урок по математики, в дошколных классах о цифре 4
Просмотр содержимого документа
«4 сани»
Математика:
Өтилидиған синип: 0 «Ә»
Дәрисниң мавзуси: 4 сани вә рәқими.
Дәрисниң мәхсити: 1. 4-санини балиларға тонуштуруш.
2. Дурус оқушқа вә йезишқа үгитиш.
3. Ойлаш, әстә сақлаш қабилитини ашуруш.
Дәрисниң усули: чүшәндүрүш, соал жавап,көрситиш.
Көрнәкликләр: дәрислик, 4 санларниң элементлири.
Дәрисниң түри: йеңи дәрис.
І. Уюштуруш пәйти:
- Саламлишиш, балиларни түгәләш.
-Оқуғучиларниң барлиқ зеһинини дәрискә жәлип қилиш.
-Өткән санларни әскә чүшүрүш.
ІІ. Мәхсәт қоюш пәйти:
Дәрисниң мәхситини хәвәрләш.Балилар бүгүн биз силәр билән 4 -сани вә рәқими билән тонишимиз.
ІІІ.Йеңи дәрис пәйти:
Балиларға сүрәтләр,санлар бойичә 4 санини тонуштуруш.Қени балилар ким 4-санини бармақлар,таяқчилар билән көрситиду. Балиларға 1 дин 4 кичә тоғра вә әксинчә санитиш. 1,2,3,4 4,3,2,1. Нәрсиләргә қарап балилар билән 4-санини санаймиз. Қени барлиғимиз дәрискә көңүл қоюп тиңшап,севәтниң ичигә 4-санлиқ нәрсиләрни санап салимиз . Мәсилән: 4-тал алма, 4-тал тәрхәмәк, 4-тал могу, 4-тал төрт буруш вә башкиму нәрсиләр билән балилар санап севәткә салиду.Әнди муну сүрәтләргә карап ,санап көрәйли . 3-кепинәккә 1- кепинәкни қошумиз,2-шарикқа 2-шарикни қошимиз барлиғи 4- кепинәк вә 4-шарик келип чиқиду.
Дәм елиш пәйити:
Ақ тошқан, аппақ тошқан,
Бирдәм оңға қарайсән.
Бирдәм солға қарайсән,
Дик-Дик қилип сәкрәйсән.
Һеч нәрсидин қорқмайсән.
Дәптәр билән ишләш:
Һөсни хәт язғузш.
4-санини үлгә ретидә балиларға таритип беримән.4-санини дәптәргә вә тақтиға язиду.Язалмиған балиларға ярдәм көрситимән.
4 4 4 4 4 4 4 4 4 4 4 4 4 4 4 4 4 4 4 4 4 4 4
IV.Дәрисни мустәкәмләш.
Оюн арқилиқ дәрисни мүстәкәмләш.Өз орниңни тап ойини.Балиларға 1-дин 4-кичәң санларни таритип, орун алмаштуримән.Андин кейин балилар санлар бойичә өз орнини тапиду.
V. Дәрисни нәтижиләш: Балилар бүгүн биз қайсу сан билән тонуштуқ? 4-сани билән тонуштуқ. Сүрәтләргә қарап балилар санап бериду.
VI. Өйгә тапшурма бериш: 4-санини йезип келиш.
Баһалаш:
Тексерілді: _____________