kopilkaurokov.ru - сайт для учителей

Создайте Ваш сайт учителя Курсы ПК и ППК Видеоуроки Олимпиады Вебинары для учителей

Яхшили? ?илишни бил?йли

Нажмите, чтобы узнать подробности

М?хсити:

О?у?училарни? «??мхолу?», «ме?риванли?», «яхшили?» то?рисида ч?ш?нчилирини к???йтиш.

В?зипилири:

Яхшили? ?илишни? ад?мг?рчилик мунасив?тлирини? м?насини ч?ш?нд?р?ш;

-  Яхши ишларни ?илиш ишчанли?ини т?р???ий ?тт?р?ш;

-  Ме?риванли?, ??мхор болуш?а т?рбий?л?ш. 

Вы уже знаете о суперспособностях современного учителя?
Тратить минимум сил на подготовку и проведение уроков.
Быстро и объективно проверять знания учащихся.
Сделать изучение нового материала максимально понятным.
Избавить себя от подбора заданий и их проверки после уроков.
Наладить дисциплину на своих уроках.
Получить возможность работать творчески.

Просмотр содержимого документа
«Яхшили? ?илишни бил?йли»

Бир-биримизгә иллиқ чирай билән қарап, меһриванлиқ көрситәйли!

Бир-биримизгә иллиқ чирай билән қарап,

меһриванлиқ көрситәйли!

Дәрисниң мавзуси :  Яхшилиқ қилишни биләйли

Дәрисниң мавзуси : Яхшилиқ қилишни биләйли

Мәхсити: Оқуғучиларниң «ғәмхолуқ», «меһриванлиқ», «яхшилиқ» тоғрисида чүшәнчилирини кәңәйтиш. Вәзипилири: -  Яхшилиқ қилишниң адәмгәрчилик мунасивәтлириниң мәнасини чүшәндүрүш; -  Яхши ишларни қилиш ишчанлиғини тәрәққий әттүрүш; -  Меһриванлиқ, ғәмхор болушқа тәрбийәләш. .

Мәхсити:

Оқуғучиларниң «ғәмхолуқ», «меһриванлиқ», «яхшилиқ» тоғрисида чүшәнчилирини кәңәйтиш.

Вәзипилири:

- Яхшилиқ қилишниң адәмгәрчилик мунасивәтлириниң мәнасини чүшәндүрүш;

- Яхши ишларни қилиш ишчанлиғини тәрәққий әттүрүш;

- Меһриванлиқ, ғәмхор болушқа тәрбийәләш. .

Дәрисниң бериши І. Саламлишиш ІІ. Шатлиқ чәмбири ІІІ. Мәтин билән иш ІҮ. Тиничлиқ пәйти Ү. Китап билән иш ҮІ. Ибрәтлик сөз ҮІІ. Ижадий иш ҮІІІ. Оюн тапшурма ІХ. Яхшилиқ йәрдә қалмайду.

Дәрисниң бериши

І. Саламлишиш

ІІ. Шатлиқ чәмбири

ІІІ. Мәтин билән иш

ІҮ. Тиничлиқ пәйти

Ү. Китап билән иш

ҮІ. Ибрәтлик сөз

ҮІІ. Ижадий иш

ҮІІІ. Оюн тапшурма

ІХ. Яхшилиқ йәрдә қалмайду.

І. Саламлишиш Аманму сән Алтун күн? Аманму сән, Көк асман? Аманмусиләр достлирим? Силәрни көргинимгә хошалмән!

І. Саламлишиш

Аманму сән Алтун күн?

Аманму сән, Көк асман?

Аманмусиләр достлирим?

Силәрни көргинимгә хошалмән!

ІІ. Шатлиқ чәмбири Өзәңни тонуш О. Ақылбеков Яхши болуш-өзәңдин, Яман болуш-өзәңдин. Өзәң өзәңни сийлап, Өзәң үгән өзәңдин. Яхшилиқни көргәндә, «Мән қандақ?» дәп ойлиғин Яманлиқни көргәндә, Йәнә шундақ ойлиғин! Өзәңни сән қолға алғин,  өзәң-әқил әйниги. Тегидиған мәнаси бар, «Өзәңни тонуш» пайдиси.

ІІ. Шатлиқ чәмбири

Өзәңни тонуш

О. Ақылбеков

Яхши болуш-өзәңдин,

Яман болуш-өзәңдин.

Өзәң өзәңни сийлап,

Өзәң үгән өзәңдин.

Яхшилиқни көргәндә,

«Мән қандақ?» дәп ойлиғин

Яманлиқни көргәндә,

Йәнә шундақ ойлиғин!

Өзәңни сән қолға алғин,

өзәң-әқил әйниги.

Тегидиған мәнаси бар,

«Өзәңни тонуш» пайдиси.

Чөчәк

Бурунда Адәм ата өз әвлатини синаш үчүн адәмниң оң мүрисигә Яхшилиқни, соң мүрисигә Яманлиқни олтарғузуп қоюпту. Адәм бир иш қилар алдида Яхшилиқ "ишлә" десә, Яманлиқ "ишлимә" дәп сивирлайдекән. Шундақ қилип, адәмниң бойида қайси хисләт үстүн екәнлигини байқашқа уларни сәпәргә атландуриду. Адәм бир-аз йол меңип, көл яқиси билән һерип келиватса, суниң четигә чиқип қалған белиқни көриду. Белиқ сәкрәп суға йетәлмәй ятқан екән. Яхшилиқниң ичи ағрип:

Адәм, әву белиқни көтирип суға селивәткин, – десә, Яманлиқ:

Қойғин, қаримай маңивәр, вақтиңни алмиғин, – дәйду.

Адәм белиқтин нери ешип берип, бойнини бурап қарайду. Белиқ немә қилишини билмәй көзлирини дүглитип, ярдәм сориғандәк болиду. Адәм чидалмай қайта бурулуп берип, белиқни суға салиду. Белиқ разимәтчилигини билдүрүп, суда ойнақлап, сәкрәп, қуйриғини шипаңлитип суға кетиду.

Адәм йолини давам қилди. Бир терәкниң қешидин өтүп қешидин өткәндә, шир-шир дегән авазни аңлап туруп қалиду. Қариса, кичиккинә қушқачниң жүжиси угисидин чүшүп кәткән екән. Иңгишип әнди көтирип алай дегәндә, Яманлиқ:

Мошу қушқачниң жүжисигә бола йолдин қалмақчимусән? Уни көририп угисиға селиш үчүн, терәкниң үстигә чиқиш керәк. Жиқилип чүшсәң қандақ қилисән? Өзәң талада ишт-қушқа йәм болисәнғу, – дәйду.

Адәм ойлинип туруп қалиду. Мошу пәйттә Яхшилиқ:

Һәй, адәмзатниң балиси, сән һалсизларға йөләк болуп, өз ярдимиңни бериш үчүн яралғансән. Мону бечарә жүжини угисиға селип кәт. Пайдиси тегиду, – дәйду.

Адәм йәнә чидалмай жүжини елип, терәкниң учиға өмиләп чиқип, угисиға селип кетиду. Жүжә шиқ-шиқ қилип, қанитини қеқип, рази болиду.

Адәм дәм алмақчи болуп олтарғанда, айиғиниң астида буғдайниң денини аран сөрәп маңған чөмүлигә қарап қалиду. Чөмүлә данни у яққа, бу яққа иштирип, қозғашқа ретини тапалмай, иши алға басмай келидикән. Адәм алди билән Яманлиқниң ейтиши бойичә чөмүлини денидин айрип ташлимақчи болдидә, шир-пир болған Яхшилиқниң сөзигә қулақ салди. У:

Һәй, адәм-әй, қандақ қилип адәмгәрчилигиңдин айрилип кетисән. Бу чөмүлә өзидин йоған данни сөрәп, қийнилип келиватқанда, қол учиңни көрситип йолиға маңғузушниң орнида, уни заңлиқ қилғандәк, бу қилиғиң қандақту? Униңдин әмгәк қилишни мошу кичиккинә тирикчилик егисидин үгәнмәмсән? – дәп ейтқан екән.

Адәм өз ойидин уюлуп, райидин қайтти.Шундақ қилип, Адәм ата әвлатини алдиға чақиривәлип:

Мана, балам, яманлиқ билән болсаң яман болисән, Яхшилиқ билән болсаң яхши болисән. Мән саңа үч мүмкинчилик бәрдим, үчидинла өттүң, разимән. Әнди мошундақ адәмгәрчилигиңдин қайтмиғин, һәммисигә ғәмхор болуп, яманлиққа йолимай, яхшилиққа йолдаш болғин, – дәп дугасини бериду.

Шуниңдин кейин адәм балиси яхшилиқ билән мурадиға йетип жүридикән.

ІІІ. Мәтин билән иш: Яхшилиқ билән яманлиқ

Яхшилиқ билән яманлиқ

Яхшилиқ билән яманлиқ

ІҮ. Тиничлиқ пәйти

ІҮ. Тиничлиқ пәйти

Ү. Китап билән иш. І топ: Қалиғач билән ячивәк ІІ топ: Ейиқ билән чашқан  Чөчәктин үзүндиләрни оқуп, давамини ойлап чиқар.

Ү. Китап билән иш.

І топ: Қалиғач билән ячивәк

ІІ топ: Ейиқ билән чашқан

Чөчәктин үзүндиләрни оқуп, давамини ойлап чиқар.

ҮІ. Ибрәтлик сөз «Яхшиниң яхшилиғини ейт, нур яғсун» Өзи яхши адәмниң қешидикилири барлиқ вақитта яхшилиққа толған болиду. У яхшилиққа толған адәмләр билән өзини өзгичә бәхитлик сезиниду. Сәвәви уни адәмләр, һәммиси яхши көриду, һөрмәтләйду, униң билән достлашқиси келиду. Мошундақ утуқларға у өзиниң яхши ишлири, яхшилиқлири арқилиқ йәтти. Шуниң үчүн хәлиқтә: «Яхшиниң яхшилиғини ейт, нур яғсун» - дәйду. Мәнму силәрниң яхшилиқлириңлар, яхши ишлириңлар тоғрисида пат-пат ейтқум келиду. Силәрму өз синипдашлириңларниң, достлириңларниң яхшилиғини махтиништа тутуңлар. Шу сәвәптин чамимиз йәткичә, қолимиздин кәлгичә адәмләргә, барчиға, аләмгә яхшилиқ қилайли. Сәвәви қилған яхшилиқ бекарға кәтмәйду, униң карамити өзәңгә, қериндашлириңларға, өз елиңғиму тегидиғини өзәңлар билисиләр. Яхшилиққа бөлинип, разимәтчиликкә шатлинисиләр.

ҮІ. Ибрәтлик сөз

«Яхшиниң яхшилиғини ейт, нур яғсун»

Өзи яхши адәмниң қешидикилири барлиқ вақитта яхшилиққа толған болиду. У яхшилиққа толған адәмләр билән өзини өзгичә бәхитлик сезиниду. Сәвәви уни адәмләр, һәммиси яхши көриду, һөрмәтләйду, униң билән достлашқиси келиду. Мошундақ утуқларға у өзиниң яхши ишлири, яхшилиқлири арқилиқ йәтти. Шуниң үчүн хәлиқтә: «Яхшиниң яхшилиғини ейт, нур яғсун» - дәйду. Мәнму силәрниң яхшилиқлириңлар, яхши ишлириңлар тоғрисида пат-пат ейтқум келиду. Силәрму өз синипдашлириңларниң, достлириңларниң яхшилиғини махтиништа тутуңлар. Шу сәвәптин чамимиз йәткичә, қолимиздин кәлгичә адәмләргә, барчиға, аләмгә яхшилиқ қилайли. Сәвәви қилған яхшилиқ бекарға кәтмәйду, униң карамити өзәңгә, қериндашлириңларға, өз елиңғиму тегидиғини өзәңлар билисиләр. Яхшилиққа бөлинип, разимәтчиликкә шатлинисиләр.

ҮІІ. Ижадий иш І. «Яхшилиқ тамчиси» Оқуғучилар тамчиға өзлири қилған яхшилиқлирини язиду. Тамчилар көлгә айлиниду. ІІ. «Яхшилиқ яғичиға» соалларға жавап йезип илиду.

ҮІІ. Ижадий иш

І. «Яхшилиқ тамчиси» Оқуғучилар тамчиға өзлири қилған яхшилиқлирини язиду. Тамчилар көлгә айлиниду.

ІІ. «Яхшилиқ яғичиға» соалларға жавап йезип илиду.

  • Өп- чөрәңлардики адәмләргә қандақ яхши тиләкләрни ейтқан болатиңлар.?
  • Өзәңларниң бойидики яхши хисләтләрни йезиңлар.
  • Қандақ яман қилиқлириңлардин жирақ болғуңлар келиду?
ҮІІІ. Оюн тапшурма .

ҮІІІ. Оюн тапшурма .

ІХ. Яхшилиқ йәрдә қалмайду        С. Бағай Йеқин , достни айиғин, Қанитиң шунда сунмайду. Бариңни жуттин айима, Яхшилиқ йәрдә қалмайду. Шатлинип күн нури йүзүңгә, Қатал болмиғин – у қайғу. Ғәмхорлуқ қилғин хәлқиңгә, Яхшилиқ йәрдә қалмайду.

ІХ. Яхшилиқ йәрдә қалмайду

 

С. Бағай

Йеқин , достни айиғин,

Қанитиң шунда сунмайду.

Бариңни жуттин айима,

Яхшилиқ йәрдә қалмайду.

Шатлинип күн нури йүзүңгә,

Қатал болмиғин – у қайғу.

Ғәмхорлуқ қилғин хәлқиңгә,

Яхшилиқ йәрдә қалмайду.

Нәзәр қоюп тиңшиғиниңларға рәхмәт!

Нәзәр қоюп

тиңшиғиниңларға

рәхмәт!


Получите в подарок сайт учителя

Предмет: Начальные классы

Категория: Презентации

Целевая аудитория: 4 класс.
Урок соответствует ФГОС

Скачать
Яхшили? ?илишни бил?йли

Автор: Илямова Сабирям Камаловна

Дата: 25.02.2016

Номер свидетельства: 298883


Получите в подарок сайт учителя

Видеоуроки для учителей

Курсы для учителей

ПОЛУЧИТЕ СВИДЕТЕЛЬСТВО МГНОВЕННО

Добавить свою работу

* Свидетельство о публикации выдается БЕСПЛАТНО, СРАЗУ же после добавления Вами Вашей работы на сайт

Удобный поиск материалов для учителей

Проверка свидетельства