Мавзуси: Тәкрарлаш
Мәхсити:
1. Өткән мавзулар бойичә һесаплар ишләш.
2. Мустәқил ишләшкә үгитиш. Оюн арқилиқ ойлаш, әстә сақлаш, дурус һесаплаш қабилийәтлирини ашуруш. Ижадий издинишкә дәвәт қилиш.
3. Тез, чапсан вә һазиржаваплиққа, меһриванлиққа, әмгәккә тәрбийиләш.
Дәрис түри: сәяһәт дәриси
Қоллинидиған усуллар: чүшәндүрүш, көрситиш, соал-жавап.
Көрнәкликләр: сүрәтләр, карточкилар, тапшурмилар, слайд.
Пәнләр ара бағлиниш: дуниятонуш, ана тили, тән тәрбийә,әмгәк.
Дәрисниң бериши.
1. Уюштуруш пәйти. Саламлишиш. Оқуғучиларни түгәлләш. Синипни дәрискә тәйярлаш. Оқуғучилар диққитини дәрискә жәлип қилиш.
Психологиялик тәйярлиқ .
Кәл, балилар, ойнайлуқ, Ойнайлуқтә ойлайлуқ. Қандақ һесап болмисун, Йәшмәй уни қайтмайлуқ.
2. Өй тапшурмисини тәкшүрүш пәйти - Балилар, һазир қайси пәсил?(қиш) - Қишта тәбиәт қандақ өзгириду? (соғ болиду, қар яғиду...) - Дурус. Балилар, қиш кәлди. Әнди силәр һәр хил қизиқ оюнларни ойнайсиләр. Бүгүнки дәрисимиздә, биз шу оюнларни әскә чүширип, ойнаймиз. Мән силәрниң билимиңларни дүгләкләр арқилиқ бәлгүләймән. Ким қанчә нурғун дүгләк жиғса, шу оқуғучи дәрисни яхши өзләштүрди дегән сөз. Биринчи оюнимиз, һәммимиз яхши көридиған «Қар етишиш» оюни. Мән қарни атимән, қарни алған бала өй тапшурмисини оқуйду вә тахтиға қарниң сүритини чаплап чиқиду. 1. Қарниң ичидә 2, 4, 6, 8, 10, 12, 14, 16, 18, 20 санлири йезилған. (Қалғинини балилар ейтиду, мән тахтиға язимән). - Бу қандақ санлар? (жүп санлар) - Қандақ санларни жүп санлар дәймиз? (2гә бөлүнидиған) 2. Мошу санларни 2гә бөлиду.(1, 2, 3, 4, 5, 6, 7, 8, 9, 10) 3. Мошу санларни 3 һәссә ашуриду.(3, 6, 9, 12, 15, 18, 21, 24, 27, 30)
3. Мәхсәт қоюш басқучи. «Конькида тейилиш» - Балилар, ким маңа ейтип бериду, бу қандақ оюн? (коньки тейилиш) - Биз коньки билән қәйәрдә ойнаймиз? (муз мәйданида) - Ундақ болса, қени, муз мәйданиға барайли!
4. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш. Китап билән ишләш. №1(а) - Биз муз мәйданиға кәлдуқ дәйли. Бу йәрдә 3 түрлүк мәйдан туриду. Улар қандақ шәкилгә охшайду? (тик төртбулуң вә квадрат) - Биз муз мәйданида ойнаш үчүн униң мәйданини тепишимиз керәк екән. - Бу қандақ шәкил? (тик төртбулуң) - Униң мәйданини қандақ тапимиз?(Узунлуғини кәңлигигә көпәйтиш арқилиқ) - Тик төртбулуңниң мәйдани қанчә болди?(15 см2) №1(ә) - Бу қандақ шәкил?(квадрат) - Униң мәйданини қандақ тапимиз?(узунлуғини кәңлигигә көпәйтиш арқилиқ) - Квадратниң мәйдани қанчә болди?(24 см2) №1(б) Узунлуғи - 5 см, кәңлиги - 4 см Р = ? S = ? Р = (5 см + 4 см) * 2 = 18 см2 S = 5*4 = 20 см2
«Қар адәм ясаш» - Әнди балилар, биз Қар адәм ясаймиз. Һәр қатарниң өзиниң Қар адими болиду. Уни ясаш үчүн биз тапшурмиларни орунлишимиз керәк. №2 (а) 200*3 24:3 25:5 200*4 24:4 35:7 200*5 24:6 36:6
«Дөң ясаш» - Биз конькида ойнидуқ, бирақ чанида ойнимаптимиз. Чанида ойнаш үчүн бизгә дөң керәк. Ундақ болса биз дөң ясайли. Әгәр тапшурмиларни дурус орунлимисаңлар, дөңимиз өрүлүп кетиду. Шуниң үчүн һесапларни дурус чиқиришқа тиришиңлар! (карточка) 32:8-6:3+6-8 21:3-28:7+8*3+4-5 30:5-3:2:3 35:5-2+16:8*4 5*8-4-7+13-12 7*6+40:5:2*7-19
«Чанида ойнаш» ( «Һә-ә,яқ» оюни ) - Балилар, биз техи арчини ясаймиз. Шуниң үчүн чанида узақ ойнимайли. Униң үчүн биз вақитни һесаплашни билишимиз керәк. №3 1с 38сек = ...сек 1с 35мин = ...мин 1тәвл 18с = ...с 2тәвл 12с = ...с 1с 27мин = ...мин 1мин 23сек = ...сек
«Арчини безәш» - Қени, әнди арчини безәйли. Арчини немиләр билән безәйду?(оюнчуқлар) - Ундақ болса, оюнчуқларни һесаплап көрәйли! (арчиға оюнчуқларни илиду) №4 28 саниниң ни 24саниниң ни 200 саниниң ни 30 саниниң ни 32 саниниң ни 45 саниниң ни с = ...мин с = ...мин м = ...см дм = ...см «Сәгитиш пәйти» - Балилар, уссул, нахшисиз арча мәйрими болмайду. – Қени, ундақ болса Қар адәм билән биллә ойнайли!
«Қиш бовай соғиси» - Қиш бовай дукандин бизгә соғиларни алмақчи. Қени, Қиш бовайға соғиларни елишқа ярдәмлишәйли! № 5 (еғизчә) 10тг - 2 дәптәр 80тг – 3 қәләм 8 тг – 4 қериндаш 10*2+80 80-10*2 8*4+80 80-8*4 10*2 80*2 80*3 80-10 10-8 80-8
5. Йеңи дәрисни тәкшүрәш. «Хоккей» оюни - Хоккей оюнни қандақ ойнайду?(топқа бөлүнүп) «Лото» оюни (топ билән ишләш)
S = a · b
6. Йәкүнләш. Дүгләкләрниң кәйнидә «юлтузчә» барлар чиқиду.
Тиләкләр ейтиду. (мәсилән:С-Саламәт болуңлар! Т-Тениңлар сақ болсун!в.б.)
7. Өйгә тапшурма бериш. Бәт №6-һесап
8. Рефлексия.