“ Ғ.Садвақасов атындағы Үлкен Ақсу орта мектебі мектепке дейінгі шағын орталығымен” коммуналдық мемлекеттік мекемесі Башланғуч синип муәллими Дәрисниң мавзуси:
«Көрәң тоху»
Дәрисниң мәхсити :
Чөчәк мәзмунини чүшәндүрүш.
2 . Тил байлиғини ашуруш, әстә сақлаш
қабилийитини риважландуруш.
3. Инақлиққа, адиллиққа, меһриванлиққа
тәрбийиләш.
Көрнәкликләр: интерактивлиқ тахта, сүрәтләр.
Усул: соал-жавап, чүшәндүрүш, көрситиш.
Дәрис түри: арилаш.
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш қисми:
а) Психологиялиқ тәйярлиқ: (Мән һеқиллиқмән, мән чирайлиқмән. Мән һәммә ишни билимән)
ІІ. Өй тапшурмисини сораш:
а)- Өйгә қандақ тапшурма берилди?
-«Шаһ билән төмүрчи» дегән чөчәкни оқуп келишкә берилди.
ә) Чөчәкни оқутуш, мәзмунини сораш.
б) Соал-жавап билән иш:
-Шаһ өзиниң икки вәзиридин немишкә зерикипту?
- Шаһ вәзирилирини елип, базарларни немишкә айлинипту?
-Шаһниң төмүрчи билән болған сөһбитини вәзирлири немә үчүн чүшәнмиди дәп ойлайсиләр?
- Шаһ билән төмүрчини әқиллиқ адәмләр дейишкә боламду? Немишкә?
- Чөчәктин қандақ хуласә чиқиришқа болиду?
в) Тест билән иш.
1. Һәсән тоғрилиқ чөчәк қандақ атилиду?
А. Әқиллиқ Патимә.
Ә. Татлиқ вә аччиқ.
Б. Растчил бала.
В.Көрәң тоху.
2. Жодигәр момай тоғрилиқ чөчәкниң мавзусини атаңлар.
А. Растчил бала.
Ә. Әқиллиқ Патимә.
Б. Һелигәрниң жазаси
В. Ғаз, һүнириң аз!
ІІІ. Йеңи мавзу:
а) –Силәр қандақ чөчәкләрни билисиләр?
-«Алтун белиқ», «Қизил бөк», «Маймун қиз», «Ака-ука үч батур», «Әқиллиқ Патимә», «Татлиқ вә аччиқ», «Һәқиқий байлиқ»
-Биз бүгүн силәр билән «Көрәң тоху» чөчиги билән тонушимиз.
ә) Чөчәкни оқуп бериш.
б) Мәзмунини сөзләп бериш. в) Чөчәкни оқутуш .
ІҮ. Дәм елиш минути.
Ақ қанатлиқ кепинәк
Көк қанатлиқ кепинәк
Қизил қанат кепинәк
Бизниң өйгә келип кәт,
Кепинигим, кепинәк
Мени биллә елип кәт.
Ү. Дәрисни мустәһкәмләш.
а) Чөчәкни үнлүк оқутуш.
ә) Мәзмунини сораш.
1. Тохуниң көрәңлиги тәсвирләнгән йәрни тепип оқуңлар.
2. «Һәр кимниң өзигә чушлуқ карамити болидекән»,- дегән жүмлини чүшәндүрүңлар.
б) Луғәт билән иш:
Мис-мислиқ-бәк аста һәрикәт қилиш.
Карамәт-маһарәт.
Мәсхирилиқ-заңлиқ қилип.
Пәрва қилмай-етивар бәрмәй, ерәң қилмай.
Әпу сорапту-кәчүрүм сорапту.
в)Домино оюни арқилиқ алған билимини тәкшүрәймән.
ҮІ. Дәрисни йәкүнләш:
Флипчарт оюни арқилиқ ,
ақ қәғәзгә чөчәкниң мәзмуни бойичә сүрәт селиш тапшурмиси берилиду.
Оқуғучилар икки топқа бөлүнип,топ билән ишләйду.
Салған сүритини мәзмунлап бериду.
ҮІІ. Баһалаш.
ҮІІІ. Өйгә тапшурма бериш:
«Көрәң тоху» чөчәкни оқуп, мәзмунини сөзләп бериш.