Дәрис мавзуси: Ана тилим – номусум
Дәрис мәхсити:
Ана тилни һөрмәтләшкә, қәдирләшкә, өзгә тилларни егиләшкә чақириш.
Оқуғучиларни ойлашқа, сөзләшкә, диққәтчан болушқа, ой – пикрини әркин ейтишқа үгитиш.
Тил байлиғини ашуруш.
Көрнәкликләр: қанатлиқ сөзләр, шарлар
Елип берилиши:
Киришмә сөз
Тонуштуруш
«Ана тилим – дана тилим» тил һәққидә шеирлар
«Даналар сөзи – әқилниң көзи»
«Ойла, издә, тап»
«Мениң пикирим»
«Йәттә жутниң тилин бил»
Тапқур болсаң тепип көр,
Жававини ейтип көр.
Йәкүн
Киришмә сөз:
Һаятниң көрки султани, бәхит пәрваси тилдур,
Жаваһир каниниң шаһи, әқил дурданиси тилдур,
Көңүл гүлшәниниң солмас әбәдлик лалиси тилдур,
Гөзәллик илаһи пак, назакәт қамуси тилдур.
Әссаламу әлейкум бүгүнки кәчниң меһманлири. Һаятниң көрки тил. тил хәлиқниң жени, гөзәллиги. Адәмни арзу – арминиға йәткүздиған ана тили билән ата дәстүри. Шуниң үчүч тилға қанчилик һөрмәт көрсәтсәкму әрзимәйду. Тил мәйрими мубарәк болсун дәп бүгүнки «Ана тилим - номусум» мавзусидики мусабиқә дәрисимизни башлайли.
1 – тур бойичә һәр топ өзлирини тонуштуруштин башлиниду.
1-топ «Қуяш»
2-топ «Қазақстан»
2 – тур
Жиллар әсирләр өтиду нурғун
Ана қәдини көтирип егиз
Әзиздур маңа әждадим уйғур
Анамниң тили болғачқа әзиз
Тил һәққидә шеирлар ейтилиду.
3 – тур
«Даналар сөзи – әқилниң көзи» бөлүмидә даналар сөзи һәққидә ейтилиду.
Тилниң көрки – сөз /Й.Х.Һажип/
Абайни оқи еринмә /С.Торайғыров/
Тәрбийә беши тил /М.Қәшқәрий/
Туғулған тилиға жени ечилмиған адәм – һашарәт /Паустовский/
Туғулған тил – әқил өйниң йетилишиниң йәни барлиқ билимниң ғәзниси
/К.Д.Ушинский/
4 – тур
«Ойлан, издә, тап»
Улуқ аниниң жүрәк сөзини
Ана тили – бизниң туққан тилимиз
5 – тур
Тил һәққидә ой пикирлирини ейтиш
1 – топ Дуниятонушиниң асасий қурали – тил
2 – топ Тәрбийә беши -тил
6 – тур
«Йәттә жутниң тилин бил» бу бөлүмдә сөзләрни башқа тилларға авдуруш
1 – топ
билим –
китап –
дәптәр –
тил –
гүл –
2 – топ
күз –
йеңи жил –
аилә –
Вәтән –
мәктәп –
7 – тур
«Тапқур болсаң тепип көр»
Соал – жавап
«Абай йоли» романиниң муәллипи ким?
Уйғур тилида нәччә һәрип бар?
Рус тилида нәччә созуқ тавуш бар?
Инглиз тилида нәччә һәрип бар?
ҚР символллирини атап бәр.
«Капитан қизи» романниниң муәллипи ким?
«Дивану луғәтит түрк» кимгә аит?
ҚР Тил заңи қачан қобул қилинди?
8 – тур
Адәмгә бир һүнәр аз дегәндәк өз һүниримизни көрситәйли.
1-топ нахша «Қазақстан»
2-топ уссул «Атуш»
Йәкүн
Сөйүмән өз тилимни-ана тилим
Бөшүктә ятқинимда бәргән билим.
Чир етип йәргә чүшкән минутимдин
Қулиғимға сиңирдим тонуш үнин
Бүгүнки тәрбийә саатимизни йәкүнләп олтирип, ана тилни қәдирләп, өзгә тилни билишкә интилиш – заман тәливи екәнлиги һәммимиз есимиздә чиң тутушимиз лазим.
Диққитиңларға рәхмәт !
Алматы облысы Ұйғыр ауданы
Тасқарасу орта мектебі
Ұйғыр тілі мен әдебиеті пән мұғалімі
Гульназ Бакиева
Дәрис мавзуси. Қистурмилиқ мурәккәпләшкән жүмлиләрниң мәнавий топларға бөлүниши
Дәрис мәхсити:
1.Оқуғучилар йеңи мавзуни чүшинип, көнүкмә, тапшурмиларни орунлайду.
2. Оқуғучилар ойлаш, сөзләш, зеһин қоюш, мустәқил ишләш, ой-пикрини әркин ейтишқа үгиниду.
3. Меһриванлиқ, адиллиқ, вәтәнпәрвәрлик тәрбийисини елиш
Дәрис түри: арилаш дәрис
Дәрис усули: чүшәндүрүш, соал-жавап
Көрнәклик: карточкилар, сизма варақлар, плакат, рәңлик сүрәт.
Дәрисниң бериши I Уюштуруш пәйти
II Өй ишини сораш (дәптәрлирини жиғивалимән)
III Йәкүн
IV Йеңи дәрис
Тиләк: Оқуғучилар бир-биригә қистурма сөзләрниң ярдими арқилиқ тиләк ейтиду.
Муәллим: әлвәттә, балилар, бүгүн силәр дәристә билимлик, әдәплик, инақ екәнлигиңларни көрситисиләр дәп ойлаймән. қисқиси...(оқуғучилар бир-биригә давамлаштуриду.
Биринчидин, топларға бөлинәйли.
Демәк, балилар биз силәр билән мурәккәпләшкән жүмлиләр вә уларниң түрлири билән тонушуп келиватимиз. Әнди «Ат һарву» оюнини ойнаш арқилиқ өткән мавзуларни йәкүнләйли. (топлар арисида соал-жавап ишлири жүргүзилиду)
Умумән, қистурма сөзләр қандақ мәнавий топларға бөлүнидекән?(плакатқа язиду)
-Пикирниң ениқлиқ дәрижисини билдүридиған.
- Сөзлигүчиниң тәхминини, гуманини билдүридиған.
- Пикир мәнбәсини билдүридиған.
- Пикирниң пәйдин-пәйлигини билдүридиған.
- Тиңшиғучиға муражиәт қилип, униң диққитини жәлип қилишни билдүридиған.
- Пикирниң ипадилиниш усулини билдүридиған.
- Һәр хил һаяжанни билдүридиған.
(бу мәнавий топларниң мисаллирини сизма қәғәзләргә толтуриду)
V Мавзу үстидә иш.
Қистурма сөзләр билән жүмлә ойлаш.
117-көнүкмә
1 топ һәр хил һаяжанни билдүридиған
2 топ ишиниш, тәстиқләш мәналирини билдүридиған қистурма сөз билән жүмлә қураштуруш
Мәтин түзүш «Достлуқ ели-Қазақстан»
Бәдиий әдәбият билән иш
VI Йәкүн.
1. Оқуғучилар дәрисни қандақ чүшәнгәнлигини сизма қәғәзләргә бәлгүләп бериду.
VII Өй иши 1. Қаидә ядлаш
2. Мәтин йезиш
VIII Баһалаш
Икки топ бир-бирини баһалайду
Дәрис ахирида күн билән булут ясалған плакатқа дәрис бойичә өз ой-пикирлирини стикерлириға йезип чаплайду.
Алматы облысы Ұйғыр ауданы
Тасқарасу орта мектебі
Ұйғыр тілі мен әдебиеті пән мұғалімі
Гульназ Бакиева