Это открытый урок.Тема урока "Қизилгүл".
Просмотр содержимого документа
«сш Хелила Хамраева»
Вақти:21.11.16
Мавзуси: Қизил гүл
Мәхсити:1.Шеирниң мәзмуни тоғрисида чүшүнүк алиду.
2.Ойлаш,әстә сақлаш,пикир қилиш қабилийәтлирини
риважиландуриду.
3.Әдәп-әхлаққа, әмгәккә тәрибийәлиниду.
Дәрис түри:арилаш
Пайдиланған усул:соал-жавап,чүшәндүрүш,көрситиш,сөһбәт.
Көрнәкликләр:дәрислик вә мавзуға лайиқ сүрәтләр,интерактивлиқ тахта.
Дәрисниң меңиши.
І.Уюштуруш қисми
Саламлишиш.Синипни түгәлләш.Психологиялиқ тәйярлиқ.
Әссалам әзиз устаз әссалам
Достлар билән синипдашқа әссалам
Салам билән дәрисимиз башланди
Вәтинимиз,хәлқимиз болсун аман.
Синипни топларға бөлүш.
1-топ.Модәнгүл
2-топ.Тюльпан
ІІ.Өй тапшурмисини сораш.
Өйгә қандақ тапшурма берилгән?
74-бәт оқуп,сөзләш
ІІІ.Билимини тәкшүрәш
Карточкилар арқилиқ.
1.Дохтур,инженер,учкуч вә башқа кәсип егилириниң көзини ким ечипту?
2.Мәтиндә устаз немиләргә охшитилиду?
IV.Дәрисниң мәхсәт вәзиписини ениқлаш
Дәрисниң мәхсәт вәзиписини чүшәндүрүштин илгири сүрәтләрни көрситимән вә оқуғучилар йени мавзуни өзлири ениқлайду.
V.Йени мавзуни чүшәндүрүш.
Қизил гүл
Муәллимниң беғиға,
Туйдурмай кирсәк дәймиз
Деризиси түвигә
Кизилгүл тиксәк дәймиз
Тиккән гүлләр әй болуп
Шахлап көркәм бой тартса
Гүлни көрүп муәллим
Көңли яйрап хуш болса
Гүл яприғи шамалда
Шилдирлиған чағларда
Бизни нахша ейтти дәп
Бир йеқимлиқ аһаңда
Ечилған һәр ғунчиси
Күлкимиз дәп билгәйсиз
Әжриңизгә билдүргән
Рәхмитимиз дегәйсиз
Юлтуз кәтти уйқиға
Сизму арам алғайсиз
Пурап гүлниң һидини
Шерин чүшләр көргәйсиз.
Аблеким Һәсән
VI.Чүшәнгинини ениқлаш
Шеирниң мәзмунини чүшәнгинини ениқлаш үчүн сөһбәт уюштуримән.
-Бу шеирни ким язған вә кимгә беғишлап язған
-Синипдашлар муәллимниң беғиға кирип немә қилсақ дәп арман қилипту?
Топ билән иш
(икки топқа сүрәтләрни беримән,шу гүлниң сүритини қураштурду вә гүлниң пайдисини ейтиду.)
VII.Мустәһкәмләш
Луғәт билән иш
Япирақ-йопурмақ
Әжир-ишлигән иш,хизмәт,әмгәк
-Балилар,бүгүн биз силәр билән қандақ мавзу билән тонуштуқ?
-Шеирниң мәзмунини чүшәндиңларму?
-Бүгүнки дәристә қандақ ишларни орунлидуқ?
VIII.Өйгә тапшурма бериш
76-бәт ядлаш
Билимини баһалаш