kopilkaurokov.ru - сайт для учителей

Создайте Ваш сайт учителя Курсы ПК и ППК Видеоуроки Олимпиады Вебинары для учителей

Математика санни қошуш вә елиш

Нажмите, чтобы узнать подробности

Дәрис мавзуси: Санни 3 кә қошуш вә елиш.

Дәрис мәхсити :Балиларни қошуш вә елишкә үгитиш.

Вы уже знаете о суперспособностях современного учителя?
Тратить минимум сил на подготовку и проведение уроков.
Быстро и объективно проверять знания учащихся.
Сделать изучение нового материала максимально понятным.
Избавить себя от подбора заданий и их проверки после уроков.
Наладить дисциплину на своих уроках.
Получить возможность работать творчески.

Просмотр содержимого документа
«Математика санни қошуш вә елиш»

Жамбыл намидики оттура мәктивиниң башланғуч синип муәллими Хайруллаева Гулмира Асметолла қизи Яркәнт шәһири.


Математика дәриси Олимпиада 2008

Дәрис мавзуси: Мисал вә мәсилә

Дәрис мәхсити: 1. Көпәйтиш вә бөлүш мисаллирини пишшиғдаш.

2. Балиларниң қәлбидики ойғанмиған қабилийәтләрни ечип, ойлашқа пикир жүргүзүшкә үгитиш. Һесапқа болған қизиқишини ашуруш.

3. Гөзәллик, тән - сақлиқни сақлаш, өзигә ғәмхорлуқ қилишқа тәрбийләш.

Қоллинидиған уссул: пикир жүргүзүш,соал жавап, чүшәндүрүш.

Қоллинидиған көрнәклик: спорт адәмлириниң портрети, спорт пәлийи,штанга, карточкилар.



Дәрисниң берилиши:


1. Уюштуруш қисми:


Балиларниң дәрискә болған тәйярлиғини тәкшүрәш.

-Балилар,бүгүнки дәрисимиз алаһидә дәрис. Биз бүгүн математика диярини издәп, спорт түрлирини көрситип һесапларни ишләймиз. Өзимизгә мәлум 2008-жили 8-айниң 8-күни Хитай жумһурийитидә Олимпиада 2008 болди. Балилар,силәр спортниң қайси түрлирини билисиләр?Мошу Олимпиадида спортниң қайси түрлири көрситилди. Қазақстан жумһурийити бойичә қанчә алтун медальға егә болди? Кимләр күмүч медаль алди? Кимләр бронза медаль алди? 2.Өй тапшурмисини сораш: -Балилар, өйгә қандақ тапшурма берилди? -Қени дәптәрлиримизни ечип,өйдин қандақ тәйярлинип кәлгәнлигимизни тәкшүрәп көрәйлуқ. 1.Әнди биз йеник атлетика жүгрәш арқилиқ чапсан һесапларни оқуймиз.Сигнал карточкилиримизни елип, тест соаллириға жавап беримиз. Жүгрәш спорт түрлириниң бири. Жүгрәш арқилиқ тән саламәтлигимиз тәрәққий етиду.Организимимиз яхши йетилиду.Демәк, биз жүгрәш арқилиқ тест арқилиқ һесапларни чапсан ишләп көрсәттуқ. 2.Әнди спортимизниң кейинки түри гимнастика. –Балилар, биз әтигәнлиги туруп гимнастика ойнаймиз. Ким әтигәнлиги туруп гимнастика ойнайду? Гимнастикиниң қандақ түрлирини билисиләр? Гимнастика ойнаш арқилиқ бизниң булжуң гөшлиримиз яхши өсиду.Сағлам һаят кәчүримиз. Әнди ким ейтиду Бежин Олимпиадисида гимнастика бойичә қатнашқан ким? -Дурус,Алия Юсупова.Интерактив тахтисидин көрситиш. Әнди,һазир биз бүгүнки күн айни йезип, мәсилини тиңшаймиз. Бүркүт-1сек.-30 мин. Кәптәр- 2 һәссә аста. ? мин. Ошуқ. Демәк, биз гимнастика мәшиқлирини яхши билимиз? Әнди спортниң кейинки түри еғир атлетика бойичә билимимизни синап көрәйли. – Балилар, еғир атлетика дегинимиз немә? Еғир атлетика бойичә кимләр ғалип чиққан? Дурус,Илья Ильин билән Алла Важенина. Қени бизму күчимизни һесап ишләш арқилиқ синап көрәйли. 1474*2=2948 1607* 6=9642 17048*7=119336 25456*3=76368 1470*2=2940 14700*2=29400 Балилар,биз билимимизни штанга көтүрүш арқилиқ тәкшүрдуқ. (Бу һесаплар штанга еғирлиқлиқ ташлириниң кәйнигә карточкиға йезилиду.) 4.Әнди спортниң кейинки түри бокс. Бокс у қандақ челишиш? Бежин Олимпиадида ким бокс бойичә биринчиликни алған? ( интерактив тахтисидин Бақыт Сарсекбаевниң челишишини көрситиш.) Боксни немә арқилиқ ойнайду? Қени бизму Бақыт Сарсекбаев охшаш пәләйни кийип көрәйли. Пәләйниң ичидә тәңлимиләр йезилған карточкилар бар. Берилгән тәңлимини ким йәшсә, шу пәләйни кийип челишиду.Демәк, биз боксниму яхши билимиз екән. Әнди өз алдиға иш.


Мону сүрәтләрниң һәр қайсисида жәми нәччә үчбулуқ,нәччә төрт булуңлуқ бар екәнлигини,уларни һәрипләр билән бәлгүләймиз.

Дәрисни йәкүнләш:

-Балилар,биз спортниң қандақ түрлири билән тонуштуқ?

Қазақстанда бокс бойичә кимләр ғалип чиқти? Бежин Олимпиадида Қазақстандин қанчә алтун медаль, күмүч медальдин қанчә? Қанчә бронза медаль алған?

Улар кимләр? Мошу Олимпиадида өзиниң күчини айимай ғалип чиққан йәнә бир чемпионимизниң бири Нурбақыт Теңизбаев.( Интерактив тахтисидин Олимпиадидики челишиштин көрүнүш.)

Балиларниң билимини баһалаш.

Өйгә тапшурма бериш:


Получите в подарок сайт учителя

Предмет: Математика

Категория: Планирование

Целевая аудитория: 2 класс

Скачать
Математика санни қошуш вә елиш

Автор: Иминиязова Зульмира Асимжанова

Дата: 07.06.2018

Номер свидетельства: 472579

Похожие файлы

object(ArrayObject)#863 (1) {
  ["storage":"ArrayObject":private] => array(6) {
    ["title"] => string(43) "Математикилиқ карусель"
    ["seo_title"] => string(25) "matiematikilik_karusiel_1"
    ["file_id"] => string(6) "455638"
    ["category_seo"] => string(10) "matematika"
    ["subcategory_seo"] => string(5) "uroki"
    ["date"] => string(10) "1518065369"
  }
}


Получите в подарок сайт учителя

Видеоуроки для учителей

Курсы для учителей

ПОЛУЧИТЕ СВИДЕТЕЛЬСТВО МГНОВЕННО

Добавить свою работу

* Свидетельство о публикации выдается БЕСПЛАТНО, СРАЗУ же после добавления Вами Вашей работы на сайт

Удобный поиск материалов для учителей

Проверка свидетельства