Өзини-өзи тонуш
1-синип
Дәрис мавзуси: Тил тепишни биләйли
Дәрис мәхсити: өз ара чүшинишлик уқуминиң адәмгәрчилик әһмийитиниң зөрүрлигиниң мәнасини ечиш
Дәрисниң вәзипилири:
1. Өз ара чүшинишлик,өз ара иззәтлик,тил тепишиш тоғрилиқ чүшиник бериш.
2. Балиларниң өзини вә башқа адәмләрниң чүшиниш қабилийәтлирини риважландуруш.
3.Балиларни өз ара йеқимлиқ қарим-қатнаш қилишни билишкә тәрбийиләш.
Көрнәклик қураллар:
Слайдлар, дәптәр, дәрислик, түрлүк қериндаш, қушлар, күзлүк тәбийәт булуңи..
Дәрисниң бериши:
1. Шатлиқ чәмбәр.
2. Уюштуруш вақти.
Оқуғучиларниң нәзәрини дәрискә ағдуруш.
Муәллим:
Өзини-өзи тонуш дәрисимизни башлаймиз.
Оқуғучилар:
1 слайд . (Күн, асман сурәтлири)
-Аманму сән ,гөзәл күн! (күнгә қарап баш егиду)
-Аманму сән, очуқ асман!(асманға қарап баш егиду)
-Һәммигә хәйирлик күн! (қучиғини ачиду)
Муәллим:
-Силәр биләмсиләр?Жилниң қанчә мәзгили бар?
-Күзниң қандақ алаһидиликлири билисиләр?
-Мошу күз мәзгилидә һава райи қандақ болиду?
-Күз мәзгилидә ямғур йеғип,күн совуйду,йопурмақлар сарғийип йәргә чүшиду,бағдики һосулни түгәл жиғип алимиз.
-Мана, қараңлара, мону шу бағдики үнүм-көктатлар (сүрәт көрситиш)
-Мән һазир силәргә тепишмақ ейтимән.Жававини дурус тапсаңлар көктатларни соға қилимән.
1.Бойи йәргә мөкүлгән,
Яп-йешил сақили бар.
(сәвзә)
2.Қирик қәвәт яғлиққа,
Орилиду у бала.
(капуста)
3.Тешим қизил өзәмму дүгләк доптәк,
Йешиндүрсән урмайла жиғлитимән.
(пияз)
4.Өзи сопақ йешил тошқан,
Дүшмән болғанда көк тошқанни өзәм йәп қойимән. (тәрхәмәк)
-Тепишмақни дурус йәштиңлар.Әнди, мону синипимизға қараңлара?Жилниң қайси мәзгилини тәсвирләп туриду?
-Күз мәзгилини.
-Уни қандақ билдиңлар?
-Чечилған йопурмақлардин
-Ундақ болса һәммиңлар бери келиңлар.Чечилған йопурмақларни жиғимиз.(йопурмақларни жиғиду).
Қолиңлардики йопурмақларға қараңлара.Бу даладики йопурмақлардин алаһидә көриниду.Шундаққу дәймән?
-Бу йопурмақларға һәрип билән сан йезилипту.
-Ундақ болса шу йопурмақларни санларниң рети билән орунлаштурайли. 1-қандақ сан туриду?
-1 сани кимниң қолида?Әнди силәәр қолуңлардики йопурмақларни сан рети бойичә маңа бериңлар .Мән рети билән тахтиға илип турай.. (оқуғучилар 1-дин 16-чә санларни рети билән бериду)
-Балилар силәр санларни дурус бәрдиңлар.Әнди йопурмақларниң һәрип тәрипини ачайлуқ немә чиқидикин.
-Қени һәммимиз үнлүк оқайлуқ,қандақ жүмлә чиқти?
Бүгүнки дәрисниң мавзуси «Тил тепишни биләйли »дәп атилидикән.Мән силәргә бир көңүлсиз вақиә ейтип берәй.Силәр мону тахтидин сүритини қарап тиңшап олтириңлар.
Алпамыс билән Махаббат әл арилап жүрүп бир көңүлсиз йезиға йолуқупту.Балилар көптин бери ойнимақ түгүр, сөзләшмәй қойған екән.Балилар күлкиси билән хошаллиғини аңлимиғини көп вақит бопту.Мундақ әлдә өмүр сүрүш интайин қийинғу...
Алпамыс билән Мухаббат мошу жағдайға қаттиқ ойлинип,уларға ярдәм бәрмәк бопту.Улар ойлап-ойлап ,мошу хәлиққә әқил –кеңәш беришкә Данишмән атини елип кәпту.Данишмән ата шу әлниң жутини жиғип:Адәмләр бир-бирини тиңшиса,кәчүрүшни билсә,бир-биригә чидамлиқ болса,бир-биригә күлимсирәп қариса,өз ара иззәтлисә,инақ өмүр сүриду,балилар хошаллиққа бөлүнүп,бәхитлик болиду-дәпту.
Данишмән атиниң ейтқан әқлини чүшәнгән балилар бир-биридин кәчүрүм сорап,тил тепишип,инақ өмүр сүрүп,дост болиду.
- Мана ,көрдүңларму? Силәр мошундақ жағдайда кимләр билән яхши болисиләр?Мошундақ жағдайлар силәрдә болдиму?
(Оқуғучилар өзлириниң бешидин өткән жағдайлар тоғрисида ейтиду)
-Достуң билән рәнжишип қалсаң бир-бириңларға чидамлиқ тонутуп,дост болуш керәк екән.Һәр қачан өз ара иззәтләш билән тил тепишадәм балисиға өтә һажәт.Ундақ болса,мошуниңға бағлинишлиқ тәйярлиған көрүнүшимизни көрситәйлуқ.
2 слайд . (ғораз,өшкә вә күчүк сүрәтлири)
« (ғораз,өшкә вә күчүк һекайиси. (Көрүнүш )
-Қени балилар мошу көрүнүшни таллаветәйличу.
- Һекайидә ғораз,өшкә вә күчүк қандақ достлашти?
-Бир-бири билән рәнжишип қалғанда қандақ достлишишқа болидикән?
-.Кәчүрүмни миннәт қилмай,чин көңүл билән сорайду.Чүшиниксиз болуп қалған пәйттә ишни яки ойини алдиримай чүшәндүрүп бериду.
Сәгитиш минути
Әнди ,һәммимиз дәм алайли. (Музыка.)
-Балилар ,тениңларни түз тутуп,бешиңларни жуқури көтирип әплишип олтириңлар көзиңларни жумуңлар.Һавани чоңқур жутуп,әркин нәпәс елиңлар.Өзәңларниң дәм елишини байқап,бәхиткә ,муһәббәт билән течлиққа толуқ таза,шипалиқ һавани бойлириңларға толғинини сезиңлар......................
Һә, әнди көзүңларни ечиңлар Рәхмәт.!
-Әнди орнимизға олтирайлуқ.Ойимизни жиғип,дәрисликниң 47-бетини ачайлуқ.У йәрдә сүрәтләр көрситилгән.Мошу сүрәтләргә қарап мошу жағдайларда қандақ тил тепишқа болидиғанлиғини таллайлуқ?
3 слайд . (1 вәзийәт)
Вәзийәтләрни таллаш
-Балилар сүрәттә қайси мәзгил тәсвирләнгән?
-Сүрәттә кимләрни көриватисиләр?
-Мошу балиларға ат қояйлуқ ?
- Силәргә чүшинишлик болуш үчүн һекайиләп берәй.
Адил билән Қасим иккиси қейиқ ясапту.Улар қейиқни үздүрмәкчи болуп талишип қапту.Адил билән Қасим рәнжишип қалиду.Силәргә тапшурма улар қандақ яхши болуп қалиду дәп ойлайсиләр? Улар бир-бири билән кәчүрүм сорап яхши болиду.
4 слайд . (2 вәзийәт)
-Сүрәттики балиларға ат қояйлуқМарат билән Алим қәйәрдә олтириду?
-Улар немә қиливатиду?
- Марат китапханиға келип китап оқуп олтиратти.Туюқсиз Алим унчуқмастин кирип кәлдидә,Маратниң бир китавини елип оқушқа башлиди.Буни байқиған Марат Алимға рәнжип қалди. -Алимниң немә қилғини дурус еди? Бирсиниң нәрсисини рухсәтсиз елишқа болмайду.Рухсәтму дәп сорап елиш керәк еди.
-Мана балилар көрдүңларму? Бирсиниң нәрсисини рухсәтсиз елишқа болмайду Әнди Марат билән Алимниң инақ болғини дурус болатти.Алим өз гунасини чүшүнүп кәчүрүм сораш керәк..
5 слайд . (3 вәзийәт)
-Үч дост қиз биллә ойнап жүрәтти.Улар оюнниң шәртигә келишәлмәй өз ара талашти.Қизларниң бири рәнжип қалди.Мошу қизларниң оюнға бола талаш-тартиш қилғини дурусму?
- Ойнап жүрүп рәнжишкә болмайду.
-Қизлар бир-бири билән қандақ достлишиду?
Силәр үчили вәзийәтни дурус таллидиңлар.Әнди дәптиримизни ачайли.
Дәптәр билән иш
Бүгүн дәристә бизниң көңүл күйимиз қандақ болди?
-Яхши ,хошал
-Андақ болса күнниң рәңги қандақ? Сериқ
Дәрәқниң рәңги қандақ?
-Йешил
-Күн бизгә хошаллиқ һәдийә қилғучи,дәрәқ болса гөзәллик һәдийә қилғучи.
Қени әмсә күнни сериқ билән,дәрәқни йешил билән бояңлар -Биз бүгүн дәристә чүшинишни билиш, кәчүрүшни билиш,өз ара иззәтләш тоғрилиқ ейтиватимиз.Әнди мону мақалларға нәзәр ағдурайлуқ.
1.Достини иззәтлимигән,өзиниму иззәтлимәйду.
2.Әқиллик һайванлар сөзләр,һәр сөзини илғап сөзләр.
-Бүгүнки дәрисимизниң ибрәтлик сөзи ретидә хәлиқ даналиғиға көңүл ағдурайлуқ.
«Чүшинишни билиш яхши хисләттур»
Адәм бойидики яхши хисләтләрниң бири,кәчүрүшни билиш,чүшиниш.Ундақ болса,мошу хусусийәтләрниң барлиғи силәрниң бойиңлардин көрунсун.
-Бийил Қазақстанниң Мустәқиллик алғиниға қанчә жил толиду? -Қазақстан Мустәқиллигигә 20 жил толиду.
6 слайд . (Астана сүрәтлири)
-Дурус .Бийил Қазақстанниң Мустәқиллигигә 20 жил толиду 16-декабрьдә.Шу 20жилниң ичидә көплигән утуқларға йәттуқ.шуларниң бири Астана шәһири.Жилдин-жилға қәвәтлик өйләр қәд көтирип,кәң –түз кочилири көзниң йеғини алиду.Астанани қақ йерип,еқиватқан Есил өстиңи,егизлиги 97 метрлиқ Бәйтерәк орунлашқан.Мошундақ әлдә яшаватқан Қазақстан балилири бәхитлик.
-Әнди мону кичиккинә жүрәккә бүгүнки дәристин алған тәсиратиңларни ,кәчүрүшни билиш,иззәтләшни билиш тоғрилиқ сөзләрни ейтип көрүңлара.Қандақ болидикин?
Жүрәктин жүрәккә
1.Бир-биримиз билән дост болушимиз керәк
2. Бир-биримини иззәтләш керәк
37Кәчүрүмчан болуш керәк
4.Соқушмаслиқ керәк
5.Көргәнла нәрсини талашмаслиқ керәк
6.Қанаәтлик болуш керәк
7.Меһриван болуш керәк
8.Тәртиплик болуш
9.тилни елиш
10.Тәртіпті болу керек
11.Мәдәнийәтлик болуш
12.Сәрәмжан болуш
13.Әдәплик болуш
14.Әқиллик болуш
15Ккичик пеил болуш
16.Адал болуш керәк
17.Тәрбийәлик болуш
18.Инавәтлик болуш
-Өз ара чүшинишлик болғанда адәмләр бәхитлик өмүр сүриду.
Балилар, силәр ойлаватқансиләр бизниң жүрәккә ейтқан тилигимизни елипла қоюп қойди дәп.
-Силәрниң ейтқан сөзлириңларға әнсирәп турған жүрәк йоған ,чирайлиқ жүрәккә айланди,мана қараңлара. Қандақ әжайип
-Балилар ,бүгүнки дәрискә яхши қатнаштиңлар .Силәр Қазақстанниң келәчәк туғини йәлпүлдитидиған уланлар силәр.Мана ,мән силәргә мону Қазақстанниң туғини бәргүм келиватиду
Әнди дәрисимизни «Достық әні» билән аяқлаштурайлуқ.
Пайдиланған әдәбиятлар.
Өзін-өзі тану.1синип дәрислиги
«Қазақ мақал-мәтелдері».Ө.Тұрманжанов.1999ж.
«Оқу мен жазу арқылы сын тұрғысынан ойлауды дамыту»
Әдістемелік құрал.С.Мередит,А.Стилл.
4. Бастауыш мектеп журнал тігінділері.2011 ж.