kopilkaurokov.ru - сайт для учителей

Создайте Ваш сайт учителя Курсы ПК и ППК Видеоуроки Олимпиады Вебинары для учителей

?д?бият н?з?рий?си: шеир ????ид? ч?ш?нч?

Нажмите, чтобы узнать подробности

Урок уйгурской литературы построен таким образом, чтобы учащиеся смогли повторить и закрепить знания, полученные на предыдущих уроках по теме. Поэзия уйгурских поэтов Илия Бахтиии и Хелила Хамраева очень актуальна и сейчас. Урок начинается с психологического настроя, используются игровые моменты, решение ребусов, поэтические поединки. Буду рада, если данная разработка поможет коллегам.
Вы уже знаете о суперспособностях современного учителя?
Тратить минимум сил на подготовку и проведение уроков.
Быстро и объективно проверять знания учащихся.
Сделать изучение нового материала максимально понятным.
Избавить себя от подбора заданий и их проверки после уроков.
Наладить дисциплину на своих уроках.
Получить возможность работать творчески.

Просмотр содержимого документа
«?д?бият н?з?рий?си: шеир ????ид? ч?ш?нч? »

Мавзу Әдәбият нәзәрийәси: шеир һәққидә чүшәнчә


Мәхсити: 1. Оқуғучиларға шеир һәққидә чүшәнчә бериш,

нәзәрийәвий билимини кәңәйтиш

2. Сүрәт, сөз арқилиқ ой-тәпәкүрини ениқ

йәткүзүш, бағлинишлиқ сөзләш, ипадилик оқушқа

адәтләндүрүш; селиштуруш, тәһлил қилиш

ихтидарини ашуруш

3. Йүксәк, алий пәзиләт егиси болушқа чақириш;

шеир йезишқа қизиқтуруш


Көрнәкликләр: слайдлар


Усул: соал-җавап, баянлаш, көрситиш, сөһбәт, анализ

ясаш, байқаш


Тип: Йеңи мавзуни чүшәндүрүш


Дәрисниң бериши:

  1. Синипни уюштуруш

Психологиялик тренинг


Деризидин сиртқа қарап: - Паһ, бүгүн тала әҗайип гөзәлғу!


Шеир

Жүгрәп чиқтим

мән алдирап талаға,

Мана һәҗәп,

қарап қалдим самаға,

Илһам кәлди,

қериндашни издидим

Қериндаш йоқ,

әнди қалдим балаға.


  • Балилар, һазир мән немә ейттим?

  • Тоғра, шеир. Бу Илья Бәхтияниң шеири. Шеир һәққидә билгүңләр келәмду?

  • Демәк, балилар, бүгүн дәрисимиздә әдәбият нәзәрийәси шеир һәққидә мәлумат алимиз.

  • Балилар, бүгүн өйгә қандақ тапшурма берилгән?

  • Шеир ядлап келиш.

  • Ядлап кәлгән шеирларни дәрис мабайнида ейтип берисиләр. Араңларда шеир йезишқа интилип жүргән оқуғучилар бар. Мүмкин бүгүн өз иҗадиңлардин шеир елип кәлгәнсиләр? Келәчәктә силәрниң араңлардин зор шаирлар чиқишиму мүмкин. Мана шу вақитта силәр шеир дегинимиз немә, уни қандақ йезиш керәк, қайси қаидиләргә риайә қилишиңларни билишиңлар керәк. Униң үчүн дәрисни диққәт билән тиңшаш лазим. Дәрис мәхсити чүшинишликму?

саз тиңшаш.

  1. Аста, муңлуқ, ғәмкин.

  • Балилар, саз қандақ аһаңда челинди?

  • Аста, муңлуқ

  • Сазни аңлиғанда силәрдә қандақ һаләт йүз бәрди? Саз силәргә тәсир қилдиму?

  • Ссазни аңлап жүрүгимиздә, көңлимиздә қандақту еғирлиқ, ғәмкинлик һиссияти пәйда болди.

  1. Шох, тез, хошал

  • Әндичу?

  • Биз хошаллиқни сәздуқ, һаяҗанландуқ. Һазир бир яхшилиқ йүз беридиғандәк өзимизни бәхитлик сәздуқ, жүригимиз дүпүлдәп, ич-ичимиздин тәврәндуқ. Көңлимиз көтирилди.

  • Мана бу икки сазни аңлап өзимизни икки түрлүк һис қилдуқ, икки түрлүк һаләтни сәздуқ. Һис-туйңумизни ойғаттуқ. Мошу һалитимизни, һис-туйғумизни гөзәл сөзләр билән ипадиләш нәтиҗисидә шеир дени пәйда болиду. Уни шеир дәриҗисигә йәткүзүш үчүн шеир йезиш қаидилиригә риайә қилиш керәк.

  • Қени, экранға қараймиз


Слайд «Дехан арзуси» Хелил Һәмраев


Сәһәр вақти, қери дехан охинип,

Кәтминини селип чиқти мүригә.

Йеза ухлар еди аста толғинип,

Дехан һаман маңар еди өригә.

Шу чағ бирдин җанландуруп далани,

Яңриди шат-шох булубулниң наваси.

Дехан деди: «Аңлаш бәхит – навани,

Лекин оқниң аңланмисун садаси.



1

2

3

4

5

6

7

8

9

10

11

Сә-

һәр

вақ-

ти,

қе-

ри

де-

хан

о-

хи-

нип,

Кәт-

ми-

ни-

ни

се-

лип

чиқ-

ти

мү-

ри-

гә.

Йе-

за

ух-

лар

е-

ди

ас-

та

тол-

ғи-

нип,

Де-

хан

һа-

ман

ма-

ңар

е-

ди

ө-

ри

гә.

Шу

чағ

бир-

дин

җан-

лан-

ду-

руп

да-

ла-

ни,

Яң-

ри-

ди

шат-

шох

бул-

бул-

ниң

на-

ва-

си.

Де-

хан

де-

ди:

Аң-

лаш

бә-

хит

на-

ва-

ни,

Ле-

кин

оқ-

ниң

аң-

лан-

ми-

сун

са-

да-

си.



Шаир Хелил Хәмраев барлиқ кишиләр ухлаватқанда, йәргә йоруқ чүшиши биләнла, етизға маңған дехан һәққидә язди. У йезипла қоймиди, бәлки шу деханниң һәрикитидин пәхирләнди. Униң ишиға апирин әйлиди. Чүнки дехан – һәммимиз күндә көридиған улуқ инсан.


Сөһбәт Дехан әмгиги һәққидә немә билисиләр?

Балилар билән сөһбәт жүргүзгәндә слайдтин сүрәтләр көрситилип туриду. /слайд – дехан/

  • Шеирда шаир немә дәйду?

  • Тоғра. Сәһәр ишқа маңған дехан булбулниң авазини аңлап, сайришини зоқ билән тиңшиди, хошал болди. Шуниң билән биллә ичидә «оқниң үни аңланмисун» дәп тилиди. Теч, хатирҗәм һаят кәчүрүшни арман қилди.

Шаир өз ички ойини, кәчүрмилирини сөзләрни бир тәртипкә, бир өлчәмгә селип, жиғинчақ, ихчам, дәл, ениқ тилда йәткүзди.

/слайдтин көрситиш/

Мәсилән:

Сә-һәр вақ-ти, қе-ри де-хан о-хан-ди 11 боғум


Мәлум бир өлчәмгә, тәртипкә селиш дегинимиз биринчидин ейтмақчи болған ой-пикирни бөлүп, тәртип билән баянлаш. Иккинчидин сөзләрниң орун тәртивини өзгәртиш, тәсвирләш. Бу шеирниң тәсирчанлиғини ашуриду.

Мәсилән: Слайд селиштуруш.





1.Қери дехан сәһәрдә оханди

2.Кәтминини мүрисигә селип чиқти.

3.Бу вақитта йеза ухлавататти

4. Дехан өригә қарап маңди

1.Сәһәр вақти, қери дехан охинип,

2.Кәтминини селип чиқти мүригә.

3. Йеза ухлар еди аста толғинип,

4. Дехан һаман маңар еди өригә.


  • Балилар, немә байқидиңлар? /Җавап елиш/

Иккинчи җәдвалдакөрситилгән шеир бөләклири, йәни

/1, 2, 3, 4 қурлар/ - мисра, яки бәнд дәп атилиду.

Мисралар өлчәм җәһәттин охшаш, бир хил болуши керәк.

1 -8 1- мисра – 11

2 – 7 2- мисра – 11

3 – 8 3 – мисра – 11

4 – 7 4 – мисра - 11








Шеир мисралириниң ахиридики сөзләргә қараймиз.

/Оқуғучиларниң ой-пикрини билиш/

Слайдтин шеир көрситилиду








Бу сөзләр ейтқанда охшаш, йәни аһаңдаш болуп келиватиду. Мундақ сөзләрни қапийә дәп атайду. Шеир мисралириниң ахиридики сөзләр қапийилишип келиши шәрт.

  • Шуниң биләін шаир униңға «Дехан арзуси» дәп нам қойди. Бу шеирниң мавзуси. Шеирниң мавзуси яки нами шеирда ейтиливатқан ой-пикиргә мәзмуниға бағлинишлиқ қоюлиду.

Шуниң билән шеир дегинимиз мәнаси жиғинчақ, түзүлүши җәһәттин бир тәртипкә селинған һис-туйғулуқ нутуқ. /Дәптәргә яздуримән/

Шеир йезиш үчүн, балилар, немигә диққәт қилишимиз керәк екән?

слайд


Мана,

йеңи мавзу мошуниңдин ибарәт.

шеирлардин қурдуқ, достлар, имарәт.


  • Әнди, балилар, бираз сәгәклинивалайли. Чүнки алдимизда мурәккәп ишлар күтүп туриду.



Чүмүлә нахшиси /физминутка./


Белини мәккәм бағлап,

Чүмүлә көп ишләйду.

Таң садасини аңлап,

Озуғини чишләйду.

Қайтурмиси:

Язниң һәр бир күнини,

Өткәзмәйду бекарға.

Озуғини, ненини,

Дайим топлар бир җайға.

Қайтурмиси:


Чүмүлидәк ишләшкә,

Нанни һалал чишләшкә,

Интилайли һәр дайим,

Мәдәт бәрсун Худайим.

Қайтурмиси:

Қуяш билән туримиз,

Үзимизни жуюмиз.

Зимистан қиш кәлгичә,

Озуқ жиғиш оюмиз.

Һорунлуқни билмәймиз,

Һәм бекардин күлмәймиз.

Чөмүлгәшкә меһнәттә,

Ач қалмаймиз, өлмәймиз.

  • Қени, ойимизни җәмләйли. Бая дәрисниң бешида өй тапшурмисиға шеир ядлаш берилди дегән едуқ

  • Өз иҗадидин шеир оқуйдиған балилар барму?

слайд

Оқуғучилар ядлиған шеирларни мәзмун җәһәттин тизип язиду.

  1. Вәтән мавзуси

  2. Достлуқ мавзуси

  3. Әмгәк

  4. Муһәббәт


Ениқлаш

Фронталлиқ сораш

1. Вәтән дегән немә у?

2. Бизниң Вәтинимиз – Қазақстан тоғрисида немә ейталайсиләр?

3. Қазақстан хәлиқлири қандақ яшайду?

4. Вәтинимиз гүллиниши үчүн немә қилишимиз керәк?

5. Силәр өз вәтиниңларни сөйәмсиләр?

- Демәк, балилар, шеирлар һәр хил мавзуларға йезилидикән.

Һазир иккки оқуғучи тахтида шеир тәһлил қилиду. /карточка/


  1. Һәй, қуш-қач, се-риқ қуш-қач,

Биз-ниң е-тиз-лар-дин қач.

Буғ-дай, ар-па өс-тү-рүп,

Жү-ри-миз-му ән-ди ач.


1

2

3

4

5

6

7

Һәй

қуш-

қач

се-

риқ

қуш-

қач

Биз-

ниң

е-

тиз-

лар-

дин

қач

Буғ-

дай,

ар-

па

өс-

тү-

рүп

Жү-

ри-

миз-

му

ән-

ди

ач


Шеиниң боғум санини, қапийәсини ениқлап, мәзмунини ач.


2 ) Достлар, бир күн ичдә, 7

Мәйли күндүз, кечидә, 7

Йегинимдин көп қоңғуз, 7

Болиду маңа оғуз 7


Шеирниң боғум санини, қапийәсини ениқлап җәдвал толтуруш.


Мавзу

Қушқач

Мәзмуни

Қуш, әмгәк, достлуқ тоғрисида

Мисра

4

Боғум сани

7

Қапийә

ичидә, кечидә, қоңғуз, оғуз


Қалған балилар экрандики шеирни оқуп тәһлил қилиду.


Иш яқмас


«Сийирға от салғин» - дәп,

Ейтса аңа хуш яқмас

Қулиғиға кирмәй гәп,

Домсийиду иш яқмас.



Қораларни тазила,

Десә бу сөз яқмайду

Аччиқ қилип өзичә,

Кәч киргичә ухлайду.


Иш тоғрилиқ сөзлимә,

Пәқәт аңа хуш яқмас

Судин қрққан совундәк,

Езилиду иш яқмас


Мозай билән сийирға,

Зади рәһим әтмәйду.

Бирақта сүт пишқанда,

Қазан баштин кәтмәйду.


  • Балилар, бизниң аримизда шундақ балилар барму?

  • Яқ. Баятин көрүватимиз, меһманлар, бизниң балилар әмгәк сөйгүч, ишләмчан.

  • Қени, шеирдин қапийә сөзләрни тепиңлар.

  • Бу шеир уйғур хәлқиниң талантлиқ шаири Илия Бәхтия қәлимигә мәнсүп.

  • Бийил шаирниң туғулғиниға қанчә жил толди?

  • Тоғра, мартта шаирниң 80 жиллиқ тәвәлләдини атап өтимиз.

  • Шеир яқтиму? (Илия Бәхтия китавини көрситиш)

Тахтидики оқуғучиларниң җававини тиңшаш.

  • Бу шеирниң муәллипи бизниң аримизда жүргән информатика пәниниң муәллими Абликим ака Дамоллаев.

  • Балилар, баятин ядлиған, оқуған шеирларниң һәммисини кимләр иҗат қилған?

  • Тоғра. Шаир яки шаирә. (слайдтин портретлирини көрситиш)


Шаирлар бар нур яғиду үзидин,

Сөзи чиқар отлуқ жүрәк көзидин.

Уларниң бир шеирини оқусаң,

Шаир болғуң келиду өз-өзидин.


-дәп, бүгүнки дәрисни йәкүнләймән.

Силәрниң араңлардиму шундақ шаирлар чиқса нур үстигә нур болар дәп, силәргә ақ йол тиләймән.

Дәрис бойичә соал, пикир, тәклиплириңлар болса, мәрһәмәт.


Өй тапшурмиси Шеир тәһлил қилиш. Шеир йезиш


Баһалаш.


Получите в подарок сайт учителя

Предмет: Литература

Категория: Уроки

Целевая аудитория: 7 класс.
Урок соответствует ФГОС

Скачать
?д?бият н?з?рий?си: шеир ????ид? ч?ш?нч?

Автор: Баратова Гульбахрам Мейманжановна

Дата: 02.03.2015

Номер свидетельства: 181279


Получите в подарок сайт учителя

Видеоуроки для учителей

Курсы для учителей

ПОЛУЧИТЕ СВИДЕТЕЛЬСТВО МГНОВЕННО

Добавить свою работу

* Свидетельство о публикации выдается БЕСПЛАТНО, СРАЗУ же после добавления Вами Вашей работы на сайт

Удобный поиск материалов для учителей

Проверка свидетельства