Мавзуси: Санлиқ вә һәриплик ипадиләр.
Мәхсити: 1) Оқуғучиларға йеңи мавзуни чүшәндүрүш.
2) Ойлаш, әстә сақлаш, һесаплаш, пикир ейтиш қабилийәтлирини ашуруш.
3) Гөзәлликкә тәрбийиләш.
Дәрис түри: сәяһәт
Қоллинидиған усуллар: чүшәндүрүш,көрситиш,соал-жавап.
Көрнәкликләр: рәңлик сүрәтләр, һесаплар, слайд, оюн элементлири.
Қоллинидиған технология: дамыта оқыту.
Дәрисниң бериши:
1.Уюштуруш қисми. Оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлаш. Психологиялиқ тәйярлиқ. Самолет тоғрисида чүшәнчә бериш.
Қени, ундақ болса, биз униңға олтирип, Астанадики циркқа берип келәйли.Алди билән, самолетқа билетларни алайли. Билетларда қошундиниң мәнасини тап, айриминиң мәнасини тап, селиштур, әкси сана, тоғра сана охшаш тапшурмилар бар. Шуларға жавап бәрсәк, биз шу самолетқа олтиралаймиз. Қени, һәммимиз тез жавап берәйли. -Бу неминиң авази? (Самолетниң авазини аңлитиш) -Биз егиз көктә учуп баримиз. Өзимизни қандақ һис қилимиз? Оқуғучиларниң пикрини тиңшаш.
-Биз циркқа йетип кәлдуқ. Униң ичигә кирип көрүш үчүн йәнә тапшурма орунлаймиз.
2. Өй тапшурмисини сораш. №5 һесапни дәптәрдин оқутуш, тәкшүрәш, хатасини түзитиш.
3. Мәхсәт қоюш. -Бүгүн биз санлиқ вә һәриплик ипадиләр билән тонушимиз.
4. Йеңи дәрис. -Циркта немиләр бар? -Клоун, һәр хил үгәткән һайванлар. -Уларни көрүш үчүн силәр ипадә түзүңлар.-6+4 вә 10-7 – бу санлиқ ипадиләр. -Уларниң мәнасини тепишқа боламду? (болиду) Биз бир ойлиған санни һәр қачан чақмақ билән бәлгүләйли.
+4 , 4+ , -4 , 4- . Математикида ойлиған санниң орниға һәрип язиду. Шуниң үчүн бош чақмақниң орниға «а» һәрипини язимиз. а+4 , 4+а , а-4 , 4-а – бу һәриплик ипадиләр. Авал һәриплик, андин санлиқ ипадиләрни тепиш. 1.Клоунниң тапшурмиси:
Иккинчи қошулғучиси 7 болидиған қошундиларни йезиш. 0+7 2+7 1+7 3+7
2.Ширниң тапшурмиси:
Ойлиған сан а билән 7 ниң қошундисини йезиңлар. а+7 а= 0, 1, 2, 3. а=0 0+7=7 а=1 1+7=8 а=2 2+7=9 а=3 3+7=10
3.Ейиқ тапшурмиси:
а ниң вә 8 ниң қошундисини йезиңлар. а=0 а=1 а=2 0+8=8 1+8=9 2+8=10 Санлиқ вә һәриплик ипадиләрни айрип яз.(булутлар) а+7 4+4 4+а 5+2 3-а 7+3
4.Илан тапшурмиси:
Оқуңлар, селиштуруңлар вә һесапни чиқириңлар. 1)Мениң һойламда 10 терәк вә 4 арча өсүп туриду. -Буниң соали барму? -Буниңдин һесап чиқиралаймизму?(яқ)
2)Мениң һойламда 10 терәк вә 4 арча өсүп туриду. Терәкниң арчидин қанчиси ошуқ? Терәк – 10 ? ошуқ Арча – 4 Йешими: 10-4=6 Жавави: 6 терәк
3)Жүп билән иш. Тухумдин чиққан жүжини һесаплап тепиш.
4)Қушларға өй селиш.
- 4+4
- 5-2
- 7-3 - 7-5
5. Йәкүнләш:
-Балилар, қанчә тапшурма орунлидиңлар? Қени һесаплап көрәйличу.
-Әнди самолетқа олтиримиз. 6. Өйгә тапшурма бериш:
150-бәт. 3 – һесап.
7. Баһалаш.