Уйғуртили 7-синип 2 5 .11.2013 №3 3
Модуль №1 6 -дәрис
Дәрисниң мавзуси: Пеил дәрижилири меһманда
Дәрисниң мәхсити: Оқуғучиларниң пеил дәрижилири бойичә
билимини мустәһкәмләш
Оқуғучиларниң пеил дәрижилири бойичә билимини
мустәһкәмләш билән биллә уларниң ижадий
вә мустәқил ишләш қабилийитини шәкилләндүрүш
Оқуғучиларни есил инсаний хисләтләргә,вәтәнпәр-
ликкә тәрбийиләш
Қоллинидиған усул: соал-жавап,мустәқил, топлуқ, жүплүк иш
Қоллинидиған технология: Модульлуқ оқутуш
Қоллинидиған васитә: техникилиқ васитә, һәр хил дәрижидики тапшурмилар, «Уйғур наһийәси» вә униң есил жайлири һәққидә мәлумат,дана сөзләр, көргәзмә.
Дәрис түри: сәяһәт дәриси
Дәрисниң бериши:
Уюштуруш :
Әссаламу әлләйкүм,
Оғул -қизлар шагиртлар.
Алған билимиңни синап,
Кәлдим, роһлуқ болуңлар.
Оқуғучилар: Салам, салам муәллим,
Бизгә бәргән көп тәлим.
Бүгүнки бу синаққа,
Тәйяр биз ,ғәмсиз болуң.
Устаз: Ундақ болса балилар,
Жайиңларда олтириңлар.
Китап, қәләм, дәптәрни,
Рәтлик етип қоюңлар!
Тәйяр болсаңлар әгәр,
Дәрисимизни башлайли.
Зеһнимизни жиғип һәм,
Башқа ойни ташлайли.
Мәхсәт қоюш: Бүгүнки дәрис мәхситин,
Тонуштуруп өтәй мән.
Тохтилип һәр биригә,
Ядқа селип өтәй һәм.
Пеилларниң ичидин,
Дәрижини түгәттуқ.
Дәсләпки қетим тонушуп,
Көп нәрсини үгәндуқ.
Үгәнгән шу билимни,
Пишиқдаймиз дәристә.
Қени кимниң билими,
Берәр қандақ нәтижә.
Балилар, биз силәр билән пеил дәрижилири дегән мавзуни модульлуқ оқутуш технологияси билән тонуштуқ. Дәсләпки икки дәрис мабайнида биз силәр билән пеил дәрижилири һәққидә толуқ мәлумат алдуқ, қалған төрт дәристә һәр хил тапшурмиларни орунлидуқ. Һә, бүгүн биз силәр билән Уйғур наһийәсиниң әжайип гөзәл жайлирида меһман күтимиз. Уйғурлар әзәлдин интайин меһмандост, қоли очуқ, мәрт хәлиқ. Биз меһман күтүштин илгири бизгә келиватқан меһманларниң көңлидин чиқиш үчүн уларниң барлиқ хисләтлирини биливалайли. Меһманлар йеқинлишип қапту, һазир биз улар һәққидә немә билимиз шуни ениқлавалайли. Алишимчә бизгә меһманға «Пеил дәрижилири» дегән аилә келиветипту. Силәр «Пеил дәрижилири» дегән аилини аңлиғанму?
-Балилар жавави
- Қени, ундақта ким пеил дәрижилири һәққидә ейтип өтиду?
( слайд билән пеил дәрижилири, уларниң ясилиши, тирәк схема чиқиду.)
Яхши балилар, силәр бу меһманлар һәққидә толуқ билидекәнсиләр, әнди бу меһманларни күтүвелип, Уйғур наһийәсиниң есил жайлириға меһманға апирайли. Уйғур наһийәсидә меһманларни зиярәт қилғузидиған қандақ есил жайлар бар? (Слайд арқилиқ бәш гөзәл жайниң намлири чиқиду.)
Яхши, балилар, биз буларни дәсләп Чарин каньонида күтивалайли. Биз меһманларни бу есил жайларни зиярәт қилдуруш үчүн бу жайларниң егилири бизгә һәр хил тапшурмиларни тәйярлап қоюпту, бу тапшурмиларни орунлисақ, биз «Пеил дәрижилири» намлиқ аилини бу гөзәл жайларни зиярәт қилғузалаймиз һәм бу жай һәққидә мәлумат берәләймиз. Меһман күтүш жәриянида биз уларға мустәқил, жүп билән вә топ билән иш елип баралайдиғанлиғимизни көрситишимиз һажәт.
Қени, тапшурмини елип көрәй! «Үмүт, ишәнч, муһәббәт» мавзусиға өйдә йезип кәлгән мәтинни оқуп, пеил дәрижилирини ениқлаңлар дәйду. Һәммимизгә мәлум, бирәр ишни қолға алғанда, шу ишни әмәлгә ашурушқа үмүт бағлап, келәчигимизгә ишинип, инсанларға муһәббәт бағлиғандила мәхситимизгә йетимиз. Шундаққу дәймән. Бу тапшурмини һәммимиз толуқ орунлисақ, бу жайни меһманларға көрситәләймиз. Барлиғимиз тәйярму?
-балилар жавави
(оқуғучиларниң өй тапшурмисиға тәйярлиғини ениқлап, мәтинни оқутуп, мәтиндики пеил дәрижилирини ениқлитиш)
-Балилар, бу тапшурмини дурус орунлидуқ. Әнди меһманлиримизни «Чарин каньони» билән тонуштуруп өтәй.( слайд арқилиқ «Чарин каньони» көрситилиду, өзәм қисқичә мәлумат берип өтимән.)
Балилар, кейинки зиярәт қилидиған жай у-Сартоқай ерәнлиги. Қени, бу жайни меһманларға зиярәт қилғузуш үчүн биз қандақ тапшуруқни орунлишимиз һажәт екин.
Сартоқай ерәнлигигә кириш үчүн бизгә мустәқил тапшурмилар тәйярлинипту.шу тапшурмиларни орунлап көрәйли. Бу тапшурмилар үч рәңдә берилипту. Қизил, көк, йешил.
Қизил рәңдики тапшурмилар- мурәккәп
Көк рәңдики -сәл қийин тапшурмилар
Йешил рәңдики- аддий тапшурмилар
Көк рәңдики тапшурмилар-Жүмлидики пеилни тепип, қайси дәрижидә келиватқанлиғини ениқлаң!
Чарин дөләтлик миллий тәбиий паркта 19 дөләтлик инспектор һәр қандақ қанунға хилаплиқ ишлириниң алдини елишмақта.
Уларниң қармиғидики икки «УАЗ», бир «Нива», бир отөчириш автомобильлири үч «ИЖ» мотоцикливә 20 ат ховупсизлиқ үчүн пайдилинилиду.
Қисқиси, Миллий парк кечә һәм күндүз, йәни тәвлүкниң 24 саатида толуқ назарәткә елинған.
Йешил рәңдики тапшурмилар- жүмлиләрни пеилниң мәлум бир дәрижисигә кәлтүрүп давамлаштуруң!
Сартоқай ерәнлиги Қазақстан ССР Министлар Кеңишиниң
1964-жили 5-январьдики тохтамиға бенаән қурулған.
Толуғи билән Дөләт қармиғиға елинған Миллий паркта һәммиси болуп 46 адәм ишләйду.
«Жасыл ел» дөләт программиси асасида Сартоқай ерәнлигигә һәр хил көчәт түрлири олтарғузулуп, аватлаштуруш ишлири жанландурулмақта.
Миллий парк хизмәткарлириниң вәзиписи тәбиәтниң қедимдин бизгә қалдурған ядикарлиқлирни, дәл-дәрәқ вә өсүмлүкләрни һимайә қилиштур.
Қизил рәңдики тапшурмилар- чечилған сөзләрдин жүмлә қураштуруп, пеил дәрижисини ениқлаң!
һәм, туристлар, зиярәт қилишиду, күзлүги, Сартоқай, әтиязлиғи, ерәнлигини, асасән. (Сартоқай ерәнлигини туристлар асасән әтиязлиғи вә күзлүги зиярәт қилишиду.)
мошу , әжайип, Сартоқайда, күнләрдә, бойлуқ, ерәнләр, зилва, өсирилиду, чирайлиқ. (Мошу күнләрдә Сартоқайда әжайип чирайлиқ, зилва бойлуқ ерәнләр өсирилиду.)
Соғда, «Қизил китапқа», еринини, ениқлап, китапқа, киргүзгә,кам, дунияда, учрайдиған. («Қизил китапқа» дунияда кам учрайдиған Соғда еринини ениқлап киргүзгән.)
-Балилар, бу тапшурмини дурус орунлидуқ. Әнди меһманлиримизни «Сартоқай ерәнлиги» билән тонуштуруп өтәй.( слайд арқилиқ «Сартоқай ерәнлиги» көрситилиду, өзәм қисқичә мәлумат берип өтимән.)
Кейинки тохтилип өтидиған зиярәт мәнбәси у-Яғачкөлдур. Бу йәрдә бизни қандақ тапшурма күтүп туридекин?!
«Сәгитиш минути» һаятта келәчәккә үмүт, ишәнч, муһәббәт билән атлиниш үчүн инсанға турмушта һәр хил йол –йоруқлар һажәт болиду. Һазир биз силәр билән шу йол-йоруқлар билән тонушуп өтсәк. (Миллий музыка астида төвәндики сөзләр чиқиду.)
Турмуштики...
Әң чоң қайғу-наданлиқ вә бекарчилиқ.
Әң чоң ләззәт- издиниш билән ижаткарлиқ.
Әң зор байлиқ-билим вә вақит.
Әң зор һәсрәт-билимсизлик билән почилиқ.
Әң зор ахмақлиқ-өзини алдаш.
Әң зор тәсалла бериш- бир-биригә ишиниш.
Әй зор нәтижә-тәжрибә вә савақ.
Әң гөзәл әхлақ- паклиқ билән садақәтлик.
Әң чоң зерәклик-өзини билиш.
Әң зор шәрмәндичилик-өз номуси билән вижданини сетиш.
Әң зор бәхит-өз ишлирда мувапийәқәт қазиниш һәм башқиларға ярдәм бериш.
-Балилар, демәк һаяттики әң чоң бәхиткә интилип,өз ишлиримизда мувапийәқәт қазинайли вә башқиларға ярдәмлишәйли. Әнди меһманлиримизни «Яғач көл» билән тонуштуруп өтәй.( слайд арқилиқ «Яғач көл» көрситилиду, өзәм қисқичә мәлумат берип өтимән.)
Бизниң меһманлиримиз тезирақ шипалиқ су кани-«Аришаңни» көрүшни арманлаватиду. «Аришаңни» меһманларға көрситиш үчүн бизгә жүп билән ишләш усунилипту. Қени, ундақта тапшурмилар билән тонушуп көрәйли.
Берилгән жүмлидики пеилни ениқлап, морфологиялик вә фонетикилиқ тәһлил қилиңлар!
Наһийә деханлири «Аришаң» сулирини Кеңәш дәвридин тартип пайдилиниватиду.
Қарадалаға орунлашқан артезан қудуқлиридин жуқури сүпәткә егә «Жибек жолы» минерал сүйи қачиланди.
Аришаң сүйи дунияға мәшһур «Сариағаш» сүйидин һеч қелишмайду.
Шипалиқ су давалиқ хусусийәтлири жәһәттин хәлиқ еһтияжини қанаәтләндүрмәктә.
Наһийә хәлқи тәбиәтниң бизгә бәргән амитини дурус пайдилиниш һәққидә ойланди.
-Балилар, бу тапшурмини дурус орунлидуқ. Әнди меһманлиримизни «Аришаң» шипалиқ су кани билән тонуштуруп өтәй.( слайд арқилиқ «Аришаң» көрситилиду, өзәм қисқичә мәлумат берип өтимән.)
Йәкүнләш
Меһманлиримизниңму қайтидиған пәйти кәпту. Уларни «Назугум» өңкүригә апирайли. «Назугум» өңкүригиму йеқинлишип қаптимиз. Бу жайда тапшурмиларни өңкүргә маңғанда әмәс, бәлки зиярәттин қайтқанда орунлаймизкән. Ундақта дәсләп бу өңкүр һәққидә меһманларға ейтип өтәйли. («Назугум» өңкүри һәққидә тохтилимән, слайд арқилиқ көрситимән.)
Өңкүрни зиярәт қилдуқ һәм немә үчүн бу өңкүрни «Назугум» өңкүри дәйдиғанлиғини өзимиз меһманлар билән тәң биливалдуқ. Мана, балилар, ахирқи тапшурмини орунлап, меһманлиримизни йолға салайли. Бу жайда мән силәргә вә пеил дәрижилиригә «Қутлуқ дияримиз-Уйғур наһийәси» һәққидә ейтимән, силәр топ билән бирликтә шу мәтиндики пеилларни ениқлап, пеил дәрижисини ейтип өтисиләр.
1935-жили10-февральда Уйғур наһийәси қурулди. Дәсләп наһийә мәркизи Довун йезиси болди , кейин тағ бағридики Қирғизсай йезиси мәркәзгә лайиқ дәп тепилди. 1936-жили27-июль күни наһийә мәркизи Чоң Ақсуға көчирилди.1945-жили 11-июньда наһийә мәркизи болуп, Чонжа йезиси бәлгүләнди. Наһийә тәркивигә Яркәнт, Наринқол, Кегән наһийәлиридин 20 йеза кеңиши, 30колхоз өтти.1935-жили наһийәдә саламәтликни сақлаш вә почта бөлүмчилири қурулди. Наһийәниң дәсләпки мәктәплири Қирғизсай, Ғалжат, Чоң Ақсу, Ават, Түгмән, Чарин, Чонжа, Кәтмән,Довун йезилирида ечилди. 1960-жили қурулған нахша-уссул ансамблиға «Арзу» нами берилди. Бу топ рәһбири болуп Султанмурат Рәзәмов бәкитилди. 1972-жили наһийә мәркизидә 400 орунлуқ заманивий мәдәнийәт өйи пайдилинишқа берилди. Уйғур наһийәси қурулған дәсләпки жилларниң қисқичә тарихи әйнә шуниңдин ибарәт.
-Демәк, балилар, пеил дәрижилирини меһман қилиш арқилиқ биз пеил дәрижилири билән техиму йеқиндин тонуштуқ вә Уйғур наһийәси , униң есил жайлири һәққидә мәлумат алдуқ.әнди пеил дәрижилирини узитип, өйгә тапшурма алайли.
Өйгә:
Пеил дәрижилирини пайдилинип, «Қутлуқ дияримиз-Уйғур наһийәси» мавзусиға мәтин йезиш.
Пеилларни ениқлап, морфологиялик вә фонетикилиқ тәһлил ясаш.
Баһалаш: Дәрискә паал қатнашқан оқуғучиларни баһалаш
Тапшуруқ №1
Жүмлидики пеилни тепип, қайси дәрижидә келиватқанлиғини ениқлаң!
Чарин дөләтлик миллий тәбиий паркта 19 дөләтлик инспектор һәр қандақ қанунға хилаплиқ ишлириниң алдини елишмақта.
Тапшуруқ №2
Жүмлидики пеилни тепип, қайси дәрижидә келиватқанлиғини ениқлаң!
Уларниң қармиғидики икки «УАЗ», бир «Нива», бир отөчириш автомобильлири үч «ИЖ» мотоцикливә 20 ат ховупсизлиқ үчүн пайдилинилиду.
Тапшуруқ №3
Жүмлидики пеилни тепип, қайси дәрижидә келиватқанлиғини ениқлаң!
Қисқиси, Миллий парк кечә һәм күндүз, йәни тәвлүкниң 24 саатида толуқ назарәткә елинған.
Тапшуруқ №1
Жүмлини пеилниң мәлум бир дәрижисигә кәлтүрүп давамлаштуруң! Пеилниң қайси дәрижиси екәнлигини ейтип бериң!
Сартоқай ерәнлиги Қазақстан ССР Министлар Кеңишиниң
1964-жили 5-январьдики тохтамиға бенаән ___________.
Тапшуруқ №2
Жүмлини пеилниң мәлум бир дәрижисигә кәлтүрүп давамлаштуруң!
Пеилниң қайси дәрижиси екәнлигини ейтип бериң!
Толуғи билән Дөләт қармиғиға елинған Миллий паркта һәммиси болуп 46 адәм ____________.
Тапшуруқ №3
Жүмлини пеилниң мәлум бир дәрижисигә кәлтүрүп давамлаштуруң!
Пеилниң қайси дәрижиси екәнлигини ейтип бериң!
«Жасыл ел» дөләт программиси асасида Сартоқай ерәнлигигә һәр хил көчәт түрлири __________________, аватлаштуруш ишлири ______________________.
Тапшуруқ №4
Жүмлини пеилниң мәлум бир дәрижисигә кәлтүрүп давамлаштуруң!
Пеилниң қайси дәрижиси екәнлигини ейтип бериң!
Миллий парк хизмәткарлириниң вәзиписи тәбиәтниң қедимдин бизгә қалдурған ядикарлиқлирни, дәл-дәрәқ вә өсүмлүкләрни ___________________________.
Тапшуруқ №1
Берилгән жүмлидики пеилни ениқлап, морфологиялик вә фонетикилиқ тәһлил қилиңлар!
Наһийә деханлири «Аришаң» сулирини Кеңәш дәвридин тартип пайдилиниватиду.
Тапшуруқ №2
Берилгән жүмлидики пеилни ениқлап, морфологиялик вә фонетикилиқ тәһлил қилиңлар!
Қарадалаға орунлашқан артезан қудуқлиридин жуқури сүпәткә егә «Жибек жолы» минерал сүйи қачиланди.
Тапшуруқ №3
Берилгән жүмлидики пеилни ениқлап, морфологиялик вә фонетикилиқ тәһлил қилиңлар!
Аришаң сүйи дунияға мәшһур «Сариағаш» сүйидин һеч қелишмайду.
Тапшуруқ №4
Берилгән жүмлидики пеилни ениқлап, морфологиялик вә фонетикилиқ тәһлил қилиңлар!
Шипалиқ су давалиқ хусусийәтлири жәһәттин хәлиқ еһтияжини қанаәтләндүрмәктә.
Тапшуруқ №5
Берилгән жүмлидики пеилни ениқлап, морфологиялик вә фонетикилиқ тәһлил қилиңлар!
Наһийә хәлқи тәбиәтниң бизгә бәргән амитини дурус пайдилиниш һәққидә ойланди.
Тапшуруқ №1
Чечилған сөзләрдин жүмлә қураштуруп, пеил дәрижисини ениқлаң!
Һәм, туристлар, зиярәт қилишиду, күзлүги, Сартоқай, әтиязлиғи, ерәнлигини, асасән.
Тапшуруқ №2
Чечилған сөзләрдин жүмлә қураштуруп, пеил дәрижисини ениқлаң!
Мошу , әжайип, Сартоқайда, күнләрдә, бойлуқ, ерәнләр, зилва, өсирилиду, чирайлиқ.
Тапшуруқ №3
Чечилған сөзләрдин жүмлә қураштуруп, пеил дәрижисини ениқлаң!
Соғда, «Қизил китапқа», еринини, ениқлап, китапқа, киргүзгә,кам, дунияда, учрайдиған.