Дәрисниң мавзуси:Боғум
Дәрисниң мәхсити:
1.Оқуғучиларни дәрискә болған қизиқишини ашуруп олтуруп боғум тоғрисида толуқ чүшиник бериш.
2. Оқуғучиларниң тил байлиғини ашуруш, ижадий ишләш қаблийитини ашуруш.. Чирайлиқ вә саватлиқ йезишни үгитиш.
3. Достлуққа, инақлиққа, тәрбийләш.
Дәрис түри: арилаш
Дәрис типи: мусабиқә дәрис
Қоллинидиған уссул: чүш-ш, соал-жавап, оюн, өз алдиға иш. Ижадий иш
Қоллинидиған көр-к:слайд, китаплар
Дәрисниң берилиши
І.Уюштуруш.
-Балилар, бүгинки дәрисни мусабиқә түридә өтмәкчимиз.Һәр қандақ соалларға жавап берип, тапшурмиларни орунлап өз топимизға упай жиғишқа тиришайли. Синипни 3 топқа бөлүш.
1-топ «Достлуқ» 2-топ «Зерәкләр » 3-топ «Тапқурлар»
Топ башчилириғи баһалаш вариғини тарқитип бериш
Мусабиқимизниң турлири билән тонуштуруш
1-тур «Өткәнгә сәяһәт»
2-тур «Һә-ә, яқ»
3-тур «Помзәк ташлаш»
3-тур «Ким әқиллик?»
4-тур «Ким зерәк?»
- Һазир бизгә қайси пәсил?
-Тәбиәттә қандақ өзгиришләр боливатиду?
-Қени тәбиәткә қарап көрәйли. Бүгүн һава райи қандақ.
ІІ.Өй тапшурмисисни сораш.
1-тур «Өткәнгә сәяһәт»
Өйгә қандақ тапшурма берилгән?
27-бәт 81-көнүкмә
Көнүкминиң тапшурмисини оқутуш.
Бир-биригә дәптәрлирини тәкшүртүш.
Һәр бир топ 1 жүмлидин оқуп чиқиду. Жүмлидики үзүк тавуштин башланған сөзләрни биринчи тавуши партлиғучи яки сирланғу екәнлигини ейтип бериш.
ІІІ.Өй тапшурмисини йәкүнләш.
2-тур «Һә-ә, яқ»
Өтүлгән мавзу бойичә соалларға жавап бериңлар
Уйғур алфавитида һәрип бар. һә-ә
Уйғур алфавитида 30 үзүк тавушлар бар. яқ
Үзүк тавушлар 5 бөлиниду. Яқ
Нутуқ әзалирини күч билән йерип өткәндә ясалған тавушлар парлиғучи үзүк таушлар д.а. һә-ә
В парлиғучи үзүк тавуш.яқ
ф сирланғу үзүк тавуш. һә-ә
с парлиғучи үзүк тавуш.яқ
З сирланғу үзүк тавуш. һә-ә
ІV. Мәхсәт қоюш басқучи.
Бүгүн биз уйғур тили дәрисидин боғум тоғрисида чүшүнүк алимиз.
V. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш
Дәптәр билән иш.
Бүгинки күн, айни йезиш. Һөсни хәт ишини жүргүзүш.
Әмгәк қилсаң еринмә
Һорунлуққа берилмә.
83-көн. Өз алдиға иш. Көп чекитләрниң орниға керәклик созуқ тавушларни қоюп көчириңлар. Бу сөзләрдә нәччә боғум барлиғини ениқлап, ейтип бериңлар.
Ал-тә, қәст, кран, бас, трак-тор, кос-мо-навт, тарс-турс,шар-шурт, баш...
-Боғум тоғрисида немә билимиз?
- сөз адәттә тәркивидә бир яки бир нәччә созуқ тавуш бар боғумлардин түзүлиду.
- сөздики созуқ тавуш сани қанчә болса, униң боғум сани шунчә болиду
Сөз адәттә тәркивидә бир яки бир нәччә созуқ тавуш бар боғумлардин түзүлиду. Тилимизда пәқәт бирла созуқ тавуштин тәркип тапқан у, о дегән сөзләр бар.
Сөздики созуқ тавуш сани қанчә болса, униң боғум сани шунчә болиду. Мәсилән: оқи, күчлүк, чатқаллиқ
VІ.Чүшәнчинини ениқлаш пәйти.
3-тур «Помзәк ташлаш»
1 топ бир боғумлуқ, 2 топ 2 боғумлуқ, 3 топ 3 боғумлуқ сөзләрни тез атап чиқиш.Помзәк қолимизда көп вақит туруп қелиш керәк әмәс.
84-көн.Оқуңлар.
Шеирниң автори ким? Ташполат Намәтов.
Т.Намәтов тоғрисида немә билисиләр?
Т.Намәтов өз жутимиздин чиққан шаирларниң бири. Т.Намәтов 1940-жили ШУАРниң Чилпәңзә шәһиридә ишчи аилидә дунияға кәлгән.1954-жили Т.Намәтов Қазақстанға чиқип, Яркәнт шәһиридә Киров намидики мәктәпни оқуп тамамлиған. Т.Намәтов Ташкәнт Дөләт университетиниң тил әдәбият факультетини пүтәргән.Һазирқи күндә Т.Намәтов Өзбәкстанда яшайду. Китаплири бн тон-ш.
Шеирни оқуғучиларға оқутуш.
Һәр бир топқа 1 кублеттин оқутуш.
Мәзмунини ечиш.
-Шеир немә тоғрисида?
-Течлиқ сөзни қандақ чүшинимиз?
Течлиқ- у хәтиржәмлик. Һәр қачан течлиқ болсун жаһанда.Уруш һеч қачан болмисун. Қан төкүлмисун. Адәмләр теч-аманлиқта яшисун. Башқа мәмликәтләр охшаш соқушлар болмисун. Биз Қазақстан хәлиқлири йәни 130-милләт вәкиллири течлиқ һаят сүрүп келиватимиз.
Ижадий иш. «Течлиқ » мавзусиға шеир түзүп көрүңлар.
һәр сөздә нәччә боғум барлиғини ениқлап, боғумларни сизиқчә арқилиқ бөлүп көчириңлар.
3-тур «Ким әқиллик?»
85-көнүкмә.Еғизчә орунлаш. Оқуңлар. Һәр сөздә нәччә боғум барлиғини ениқлап, ейтип бериңлар.
4-тур «Ким зерәк?»
87-көн. Өз алдиға иш. Тәркивидә бир созуқ тавуш вә үч үзүк тавуш кәлгән бир боғумлуқ бәш сөз ойлаптепип дәптириңларға йезиңлар.
Төрт, кәст, дост, тарс, мәрт, тарт, кран,
VІІ. Йәкүнләш.
-Бүгүн немә тоғрисида чүшүнүк алдуқ?
-Соаллириңлар барму?
VІІІ. Билимини баһалаш.
Топ башчилири өз топини баһалайду.
VІІ. Өйгә тапшурма бериш
28-бәт 86-көн.