Абдуллаева Сахидам Амрулла қизи
Панфилов наһийәси
А.Розыбакиев намидики оттура мәктәп
Ана тили ( 1 синип)
Дәрис мавзуси: Қазақстан. 202-203-көнүкмиләр.
Дәрис мәхсити:
а) Оқуғучиларға көнүкмиләрни орунлитиш арқилиқ билимлирини чоңқурлитиш. «Қазақстан» мәтинни оқутуш, вәтинимиз тоғрисида билимлирини кәңәйтиш.
ә) Оқуғучиларниң ойлаш, әстә сақлаш қабилийитини риважландуруш, тил байлиғини ашуруш.
б) Вәтәнпәрвәрликкә, достлуққа тәрбийиләш.
Дәрисниң түри: сәяһәт
Қоллинидиған усул: чүшәндүрүш, көрситиш, соал-жавап.
Қоллинидиған көрнәклик : сүрәтләр, слайд, хәритә
Дәрисниң бериши:
І.Синипни уюштуруш. Саламлишиш. Оқуғучиларни түгәлләш. Синипни дәрискә тәйярлаш. Оқуғучилар диққитини дәрискә жәлип қилиш. Психологиялик тәйярлиқ. Бир-биригә тиләк ейтиш.
Мәнму хошал болимән,
Сәнму хошал болисән.
Ечилған күн нуриға,
Достлар билән хошалмән.
Мәхсәт қоюш басқучи
-Бүгүнки дәрисимиздә вәтинимиз «Қазақстан» мавзусида мәлуматлар алимиз.
1 слайд Қазақстанниң хәритиси
-Бизниң Вәтинимиз қандақ атилиду?
-Президентимиз ким?
-Қазақстанниң пайтәхти
-Астанаға сәяһәткә беришини халамсиләр?
Ундақ болса сәяһитимизни башлайли.Бир нәччә бекәтләрдин өтимиз. Сәяһәтниң хәритиси билән тонуштуруш.
Автобусқа олтирип Пәнжим йезисидин Панфилов шәһиригә баримиз
2 слайд
1 –бекәт «Панфилов шәһири» Автобекәт билән тонуштуруш.
Өй тапшурмисини сораш «Туғулған жутқа қайтиш» сөзләш
3 слайд
2-бекәт «Алмута» Алмутиниң имарәтлири билән тонуштуруш
Қаидә сораш
Балилар, Астана шәһири жирақ. Қандақ транспорт түри билән барған дурус? ( Самолет)
Самолетқа олтиримиз. Астана шәһиригә учимиз.
4 слайд
3-бекәт «Астана»
1)Хәритидин Астана шәһириниң жайлашқан йерини көрситиңлар.
2)Астана шәһириниң гүллиниши тоғрисида чүшәндүрүш.
3)Астанадики имарәтләр билән тонуштуруш.
Йеңи дәрис үстидә иш. Қазақстан тоғрисида сөһбәт жүргүзүш. Вәтинимизниң шәһәрлири, тәбиити билән тонуштуруш.
202-көнүкмә.
1. Мәтинни оқуп чиқиңлар. (зәнжир шәклидә оқитиш).
2. Қанчә жүмлә барлиғини ейтип бериңлар.
3. Мәзмунини сөзлитиш.
203-көнүкмә, жүмлини оқуш.
Диалог тоғрисида чүшәнчә бериш, рольларға бөлүп оқутуш.
- Жүмлә ахирида чекит вә соал бәлгүси қоюлған жүмлиниң ейтилишиға сәп селиңлар, һәр бир реплика йеңи қурдин йезилиду.
Cәгәһләндүрүш минути.
Қазақстан гүлстан,
Кәң таша бағу-бостан.
Гүлләп яшна Вәтиним,
Көккә өрлә һәр қачан.
5 слайд
4- бекәт. Поездға олтирип қайтимиз.
“Алтынкөл станцияси”
Чүшәнгинини тәкшүрүш. Сүрәт билән иш.
«Қазақстан» мавзусиға сүрәт селиш
ҮІІ. Йәкүнләш. Кроссворд йешиш
1.Қазақстан қандақ Жумһурийәт?
2. Қазақстанниң пайтәхти
3.Астанадики егиз имарәт
4.Үчбулуңлуқ имарәт
1.М | у | с | т | ә | қ | и | л |
2.А | с | т | а | н | а | |
3.Б | ә | й | т | е | р | е | к |
4.П | и | р | а | м | и | д | а |
ҮІІІ. Өйгә тапшурма бериш. «Мениң Вәтиним- Қазақстан» мавзусиға һекайә түзүп келиш.