Дәрис мавзуси Илия Бәхтияниң һаяти вә ижадийити
Дәрис мәхсити Оқуғучилар Илия Бәхтияниң һаяти вә ижади һәққидә
чүшәнчә алиду.
Оқуғучилар ойлашқа, сөзләшкә, зеһин қоюшқа,
ипадилик оқушқа, мустәқил ишләшкә, ой-пикрини
әркин ейтишқа үгиниду.
Оқуғучиларниң шеирийәткә, ана тилиға болған
қизиқиши ашиду, инсанпәрвәрликкә, вәтәнпәрвәрликкә
тәрбийилиниду.
Дәрис түри: арилаш дәрис
Дәрис усули: сөһбәт, соал-жавап
Көрнәклик қураллар: шаир портрети, шеирий топламлири, гезит-журнал
материаллири
Техникилиқ васитиләр: интерактивлиқ тахта, компьютер
Дәрисниң бериши: I Уюштуруш пәйти. Саламлишиш. Оқуғучиларни
түгәлләш, диққитини дәрискә жәлип қилиш.
Оқуғучиларни жүп тағ санлар арқилиқ топларға бөлүш. Бир-биригә тиләк ейтиш.
ІІ Өй иши. Демәк, биз алдинқи дәристә тәкрарлаш жүргүзүп болдуқ. Өй ишиға силәргә шаир Илия Бәхтия һәққидә төвәнки синипларда өткәнләрни әскә елип келиш болған.
ІІІ Йеңи дәрис
Слайд: Қол тамғам бар, бир немиси болуп қалар
Шаир қуши маңиму қонуп қалар.
Шу чағ хәлқим көп шаирниң арисидин
Қарға балам аппиғим дәп тонуп қалар,-
Қени, балилар, бу кимниң шеири?...
Мәрһум хаталашмиған екән. Уни хәлқи тонупла қоймай, мубарәк исмини жүрәк қатламлирида сақлап, оқуғучилар болса шеирлирини ядқа ейтип кәлмәктә.
Илия Бәхтия һәққидә сөһбәт жүргүзәйли. Төвәнки жүмлиләрни давамлаштуруңлар.
Слайд: - Талантлиқ шаир И. Бәхтия...
- Балилиқ чағлири...
- Шаир уруш жиллирида вә униңдин кейин ...
- Шаир өз хатирилиридә...
- Шаир ижадийити...
- И. Бәхтия әсәрлириниң мавзуси...
- И. Бәхтия қазақ шаири билән достлуғи...
- Балиларға беғишлап язған шеирлири...
- Сатира жанрида..
- Вапатидин кейин...
V Мавзу үстидә иш
Жиллар сөзләйду. Оқуғучиларға жиллар берилиду. (Қошумчә китаплар топларға берилиду) Шу жилларниң жаваплирини топлар издинип тепип плакатларни толтуриду вә икки топ өзлириниң плакатлириға изаһ берип чиқиду.
Слайд:
1954жили
1956жили
1958 жили
1961 жили
1963 жили
1966 жили
1967 жили
1969 жили
1973 жили
10.1975 жили
11. 1978 жили
Топлар изаһ берип болғандин кейин, жаваплири слайд арқилиқ интерактивлиқ тахтида көрүниду.
VI Йәкүн. Оқуғучилар бирликтә Илия Бәхтияниң Солдат аниси шеири нахша ретидә хор билән ейтиду.
VII Өй иши
Шаир шеирийитини оқуп келиш
Шеир ядлап келиш
VIII Баһалаш
Алматы облысы Ұйғыр ауданы
Тасқарасу орта мектебі
ұйғыр тілі мен әдебиеті пән мұғалімі
Гульназ Бакиева