

Қар кечичә тохтимай, қаттиқ яғди. Бүгүн әтигәндә қар тохтиди. Һава ечилди. Қуяш қардин кейинки кәң далани интайин көркәм қилип нурландурувәтти. Бепаян дала аппақ қарға пүркәнгән, һәйвәтлик бағлар күмүч тонға оралған. Қишниң бу мәнзириси немә дегән гөзәл вә һәйвәтлик! (72-сөз)

Тапшурма:

1. Һәйвәтликтавушлуқ тәһлил қилиңлар.

2. Адәм вә нәрсиләрниң рәңгини,сүпитини, шәклини, һәҗимини вә башқа хусусийәтлирини билдүридиған сөзләрниң астиға сизаңлар.


Дәл-дәрәқләрни асраңлар!

Дәл-дәрәқләр адәмләргә нурғун пайда кәлтүриду. Бурундин бери адәмләр яғачтин һаятқа керәк нәрсиләрни ясайду. Яғачни отун қилиду. Һазир яғачтин нурғун нәрсиләрни ишләп чиқириду. Дәрәқләр һавани тазилайду. Етиз-далани шамал боранни қорғайду. Шәһәр вә йезиларниң һөснигә гөзәллик бериду. Шуниң үчүн ата-бовилиримиз ериқ бойиға дәл-дәрәқ тикишни адәткә айландурған еди. Һәр жили шәһәр вә йеза кочилириға миңлиған яш көчәтләр тикилмәктә. Шуниң үчүн һәр жили баһар айлирида көчәт тикиш иши җанлинип кетиду.

Дәл-дәрәқләрни асраңлар! (73 сөз)

Тапшурма:

1.Баш вә әгәшмә мүчиләрниң астиға сизиңлар.

Яғачни отун қилиду.


2.Дәл-дәрәқләрниң қандақ түрлирини билисиләр?


Баһар.

Жил пәсиллириниң бири – баһар. Март, апрель, май айлирини баһар айлири дәп атаймиз. Март ейида күн хелила узирип, иссишқа башлайду. Қарлар ерип, һәр тәрәптин әгиз сулар ақиду. Қиш бойи тоңлап ятқан көл вә дәриялардики музлар ерип, парчилинип шүрмәл ақиду. Иссиқ яқларға кәткән қушлар қайтип келиду. Әтиязлиғи терилғу ишлири башлиниду. Йәрдин көк чиқип, чимәнликләр көкириду. Дәл-дәрәқләр, алма-өрүкләр чечәкләшкә башлайду. Адәмләр қишлиқ кийимлирини ташлап, йеник кийимлирини кийиду. Қишичә инлирида ухлап ятқан жан-жаниварлар аптапқа чиқиду. (73сөз)

Тапшурма:

1.Баһар - сөзини тавушлуқ тәһлил қилиңлар.

2.Җүмлиниң егиси билән хәвирини тап:

Йәрдин көк чиқип, чимәнликләр көкириду.


Қушлар бизниң достимиз.

Мана баһарму кәлди. Мән һәр күни қушларниң келишини күттүм. Униң үчүн қушларға уга ясап, бағдики егиз дәрәққә дадамниң ярдими билән илип қойдум. Һәр күни баққа кирип, уларниң келишини байқаймән. Көптин күткән икки қариғожиму учуп келип, угиға кирди. Күндүзи һәр хил нәрсиләрни униң ичигә тошуйду. Қариғоҗиларниң ач қалмаслиғи үчүн, уларға дан селип беридиған қача ясап, дәрәққә илип қойдум. Күндә дегидәк уларға дан беримән. Чүнки қушлар зиянкәш һашарәтләрни йоқ қилиду. Қушлар бизниң достумиз, уларға ғәмхорлуқ қилишни унтумайли.

(75-сөз)

Тапшурма:

1. Қушлар – сөзини тавушлуқ тәһлил қилиңлар.

2. Синтаксистлиқ тәһлил.

Күндә дегидәк уларға дан беримән.



Үч дост

Август айлириниң башлири еди. Бүгүн күн шундақ иссип кәттики, һәтта салқин йәрдиму дәм елиш еғирлиқ қилатти. Турсун, Қәһриман, Батур үчи сайға берип чөмүлүп, салқин чүшкичә шу йәрдә болди. Андин велосипедлириға минип, етизлиққа гезит-журналларни елип меңишти. Булар йезиниң четигә чиққанда, гугум чүшүп қалған еди. Буғдай оруватқан комбайнларниң өткүр йоруқлири бириниң кәйнидин бири көрүнүп туратти. Етизлиқ билән йезиниң ариси йәттә-сәккиз чақирим келидиған икки-үч чақирим йәргә кәлгәндә, сол яқтики чоң өстәң тәрәптин бир йоруқ көрүнди.

Тапшурма: (75 сөз)

1. Морфологиялик тәһлил:

Турсун, Қәһриман, Батур үчи сайға берип чөмүлүп, салқин

чүшкичә шу йәрдә болди.

3. Синтаксистлиқ тәһлил:

Туғулған йәрни ана жут дәп атаймиз.












Киришмә


Қолиңиздики «Диктантлар топлими» башланғуч синипларниң программиси асасида түзүлди. Топламда һәр бир синип бойичә әмәлий ишларға һаҗәтлик материаллар таллинип, тәрбийәвий әһмийити зор мәтинләр киргүзүлди.

«Диктантлар топлимини» түзүштики асасий мәхсәт оқуғучиларниң билим дәриҗисини, дәристә өтүлгән материалларни өзләштүрүштики қолға кәлтүргән утуқлири билән камчилиқлирини ениқлашқа ярдәмлишиштин ибарәттур.

Шуниңдәк, топламдики һәр бир мәтиндин кейин мавзу бойичә, тапшурмилар берилди.

Муәллим өзиниң хаһиши бойичә, оқуғучиларниң билим дәриҗисигә бағлиқ, әң һаҗәт дәп тапқан мәтинни елиши мүмкин.




























Алмута шәһири А.Розибақиев

намидики №153-мәктәп-гимназияниң

башланғуч синип муәллими

М.Исраилованиң

«Уйғур тили бойичә диктантлар

топлими» (1 – 4 –синиплар үчүн )

қолланминиң қолязмисиға

П и к и р

«Уйғур тили бойичә диктантлар топлими» башланғуч синипларға беғишланған программа асасида, уйғур тили дәрисликлиригә мувапиқ түзүлгән.

Мәзкүр топлам тематика җәһәттин хилму – хил болуп, оқуғучиларниң қизғин иш-оқушлири, аилә вә мәктәп, бизниң Вәтән, адәм вә тәбиәт, илим вә техника йеңилиқлири, илғар әмгәк адәмлири билән һайванатлар һаяти, инақлиқ билән достлуқ, әдәп-әхлақ билән жил пәсиллири һәққидә тәрбийәвий әһмийити үстүн мәтинләрни өз ичигә алған.

Топламда берилгән мәтинләр оқуғучиларниң билим дәриҗиси билән яш өзгүчилигигә қарап топланған, йәни синиплар бойичә узун (чоң) вә қисқа (кичик), қийин вә йеник мәтинләр елинған. Шуниңдәк, һәр бир мәтиндин кейин мавзу бойичә тапшурма берилгән.

Пикиримизни хуласиләп ейтқанда, һазир уйғур мәктәплиридә дәрисликтин башқа қошумчә материаллар аз, йәни йоқниң орнида болуватқан чағда, мәзкүр топламниң йоруқ көрүши бу бошлуқни толуқтурушта өз һәссисини қошқан болар еди. Пәйттин пайдилинип, муәллипкә шу нәрсини ейтқан болар едим, кәлгүси ишлирида тарихий вәтинимиз тоғрисида аз-тола болсиму мәлумат беридиған мәтинләрни қошса нур үстигә нур болар еди.




Ш. Баратов,

филология пәнлириниң намзити.


Получите в подарок сайт учителя

Предмет: Начальные классы

Категория: Прочее

Целевая аудитория: Прочее

Скачать
Сборник диктантов (1-4 класс)

Автор: Исраилова Махпиратгул Туглуковна

Дата: 04.05.2017

Номер свидетельства: 413221

Похожие файлы

object(ArrayObject)#852 (1) {
  ["storage":"ArrayObject":private] => array(6) {
    ["title"] => string(89) "Сборник диктантов по русскому языку для 8 класса "
    ["seo_title"] => string(50) "sbornik-diktantov-po-russkomu-iazyku-dlia-8-klassa"
    ["file_id"] => string(6) "226274"
    ["category_seo"] => string(12) "russkiyYazik"
    ["subcategory_seo"] => string(7) "prochee"
    ["date"] => string(10) "1440161383"
  }
}
object(ArrayObject)#874 (1) {
  ["storage":"ArrayObject":private] => array(6) {
    ["title"] => string(100) "Сборник диктантов по русскому языку        для 5-9 классов "
    ["seo_title"] => string(53) "sbornik-diktantov-po-russkomu-iazyku-dlia-5-9-klassov"
    ["file_id"] => string(6) "195302"
    ["category_seo"] => string(12) "russkiyYazik"
    ["subcategory_seo"] => string(12) "meropriyatia"
    ["date"] => string(10) "1427892711"
  }
}
object(ArrayObject)#852 (1) {
  ["storage":"ArrayObject":private] => array(6) {
    ["title"] => string(107) "Сборник диктантов для 5 класса коррекционной школы VIII вида"
    ["seo_title"] => string(64) "sbornik-diktantov-dlia-5-klassa-korriektsionnoi-shkoly-viii-vida"
    ["file_id"] => string(6) "225116"
    ["category_seo"] => string(12) "russkiyYazik"
    ["subcategory_seo"] => string(7) "prochee"
    ["date"] => string(10) "1439412418"
  }
}
object(ArrayObject)#874 (1) {
  ["storage":"ArrayObject":private] => array(6) {
    ["title"] => string(102) "Среднесрочное   планирование по русскому языку 6 класса "
    ["seo_title"] => string(59) "sriedniesrochnoie-planirovaniie-po-russkomu-iazyku-6-klassa"
    ["file_id"] => string(6) "198784"
    ["category_seo"] => string(12) "russkiyYazik"
    ["subcategory_seo"] => string(12) "planirovanie"
    ["date"] => string(10) "1428467792"
  }
}
object(ArrayObject)#852 (1) {
  ["storage":"ArrayObject":private] => array(6) {
    ["title"] => string(32) "Портфолио 2 класс "
    ["seo_title"] => string(17) "portfolio-2-klass"
    ["file_id"] => string(6) "196603"
    ["category_seo"] => string(16) "nachalniyeKlassi"
    ["subcategory_seo"] => string(11) "presentacii"
    ["date"] => string(10) "1428075861"
  }
}


Получите в подарок сайт учителя

Видеоуроки для учителей

Курсы для учителей

ПОЛУЧИТЕ СВИДЕТЕЛЬСТВО МГНОВЕННО

Добавить свою работу

* Свидетельство о публикации выдается БЕСПЛАТНО, СРАЗУ же после добавления Вами Вашей работы на сайт

Удобный поиск материалов для учителей

Проверка свидетельства