kopilkaurokov.ru - сайт для учителей

Создайте Ваш сайт учителя Курсы ПК и ППК Видеоуроки Олимпиады Вебинары для учителей

: Исимларниң бирлик вә көплүк түри.

Нажмите, чтобы узнать подробности

Дәрисниң мәхсити: Оқуғучиларға исимларниң  бирлик вә көплүк түри тоғрисида чүшүнүк бериш,өткән мавзуларни әскә чүшүрүш,көнүкмиләр орунлаш,билимини мустәһкәмләш.

Оқуғучиларниң ойлаш қабилийитини,тил байлиғини,нутқини оюн элементлири арқилиқ риважландуруш

Оқуғучиларни адәмгәрчиликкә,достлуққа, әмгәк етишкә тәрбийиләш.

Вы уже знаете о суперспособностях современного учителя?
Тратить минимум сил на подготовку и проведение уроков.
Быстро и объективно проверять знания учащихся.
Сделать изучение нового материала максимально понятным.
Избавить себя от подбора заданий и их проверки после уроков.
Наладить дисциплину на своих уроках.
Получить возможность работать творчески.

Просмотр содержимого документа
«: Исимларниң бирлик вә көплүк түри.»

Дәрисниң мавзуси: Исимларниң бирлик вә көплүк түри.

Дәрисниң мәхсити: Оқуғучиларға исимларниң бирлик вә көплүк түри тоғрисида чүшүнүк бериш,өткән мавзуларни әскә чүшүрүш,көнүкмиләр орунлаш,билимини мустәһкәмләш.

Оқуғучиларниң ойлаш қабилийитини,тил байлиғини,нутқини оюн элементлири арқилиқ риважландуруш

Оқуғучиларни адәмгәрчиликкә,достлуққа, әмгәк етишкә тәрбийиләш.

Дәрис түри:арилаш

Қоллинидиған усул:чүшәндүрүш,соал-жавап,көрситиш.

Қоллинидиған технология:үч өлчәмлик дәрижилик тапшурмилар арқилиқ оқутуш технологияси.

Көрнәкликләр: рәңлик сүрәтләр, карточкилар,схема,кроссворд.

Дәрисниң бериши

І.Уюштуруш қисми:

-Саламлишиш,оқуғучиларни түгәлләш.

-Оқуғучиларниң дәрискә тәйярлиғини ениқлаш.

-Барлиғимиз тәйяр болсақ дәрисимизни башлайли.

Билим гоя нур чирақ ,

Үгинишкә биз амрақ,

Йеңи билим елишқа,

Түгимәйду иштияқ.

ІІ. Өй тапшурмисини сораш.

І-төвән дәрижилик тапшурмилар арқилиқ өй тапшурмисини сораш.

-Тахтиға дәрәқниң сүритини чаплаймән .

-Балилар қени мону төвәндики дәрәқни безәндүрәйли.Униң үчүн биз силәр билән дәрәққә соалларға жавап бериш арқилиқ чечәкләрни чаплаймиз.









-Балилар мән чечәкләрни чаплайли десәм,бу дәрәқ сехирлиқму,қараңлара дәрәқтә ахчилар есиқлиқ туриду.

-Ахчиниң кәйнидә соаллар бар екән ,шу соалларға жавап берип ахчиларни елиңлар дәйду.

-Қени силәр тәйярму. Һәр бир оқуғучи чиқип ахчини елип тапшурмини орунлайду.

1. Сөз түркүмлири дегинимиз немә?

2.Исим дегинимиз немә?Соаллири.? мисал кәлтүр.

3.Хас исим дегинимиз немә? Мисал кәлтүр.

4.Умумий исим дегинимиз немә? Мисал кәлтүр.

5.Сүпәтниң соали? Мисал кәлтүр.

6.Пеилниң соали? Мисал кәлтүр.

7.Санниң соали? Мисал кәлтүр. вә шуниңға охшаш барлиқ оқуғучилар орунлайду.

Оқуғучилар тапшурмиларни орунлап болғандин кейин өзлири өзлирини баһалап маңиду.

ІІІ.Өткән мавзулар бойичә билимини пишшиқдаш.

«Полиглот»оюни арқилиқ өткән дәрисни йәкүнләш.

Оттура дәрижилик тапшурмилар.

-Тахтиға өйләрни илип қоюмән.Һәр бир өйниң өз нами бар .

Оқуғучилар сөзләрни елип оқуп,қазақчиға авдуруп,қайси сөз түркүмигә ятиду ажритиш (сөзләрни өйлиригә салиду)шу сөзни қатнаштуруп жүмлә ойлайду.

Мәсилән:Барди-барды. Пеил-етістік. Әхмәт Алмутиға барди. вә шуниңға охшаш.



Сан









































































































































































































пеил

сүпәт

исим











Оқуғучилар бәргән жаваплириға қарап өзлирини –өзлири баһалайду.

ІҮ.Дәрисниң мавзуси билән мәхситини хәвәрләш.

Исимларниң бирлик вә көплүк түри.



Ү.Дәрисни чүшәндүрүш.

Балилар шуниң билән биз силәр билән исим ким? кимләр ? немә ?немиләр ?дегән соалларға жавап беридиғинини, йәнә умумий вә хас исимларға бөлинидиғинни билдуқ.

-Әнди , ким маңа мундақ соалға жавап берип көриду.Исимларниң бирлик түри вә исимларниң көплүк түри дегәнни ким қандақ чүшиниду?

-Дурус,исимниң бирлик түри у бир тал нәрсә,көплүк түри икки вә униңдин ошуқ нәрсиләр.

-Сүрәтләрни көрситиш арқилиқ оқуғучиларға кәң түрдә чүшүник беримән.










Исимлар бирлик вә көплүк уқумни билдүриду.

-лар,-ләр қошумчиси кошулмиған исимлар исимниң бирлик түри һесаплиниду.

Көплүк түрдә кәлгән исимларға-лар,-ләр қошумчилири улиниду.

Мәсилән: қиз-қизлар ,үзүк-үзүкләр, бала-балилар, шәһәр-шәһәрләр.

ҮІ.Өткән мавзу бойичә билимини тәкшүрүш.

-Дәптәр билән иш.

- Дәптәрлиригә ай, күни язиду.

-Һөсни хәт минутиси.

-Тт.

Луғәт билән иш.

Исим-зат есім. Хас исим-жалқы есім. Умумий исим-жалпы есім.

Бирлик түри-жекеше түрі .Көплүк түри-көпше түрі.

-Жуқури дәрижилик тапшурмилар.3тапшурмидин туриду.

-303-көнүкмә. Төвәндики сөзләргә көплүк қошумчиларни улап ,көчирип йезиңлар.

Өй-өйләр, бөдүнә-бөдүниләр, гүл-гүлләр, таш-ташлар, шәһәр-шәһәрләр,вәш.о.

-304-көнүкмә.Төвәндики көплүк қошумчиси уланған сөзләрни бирлик түргә айландуруп йезиңлар.

- Өтүкләр-өтүк, қариғайлар-қариғай,үзүмләр-үзүм,көрүкләр-көрүк. вә ш.о.

-Сәгәкләндүрүш минути.

1. Исимни бәлгүләңлар.

а)йоған. 2). сериқ. б).алма

2.Хас исимни тепиңлар.

а) дәрия. ә). бир. б).Алмута.

3.Умумий исимни тепиңлар.

а) юмшақ ә) китап б.) Яркәнт

4.Исимниң көплүк түрини бәлгүләңлар.

а) дәптәрләр ә).қәләм. б).тавуз.

5.Исимниң бирлик түрини бәлгүләңлар.

а)гүл. ә). гиләмләр б). он бир.

ҮІІ. Дәрисни йәкүнләш.

-Қени ундақ болса балилар ,»Сөз түркүмлири»кроссвордини йешип көрәйли.

с






ө








З

  1. Өзи мөкүп туриду, сақили чиқип туриду.

  2. Тутса таш, яқса отун

  3. Чарс-чурс қилиду кәссәм, өзи шериндур йесаң

  4. Төрт лап-лап , әгир саплап, икки диң-диң бир шип-шип

  5. Аш ашниң ичидә таш, ташниң ичидә йени аш.

  6. Пичақ кәссә қан чиқар, пәчәп қәтсә дан чиқан.

  7. Көйниги тикән у немә.

  8. Путиға қарап күлиду, қуйриғиға қарап жиғлайду.

  9. Дүм көмүлүлгнән қазан-ақ, қулиғи йоқ, тувиғи йоқ.

  10. Беши бар , чечи йок, тез үзүштә теңи йоқ.

  11. Бир қап, қап ичидә ун, ун ичидә түрүк.

  12. Берип турсаң чөпини айимайду сүтини.

  13. Мончақтәк икки көзи, мәриши гәп вә сөзи.

ҮІІІ. Өйгә тапшурма бериш.

Исимларниң бирлик түригә 5сөз,көплүк түригә 5сөз ойлап йезиш.

Оқуғучиларни баһалаш.

Оқуғучиларни баһалаш вариғи.

Исим фамилияси

І-дәрижә

ІІ-дәрижә

ІІІ-дәрижә

Шығарм .д.

1

Аблиметов Адилжан

+

+

-

-

2

Абдукаимова Алини

+

+

+

+

3

Абдуллаева Шахназ

+

+

-

-

4

Абдукеримов Ислам

+

+

+

+

5

Бахрамов Наиль

+

+

+

-

6

Бахаутдинов Дидар

+

+

+

+

7

Закиров Зухридин

+

+

-

-

8

Владимирова Альфиям

+

+

+

-

9

Исидуллаева Рисаләт

+

+

+

-

10

Қурванжанова Карини

+

+

+

+

11

Масутов Әхмәт

+

+

+

+

12

Максутова Диляра

+

+

+

+

13

Маратова Малика

+

+

+

-

14

Марипов Таиржан

+

+

-

-

15

Полатова Диана

+

+

-

-

16

Тилвалдиев Ярлен

+

+

-

-

17

Турғанов Эфрат

+

+

-

--

18

Шаймарданов Сухрап

+

+

+

-



Қалжат орта мектебі мектепке дейінгі шағын орталығымен коммуналдық мемлекеттік мекемесінің бастауыш сынып мұғалімі: Майгул Масутова


Получите в подарок сайт учителя

Предмет: Начальные классы

Категория: Уроки

Целевая аудитория: 4 класс.
Урок соответствует ФГОС

Скачать
: Исимларниң бирлик вә көплүк түри.

Автор: Масутова Майгуль Махмутовна

Дата: 16.11.2016

Номер свидетельства: 359597

Похожие файлы

object(ArrayObject)#863 (1) {
  ["storage":"ArrayObject":private] => array(6) {
    ["title"] => string(56) "Исимларни? бирлик в? к?пл?к т?ри "
    ["seo_title"] => string(31) "isimlarnin-birlik-v-kopluk-turi"
    ["file_id"] => string(6) "196096"
    ["category_seo"] => string(16) "nachalniyeKlassi"
    ["subcategory_seo"] => string(5) "uroki"
    ["date"] => string(10) "1427996559"
  }
}


Получите в подарок сайт учителя

Видеоуроки для учителей

Курсы для учителей

ПОЛУЧИТЕ СВИДЕТЕЛЬСТВО МГНОВЕННО

Добавить свою работу

* Свидетельство о публикации выдается БЕСПЛАТНО, СРАЗУ же после добавления Вами Вашей работы на сайт

Удобный поиск материалов для учителей

Проверка свидетельства