kopilkaurokov.ru - сайт для учителей

Создайте Ваш сайт учителя Курсы ПК и ППК Видеоуроки Олимпиады Вебинары для учителей

?нд?ш ж?мл?

Нажмите, чтобы узнать подробности

Мавзуси: ?нд?ш ж?мл? М?хсити: ?нд?ш ж?млини? йезилиши в? ?нд?ш б?лг?си то?рили? тонуп билиду. Йол ?аидисини в? йол б?лг?лирини ?ск? алиду. К?тилиди?ан н?тижил?р: ?нд?ш ж?млини? баш ??рип бил?н башлинип, ахири?а ?нд?ш б?лг?сини? ?оюлиди?инини билиду. Йол ?аидиси в? йол б?лг?лириг? риай? ?илиду. Ишни? т?ри: ш?хсий, ж?п, топлу? иш ?оллиниди?ан усуллар: ч?ш?нд?р?ш, соал-жавап. К?рн?кликл?р: тест, карточкилар, тапшурмилар П?нл?р ара ба?линиш: математика, дуниятонуш Йе?и у?ум: ?нд?ш ж?мл?
Вы уже знаете о суперспособностях современного учителя?
Тратить минимум сил на подготовку и проведение уроков.
Быстро и объективно проверять знания учащихся.
Сделать изучение нового материала максимально понятным.
Избавить себя от подбора заданий и их проверки после уроков.
Наладить дисциплину на своих уроках.
Получить возможность работать творчески.

Просмотр содержимого документа
«?нд?ш ж?мл?»

Мавзуси: Үндәш жүмлә


Мәхсити: Үндәш жүмлиниң йезилиши вә үндәш бәлгүси тоғрилиқ тонуп билиду. Йол қаидисини вә йол бәлгүлирини әскә алиду.


Күтилидиған нәтижиләр:

Үндәш жүмлиниң баш һәрип билән башлинип, ахириға үндәш бәлгүсиниң қоюлидиғинини билиду. Йол қаидиси вә йол бәлгүлиригә риайә қилиду.


Ишниң түри: шәхсий, жүп, топлуқ иш


Қоллинидиған усуллар: чүшәндүрүш, соал-жавап.


Көрнәкликләр: тест, карточкилар, тапшурмилар


Пәнләр ара бағлиниш: математика, дуниятонуш


Йеңи уқум: үндәш жүмлә


Дәрисниң бериши.


1. Уюштуруш пәйти. Саламлишиш. Оқуғучиларни түгәлләш. Синипни дәрискә тәйярлаш. Топларға бөлүш. 1-топ: Жүмлә 2-топ: Хәвәр жүмлә 3-топ:Соал жүмлә Оқуғучилар диққитини дәрискә жәлип қилиш. Психологиялик тәйярлиқ . Мәнму хошал болимән, Сәнму хошал болисән. Ечилған күн нурида, Достлар билән хошал мән.

2. Өй тапшурмисини тәкшүрүш пәйти - Балилар өйгә қандақ тапшурма берилди?

Өткән мавзулар бойичә тапшурмилар.

1-топ: Жүмлә дегән немә? Жүмлә қанчигә бөлүниду?

2-топ: Хәвәр жүмлә дегән немә? Мисал кәлтүриңлар.

3-топ: Соал жүмлә дегән немә? Қайсу сөзләр соал жүмлиләрни түзәйду?


Әнди, «Һә-ә, яқ» оюнини ойнаймиз.

  1. Йеңи оқуш жили башланди. Бу жүмлиму? Һә-ә

  2. Бу соал жүмлиму? Яқ

  3. Жүмлиләр мәнасиға қарап 3кә бөлүнәмду? Һә-ә

  4. Кәйәрдә? Қени? Қандақ? дегән сөзләр хәвәр жүмлини түзәмду? Яқ

  5. Хәвәр жүмлидин кейин чекит қоюламду? Һә-ә

3.Өй тапшурмисини йәкүнләш. «Һә-ә, яқ» оюни.


4.Йеңи дәрискә тәйярлиқ.

-Балилар, мән силәргә тепишмақ қояй, силәр тепип көрүңлар. Бир өзидә үч көзи, үч көзидә үч сөзи. Бири- өт десә, бири-өтмә дәйду. Билсәң өт, билмисәң сорап өт! Бу немә?(светофор, бағдаршам, светофор) Светофор тоғрисида немә билисиләр?( Светофорниң ярдими билән йолдин өтиду. Униң үч көзи бар.Қизил, сериқ, йешил.)


5.Йеңи мавзуни чүшәндүрүш. - Балилар, силәр йол қаидиси тоғрилиқ немә билисиләр? (Йолдин байқап өтүш керәк. Авал сол яққа, андин оң яққа қарап өтүш керәк.) - Балилар, мән жүмлиниң қайси түрини ишлитиватимән?(соал жүмлини) - Силәрчу, жүмлиниң қайси түрини ишлитиватисиләр?(хәвәр жүмлини)

- Тепишмақта қандақ жүмлиләр бар?(хәвәр, соал, үндәш жүмлиләр) - Силәрниң оюңларчә, үндәш жүмлә дегән немә?

Китап билән ишләш.

Ейтқан қаидини китаптики қаидә билән селиштуруш.»(39-бәт) - Балилар, бүгүнки дәристә, биз бир нәччә йол бәлгүлирини әскә чүширимиз.

Қени әмсә,ейтиңлара бу қайси бәлгү?(Балилар)

У қәйәрдә учришиду?(Балилар бар йәрләрдә)

Силәр бу бәлгүни қәйәрдә учраттиңлар?(Мәктәпниң йенида)

Дәптәр билән ишләш.

«Синквейн» оюни.

Бу қайси бәлгү?(Пиядә адәм)

Бизниң йезида барму?(Бар.Чоң кочида вә мәктәпниң йенида)


111-көнүкмә. Тахтиға орунлаш. Үндәш жүмлиниң башқа жүмлиләрдин пәрқини ейтиду. ( Үндәш жүмлиләрни көтирәңки авазда оқуймиз. Жүмлә ахирида үндәш бәлгүсини қойимиз.)

Бу қайси бәлгү?(Йәр асти йоли)

Бу бәлгүни қәйәрләрдә учритишқа болиду?(Шәһәрләрдә)

112-көнүкмә. Жүп билән ишләш. Жүмлиләрни оқуп, тегишлик тиниш бәлгүлирини қойиду.

Сәгитиш пәйти. Қизил көзүм янса - жим турисиләр. Сериқ көзүм янса - 3 қетим чавак чалисиләр. Йешил көзүм янса - маңисиләр.(оқуғучиларни ойнитиш)

Бу қайси бәлгү?(Тохталма)

У бәлгү немини билдүриду?(Машина тохтайдиған жай)

Мошу бәлгү асасида шеирни ядқа йезиш.

Һәй йолувчи, йолувчи,

Саңа ейтар сөзүм бар.

Диққәт билән күзәткән,

Қизил, йешил көзүм бар.


Новәттики бәлгү немини билдүриду?(Велосипед йоли)

Топ билән ишләш.(Сүрәткә қарап жүмлә ойлитиш.)


1-топ: Сүрәткә қарап хәвәр жүмлә қураштур.

2-топ: Сүрәткә қарап соал жүмлә қураштур.

3-топ: Сүрәткә қарап үндәш жүмлә қураштур.


«Ким диққәтчан?» оюни.(Светофорниң көзлирини орниға қоюш)


6. Йеңи мавзуни тәкшүрүш.

- Балилар, бүгүн биз немиләрни үгәндуқ?

- Үндәш жүмлә дегән немә?

Тест.

1. Жүмлә қандақ һәрип билән башлиниду? а) кичик һәрип ә) баш һәрип 2. Жүмлиләр немиләрдин түзилиду? а) һәрипләрдин ә) тавушлардин б) сөзләрдин 3. Дурус йезилған жүмлини тап. а) Руслан тахтини сүртти.

ә) Сүртти тахтини Руслан. б) Сүртти Руслан тахтини. 4. Қайси жүмлә көтирәңки аваз билән ейтилиду? а) Хәвәр жүмлә ә) Соал жүмлә б) Үндәш жүмлә 5. Үндәш жүмлидә қайси сөз ишлитилиду? а) паһ,паһ ә) қайси б)дурусму

3 топ бир-бириниң жаваплирини тәкшүрәйду.


7. Йәкүнләш қисми.

- Балилар, кочида маңғанда «Кочида меңиш қаидисини» бузмай, униңға риайә қилиш һәр бир оқуғучиниң вәзиписи. Йол қаидилирини һәр дайим есиңларда сақлаңлар!

8. Өйгә тапшурма бериш: 114 -көнүкмә 40 - бәт.

Билимини баһалаш.


Получите в подарок сайт учителя

Предмет: Начальные классы

Категория: Уроки

Целевая аудитория: 3 класс

Скачать
?нд?ш ж?мл?

Автор: Таирова Гузалим Имитовна

Дата: 02.03.2016

Номер свидетельства: 301499


Получите в подарок сайт учителя

Видеоуроки для учителей

Курсы для учителей

ПОЛУЧИТЕ СВИДЕТЕЛЬСТВО МГНОВЕННО

Добавить свою работу

* Свидетельство о публикации выдается БЕСПЛАТНО, СРАЗУ же после добавления Вами Вашей работы на сайт

Удобный поиск материалов для учителей

Проверка свидетельства