-Биз Қазақстанлиқлар үчүн 20-әсир ахири тарихи муһим вақиә билән нишанланди.
Дуния хәритисидә көп милләтлик мустәқил дөләт Қазақстан Жумһурийити пәйда болди.
1991-ж Қазақстан өз мустәқиллигини алғандин кейин дөләт рәмзлири пәйда болди.
1992-ж 4- майда Президент Қазақстан Жумһурийитиниң дөләт байриғи, дөләт герби, дөләт Гимниниң музыкилиқ редакцияси тоғрилиқ «Қазақстан Жумһурийитиниң қанунлири имзалиди.
1.оқуғучи- Герб тоғрилиқ чүшүнүк.
2-оқуғучи- Гимн тоғрилиқ чүшүнүк.
3-оқуғучи- Туғ тоғрилиқ чүшүнүк.
4-оқуғучи-шеир « Көк байрақ»
Хор ейтилиду. «Отаным Қазақстан»
5-оқуғучи Қазақстан – мустәқил дөләт у өзиниң мустәқиллигини алғандин кейин техиму тәрәққий етишкә башлиди. Қазақстанниң йәр асти байлиғи мол.
6-оқуғучи Қазақстан ашлиққиму малғиму бай. Униң кәң далалирида алтун ашлиқ өстүрүлиду. Миңлиған баш мал беқилиду.
Астана- елимизниң баш шәһири. У 1998-ж 6-майда Астана дәп нам берилди. У дәсләп Ақмолла кейин Целинаград 1992-ж қайтидин Ақмолла, 1998-ж 6- майдин тартип Астана дәп аталди.Бу гөзәл шәһәр Есил дәриясиниң оң тәрипигә жайлашқан. Астана елимизниң мәркизидә магистраль йоллириниң қийлишидиған йеридә орунлашқан.
12- оқуғучи- Бу йәрдә 80-дин ошуқ милләт вәкиллири яшайду. Улар қазақ, рус, украин, немис, корей, таджик, өзбәк,хитай,уйғурлар бар.Шәһәрдә санаәт карханилири тәрәққий әткән. Көплигән умумий мәхсус билим беридиған оқуш орунлири бар. Йеңи пайтәхт елимизниң әң гөзәл шәһәрлириниң бири.
Шеир-Вәтән һәққидә :
Ейтқин қол сән немә үчүн яралдиң ?
-Вәтинимни қоғдаш үчүн яралдим.
Ейт қизил тил хизмитиңни ейт қени?
-Вәтимниң қиммтини ейтқили.
Сәнчу көзләр сән немигә ярайсән?
-Вәтинимниң гөзәллигин қараймән.
Сән немигә яралғансән сән жүрәк?
-Шу вәтәнни сөйүш үчүн мән керәк.
Нахша-«Вәтән дегән немә у»
Мақал ейтиш.
Әлгә кирсәң елиңчә, йәргә кирсәң белиңчә.
Жут қоғдисаң өсәрсән, қоғдимисаң өчәрсән.
Ана вәтиниңгә муһәббәт бағла.
Ана жутуңдин өлсән айрилма. Булбул чимәнни сөйәр, адәм вәтәнни.
Ана жутуң аман болса, рәңги ройуң саман болмас.
Әлгә қошулсаң, әр болисән, әлдин айрилсаңйәр болисән.