өзін - өзі тану пәні бойынша сабақ жоспары
Просмотр содержимого документа
«Сипайә сөзләр сабақ жоспары»
Уйғур тили 2-синип Мавзу: «Сипайә сөзләр»
Дәрис мәхсити:
2.3.3.1 Муәллимниң ярдими билән оқуған, тиңшиған материаллар бойичә реҗә түзүш вә тирәк сөзләрни пайдилинип, иҗадий ишларни йезиш
Берилгән тепишмақларниң жаваплирини тепип, уларни 4 тилда ейтиңлар.
Апаң сениң базардин. Алма сетип әкәлди.
Әң йоған яхшисини. Саңа илғап еп бәрди.
Немә дейишиң керәк?
Балилар жүрди кочида. Ваң-чуң қилип, ойнишип,
Сәнму чиқтиң хошнаңға. Тегип кәттиң авайсиз.
Немә дейишиң керәк?
Момаң сениң жозиға. Кәмпүт, печень қойди мол.
Хәхтин бурун униңға. Өзлигиңдин сундиң қол.
Немә дейишиң керәк?
-Йәнә қандақ сипайә сөзләрни билисиләр?
« Яхши сөз – ташни ярар » дәйду даналар. Һәрбир мәдәнийәтлик адәм сипайә сөзләрниң әһмийитини, униң адәмләргә тәсирини яхши билиши керәк. Шуниң үчүн, лазим болғанда, әссаламму әлләйкүм, мәрһәмәт, рәхмәт, кәчүрүветиң, илтимас қилимән, хапа болмай, төргә өтсилә, һечқиси йоқ, хуш кәпсиләр, йолуңлар болсун дегән сөзләрни орунлуқ пайдилинишни үгиниш керәк.
Мақални давамлаштуруп, мәнасини чүшәндүр.
Яхши сөз – ташни ярар, …
«Һәрипләр чечилип кәтти»
оюниға диққәт қилиңлар.
ӘМТӘХР
ЗИСАСАЛТӘМУМ
ЗИСРҮӘЧК
- СӨЗЛӘРНИ ДУРУС ОҚУП, УЛАРДИН ЖҮМЛӘ ТҮЗҮҢЛАР.
Рәсимгә бағлиқ тирәк сөзләрни пайдилинип, мәтин түзүңлар. Мәтингә мавзу қоюңлар. Тирәк сөзләр: рәхмәт, һечқиси йоқ, әрзимәйду, мәрһәмәт елиң.
Әкси бағлиниш
Дәрисимиз аяқлашти.
Диққитиңларға рәхмәт!