kopilkaurokov.ru - сайт для учителей

Создайте Ваш сайт учителя Курсы ПК и ППК Видеоуроки Олимпиады Вебинары для учителей

?ишта жан – жаниварлар ?анда? ухлайду?

Нажмите, чтобы узнать подробности

О?уш 3 – синип

Мавзуси: ?ишта жан – жаниварлар ?анда? ухлайду?

Умумий м?хсити: О?у?училар?а жан - жаниварларни? ?ишли? уй?иси то?рисида ч?шиник бериш.  Жан – жаниварларни? уй?и?а кетиш с?в?плирини ч?ш?нд?р?ш. О?у?училарни? системили? в? ба?линишли? с?зл?ш ?абилийитини ашуруш. ?з алди?а йешим чи?ириш?а, хулас? ой пикрини билд?р?шк?, жавапк?рчилигини, тонуп билиш ?абилийитини ашуруш. О?у?училарни топ бил?н ишл?шк?, ?зини коллективта дурус тутуш?а ?гитиш. Экологияли? т?рбий? бериш ар?или? жан – жаниварлар?а ??мхор болуш?а т?рбийил?ш.  

О?утуш н?тижилири: Жан – жаниварларни? ?ишли? уй?и?а кетиш с?в?плирини биливелиш.

Иш – ??рик?т т?рлири: топ бил?н иш, ч?ш?нд?р?ш, с??б?т, соал – жавап, ?з – ?зини, топни ба?алаш.

Асасий к?рн?кликл?р: интерактив тахтиси, слайдлар, жан – жаниварларни? с?р?тлири, схемилар, таратма материаллар (карточкилар)

Вы уже знаете о суперспособностях современного учителя?
Тратить минимум сил на подготовку и проведение уроков.
Быстро и объективно проверять знания учащихся.
Сделать изучение нового материала максимально понятным.
Избавить себя от подбора заданий и их проверки после уроков.
Наладить дисциплину на своих уроках.
Получить возможность работать творчески.

Просмотр содержимого документа
«?ишта жан – жаниварлар ?анда? ухлайду?»


Үлкеншыған оттура мәктиви




























(очуқ дәрис)






Мусаева А.А















Оқуш 3 – синип

Мавзуси: Қишта жан – жаниварлар қандақ ухлайду?

Умумий мәхсити: Оқуғучиларға жан - жаниварларниң қишлиқ уйқиси тоғрисида чүшиник бериш. Жан – жаниварларниң уйқиға кетиш сәвәплирини чүшәндүрүш. Оқуғучиларниң системилиқ вә бағлинишлиқ сөзләш қабилийитини ашуруш. Өз алдиға йешим чиқиришқа, хуласә ой пикрини билдүрүшкә, жавапкәрчилигини, тонуп билиш қабилийитини ашуруш. Оқуғучиларни топ билән ишләшкә, өзини коллективта дурус тутушқа үгитиш. Экологиялиқ тәрбийә бериш арқилиқ жан – жаниварларға ғәмхор болушқа тәрбийиләш.


Оқутуш нәтижилири: Жан – жаниварларниң қишлиқ уйқиға кетиш сәвәплирини биливелиш.


Иш – һәрикәт түрлири: топ билән иш, чүшәндүрүш, сөһбәт, соал – жавап, өз – өзини, топни баһалаш.


Асасий көрнәкликләр: интерактив тахтиси, слайдлар, жан – жаниварларниң сүрәтлири, схемилар, таратма материаллар (карточкилар)


ДӘРИСНИҢ БЕРИШИ:


Бөлүмлири

Муәллимниң иш һәрикити

Оқуғучиларниң иш – һәрикити

Сезимини ойғитиш

Киришмә

Балилар, бизниң бүгүки оқуш дәрисимизни бир – биримизгә тиләкләрни ейтиш арилиқ башлайли.

Шатлиқ чәмбәр

Тиләк ейтиду

Өзини махтайду

Топқа бөлүш

Балилар, алдиңлардики дүгләк, үчбулуң вә төртбулуңлуқ фигуриларни бир – бирдин таллап елиңлар.

Көк - тапқурлар

Қизил – зерәкләр

Сәвзирәң – алғирлар. Капитанларни сайлаш

Балилар, қандақ мәйрәм йеқинлишиватиду? (Йеңи жил)

Әнди, балилар, бизниң бүгүнки дәрисимизгә қиш бовай меһманға кәпту. Униңға өзимизниң бар билимимизни көрситип, қиш бовийимизни қуруқ қайтурмай униң халтисини татлиққа толтуруп берәйли. Қайси команда көпирәк татлиқ жиғса, шу команда йеңишкә йетиду? Ундақ болса, мусабиқимизни башлайли.

Балилар, өйгә қандақ тапшурма берилди? Шеирни ядқа сорап чиқимән.

Таллап алиду. Топларға бөлүниду.

Жанланду-руш пәйти.

Таратма материал билән иш:

1.Ким тапиду?

Балилар мәктәптин янғанда, йолда тохтам суларни көрди. Әтигәнлиги мәктәпкә берип қариса, йолдики сулар муз тоңлап кетипту. Бу немә үчүн шундақ?

2. Ким тапиду?

Камиләм деризидин талаға қаримақчи болди. Лекин деризидин һеч немә көрүнмиди. Әйнәктә чирайлиқ кәштигә охшаш сүрәтләр ясилип қапту. Буни ким ясиди?

3.Ким тапиду?

Талада қар йеғивататти. Маһирәм пәлийиниң үстигә бир нәччә қар қондуруп, өйгә илдам кирди.

  • Қараңлар, қарниң чирайлиқлиғини, - дейишигә пәлийидики қарлар ерип кәтти.Қар немишкә ерип кәтти?

4. Ким тапиду?

Ким ейтип бериду? Қайси пәсилдә адәмләр қулақча, жуга, пийма кийиду?

5. Ким тапиду?

Қайси чағда балилар чана, чаңғу, коньки тейилип ойнайду?

6. Ким тапиду?

Қайси вақитта деризә әйнигигә чирайлиқ сүрәт ясилиду? Уни ким, қандақ ясайду?

Соалларға жавап бериду

Билиш

Йеңи мавзуға тәйярлиқ

Балилар, һазир қайси пәсил? (қиш)

Қиш пәслидә тәбиәттә қандақ өзгиришләр болиду?

Мақалларни чүшәндүрүңлар:

Қиш пәслиму – иш пәсли

Қар яғди – дан яғди

Қишниң ғемини язда қил, язниң ғемини қишта.

Ой – пикрини ейтиду

Чүшиниш

Йеңи мавзу

Қишта жан – жаниварлар қандақ ухлайду?

Қиш кәлди. Йәр үсти қар һәм муз билән қапланди. Жан – жаниварларни соғ вә ачлиқ қорқунуш басти. Бу һалакәтләрдин немә сақлап қалиду? Уйқа?

Қурут – қоңғузлар соғдин қандақ қутулуп қалиду? Бир мунчә қурут – қоңғузлар дәрәқләрниң қовзақлири арисида йошурунуп, шу йәрдә ухлайду. Язичә адәмләргә течлиқ бәрмәйдиған чивинларм соғ чүшкәндә, топ – топ болушуп йочуқларға, қисилчақларға киришип ятиду. Қишичә ухлайду. Лекин һәммә қурут – қоңғузлар қиш күнлири ухлавәрмәйду. Мәсилән, бал һәриси өз угисида ятиду. Язичә улар момдин һәрә көнәклирини ясайду. Уларни бол билән тошқузуп, үстини йелимлаветиду. Қишта уларниң угилири иссиқ, қуруқ болиду.

Қайси жаниварлар қишлиғи өзигә орун издәйду?

Пақа өмүрвайәт суниң ичидә жүрсиму, қишлиғи өзигә юмшақ, иссиқ орун издәйду. Қудуқларниң, көлчәкләрниң ичигә чүшивалиду. Чоңқур ориларға, подвалларға чүшивелип, шу йәрдә қишлап чиқиду. Әтиязлиғи күн иссиғили башлиғанда, уйқилирини ечип, корулдап чиқишиду.

Қарғу япилақ өзигә әң керәклик йәрләрни тепип ухлайду. Өзиниң путлири, тимақлири билән йепишип, бешини төвән саңгилитип, есилған һалда ухлайду. Иссиқ болсун дәп, қанатлириға ориливалиду.


Балиларға оқутуп, сөзлитип чиқимән


Сәргитиш минутиси

Ортақ макан йәр шари

Төпимиздә көк асман

Барлиқ милләт балиси,

Достлиғимиз ярашқан


Тиңшайду, жавап бериду

Қоллиниш

Қишта жан – жаниварлар қандақ ухлайду?

Қайси қандақ ухлайду?

Белиқ алғуч деңиз үзрә,

Учуп жүрүп ухлайду.

Ат вә кала туруп өрә,

Хиял сүрүп ухлайду.


Тоху шахқа чиқивелип,

Күнму патти ухлайду.

Илан, ейиқ кәч күз келип,

Йәрму қатти ухлайду.


Шир сунайтип айиғини,

Янчә йетип ухлайду.

Һорун дәрис савиғини,

Оқуветип ухлайду.

Аблиз Һезим


Схемини толтуриду










Шеирни ипадилик оқуйду

Таллаш

Келиңлар, ойнайли! Арчини ясандуруңлар. Мақални давамлаштуруң

Әмгәк - ...

Сусиз һаят болмас...

Бүгүнки ишни




Қишниң ғемини язда қил, ...

Қар яғди - ...

Адәм көрки - ...





Оюн арқилиқ мақалларни ядлайду. Арчини безәйду.

Бәкитиш

Дәрисни йәкүнләш. Йәңгән топни ениқлаш.


Татлиқлирини санайду

Рефлексия

Балилар,бүгүнки дәрисимиз силәргә яқтиму? Бүгүн биз силәр билән қандақ мавзу билән тонуштуқ?

Топлар бир – бирини баһалайду.

Дәрис тоғрилиқ ой – пикри:




Ой пикирлирини ейтиду вә язиду.

Оқуп, билип келиш

93 – 95 бәттики шеирни ядлаш, оқуп сөзләп келиш

Күндилигигә язиду


Тексерді:

28.11.15ж


Получите в подарок сайт учителя

Предмет: Начальные классы

Категория: Уроки

Целевая аудитория: 3 класс

Скачать
?ишта жан – жаниварлар ?анда? ухлайду?

Автор: Мусаева Асиям Асимжан?изи

Дата: 21.05.2016

Номер свидетельства: 329135


Получите в подарок сайт учителя

Видеоуроки для учителей

Курсы для учителей

ПОЛУЧИТЕ СВИДЕТЕЛЬСТВО МГНОВЕННО

Добавить свою работу

* Свидетельство о публикации выдается БЕСПЛАТНО, СРАЗУ же после добавления Вами Вашей работы на сайт

Удобный поиск материалов для учителей

Проверка свидетельства