поурочное планирование по уйгурскому языку. разработан для обучения детей 5 классов в уйгурской школе.
Просмотр содержимого документа
«Әдәбий тилниң хизмити вә нормилири тоғрилиқ»
Дәрисниң мавзуси: Әдәбий тилниң хизмити вә нормилири тоғрилиқ
Мәхсити: 1 Йеңи мавзуни чүшәндүрүш, әдәбий тил һәққидә
билимини мустәһкәмләш
2. Саватлиқ вә чирайлиқ йезишқа, бағлинишлиқ сөзләшкә адәтләндүрүш
3. Ойлаш қабилийитини ашуруш, әдәбиятқа вә тилға қизиқишини ашуруш
Дәрис түри: арилаш
Дәрис типи қелиплашқан
Көрнәклик қураллар: дәрислик, мәтинләр
Қоллинилидиған усуллар: тәһлил, соал-жавап
Пайдиланған технология тәнқидий ойлаш
Йеңи уқумлар: әдәбий тил, еғизчә нутуқ, язма нутуқ, орфографиялик вә орфоэпиялик норма
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Салам-ш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмиләр, һәр хил тапшурмилар арқилиқ оқуғучиларниң билимини ашуруш, мустәһкәмләш
ІІІ. Өй тапшурмисини тәкшүрүш. №-1, №3, №-9, №10, №15, №17, №20
Көнүкмини тәһлил қилиш
Әдәбият, әдәбий китап тоғрисида чүшәнчисини байқаш
ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш
Тил мәдәнийити – жүмлиләрни тоғра түзүш, сөз вә аталғуларни өз орнида қоллиниш, пикирни бағлинишлиқ ейтиш.
Әдәбий тил мәлум бир қелипқа, нормиға чүшкән тил, униң шәкиллиниши тил билән йезиққа мунасивәтлик.
Тилниң фонетика, лексика, грамматика, орфография, орфоэпия системилирини әдәбий тил нормилири дәймиз.
Еғизчә нутуқта сөзләр тавуш блән ипадилиниду, язма нутуқта – һәрипләр билән.
Орфогрфиялик (грекниң ophtos «тоғра», grapha «язимән») норма – сөзләрниң йезилиш қаидилири.
Орфоэпиялик (грекниң ophtos «тоғра», epos «сөз, нутуқ) норма – сөзләрни бир хил, тоғра тәләппуз қилиш қаидилири. Мошуимла вә тәләппуз қаидилиригә риайә қилғандила әдәбий тил ениқ, таза болуши мүмкин.
Һәр қандақ милләтниң әдәбий тили болиду.
V. Мустәһкәмләш.
1. 35-көнүкмә еғизчә орунлиниду.
2. 36-көнүкмә тахтида вә дәптәргә орунлиниду.
3. 37-көнүкмә йезиқчә орунлиниду.
VІ. Бәкитиш. Соал-жавап усули арқилиқ.
VІІ. Өйгә тапшурма. 14-19-бәтләрни оқуш. 40-көнүкмини йезиқчә орунлаш