kopilkaurokov.ru - сайт для учителей

Создайте Ваш сайт учителя Курсы ПК и ППК Видеоуроки Олимпиады Вебинары для учителей

“+” “-“ б?лг?лири

Нажмите, чтобы узнать подробности

Д?рисни? мавзуси: “+” “-“ б?лг?лири 

Д?рисни? м?хсити:

  1. “+” “-“ б?лг?лири  бил?н тонуштуруш
  2. Логикили?  ойлаш ?абилийтини, барма?лар ??рикитини  риважландуруш
  3. У?умлу??а т?рбийил?ш

 ?оллиниди?ан к?рн?кликл?р: с?р?т, д?рислик, елипб?-д?пт?р, м?кт?пкич? т?йярли? синиплири?а арнал?ан дидактикили? ?ураллар

Д?рисни? усули:  ч?ш?нд?р?ш, к?рситиш, соал-жавап, дидактикили? оюн

Д?рисни? бериши

1. Уюштуруш п?йти. Саламлишиш.О?у?училарни т?г?лл?ш.Синипни д?риск? т?йярлаш.О?у?училар ди??итини ж?лип ?илиш.

-?ссалам, балилар! Б?г?н ??птини? ?анчинчи к?ни?

-?айси п?сил?

-Б?г?н ?ава райи ?анда??

Психологияли? т?йярли?.Шатли? ч?мб?р

Вы уже знаете о суперспособностях современного учителя?
Тратить минимум сил на подготовку и проведение уроков.
Быстро и объективно проверять знания учащихся.
Сделать изучение нового материала максимально понятным.
Избавить себя от подбора заданий и их проверки после уроков.
Наладить дисциплину на своих уроках.
Получить возможность работать творчески.

Просмотр содержимого документа
«“+” “-“ б?лг?лири»

Күни,ейи,жили ----------------------

Пәни-аддий математикилиқ чүшүнүклирини қелиплаштуруш

Дәрис №-15

Дәрисниң мавзуси: “+” “-“ бәлгүлири

Дәрисниң мәхсити:

  1. “+” “-“ бәлгүлири билән тонуштуруш

  2. Логикилиқ ойлаш қабилийтини, бармақлар һәрикитини риважландуруш

  3. Уқумлуққа тәрбийиләш

Қоллинидиған көрнәкликләр: сүрәт, дәрислик, елипбә-дәптәр, мәктәпкичә тәйярлиқ синиплириға арналған дидактикилиқ қураллар

Дәрисниң усули: чүшәндүрүш, көрситиш, соал-жавап, дидактикилиқ оюн

Дәрисниң бериши

1. Уюштуруш пәйти. Саламлишиш.Оқуғучиларни түгәлләш.Синипни дәрискә тәйярлаш.Оқуғучилар диққитини жәлип қилиш.

-Әссалам, балилар! Бүгүн һәптиниң қанчинчи күни?

-Қайси пәсил?

-Бүгүн һава райи қандақ?

Психологиялиқ тәйярлиқ.Шатлиқ чәмбәр

2. Өткән дәрисни әскә селиш пәйти. “Дәрәқтики қушлар” дидактикилиқ оюн. 1 дин 4 кичә болған санлар тәркивидики аддий һесапларни ишләш.Дәрәқтә икки қушқач олтириду,униңға бир қушқач учуп келип қошулди.Барлиғи нәччә қушқач: 2 + 1 = 3 ; 3 – 2 = 1 ; 2 + 2 = 4 ; 4 – 2 = 2

3. Мәхсәт қоюш кисми

Бүгүнки дәристә “+” “-“ бәлгүлири билән тонушимиз.Алдинқи дәристә1-5 болған санлар 5 сани вә цифри билән тонушқан едуқ.

  • Һәптиниң бәшинчи күнини қандақ атаймиз? (жүмә)

“Пароль” оюни (тәрбийичи карточкида нәқиш көрситиду,балилар ойида санайду.Биринчи йәшкән бала тәрбийичигә жүгрәп келип қулиғиға ейтиду.Тоғра болса, тәрбийичиниң йенида туруп балиларниң жаваплирини қобул қилиду

4. Сәргитиш пәйти

Оңға қарап тик туримиз

Солға қарап тик туримиз

Алдиға бастим бир қәдәм

Артқа бастим бир қәдәм

Жуқури төвән қарайли

Орнимизни тапайли

5.Йеңи мавзу.

Бүгүнки дәристә “+” “-“ бәлгүлири билән тонушимиз.Алдинқи дәристә1-5 болған санлар вә санашнт үгәндиңлар,санларниң йезилиши билән тонуштуңлар.Әнди шу санларни қошуш,елиш бәлгүлири билән тонушимиз.

Дәптәр билән иш.1.Сүрәт бойичә ишләш

Сүрәттики севәткә қараймиз.Сүрәттә немиләрни көрүватисиләр?

  • Севәттә нәччә мөшүк олтириду? (3)

  • Севәттики 3 мөшүккә бир мөшүк қошулди барлиғи нәччә мөшүк? (4)

  • Севәттә төрт мөшүк олтиратти,униң бири севәтниң тешиға чиқип кәтти.Қанчә мөшүк қалди?(3)

2.тапшурма.Санлан қәйәргә мөкүвалған?

1 сани – өйниң ишигиниң оң вә сол янлириға

2 сани – өйниң һойлисида

3 сани – өйниң икки тәрипидики алма шехида

4 сани – деризиләрдә

5 сани шепирда.


3 тапшурма.Шәкилләрни боя.

1.Төртбулуң үстидә,чәмбәр астида болсун.Униң үчүн биринчи чәмбәрни бояймиз.

2.Чәмбәр үстидә,төртбулуң астида болсун.Биринчи төртбулуңни бояймиз.


7. Йеңи мавзуни мустәкәмләш пәйти

-Қайси дәрис болди? Қандақ мавзу билән тонуштуқ?

-Немә үгәндиңлар, билдиңлар?

Қушларниң тирикчилиги тоғрисида балилар сөзләйду

8. Йәкүнләш. Рефлексия. Балиларни махтап, баһалаш



Күни, ейи, жили ----------------------

Пәни--- нутуқ өстүрүш

Дәрис №-4

Дәрисниң мавзуси: Нан қәйәрдин келиду? чөчиги

Дәрисниң мәхсити: 1 Балиларға чөчәк билән тонуштуруш; дехан, навайхана, навайчи дегән чүшүнүкләр билән тонуштуруш
2 Сүрәт бойичә толуқ жавап беришкә угитиш, әстә сақлаш қабилийтини риважландуруш, сөзлүк хорини толуқтуруш.
3 Нанниң дәстиханға келиш йоллири, күздики әмгәк түрлири билән тонуштуруш арқилиқ әмгәкни сөйүшкә, нанни қәдирләшкә тәрбийиләш.
Қоллинидиған көрнәкликләр: сүрәт, дәрислик, елипбә-дәптәр, мәктәпкичә тәйярлиқ синиплириға арналған дидактикилиқ қураллар
Дәрисниң усули: чүшәндүрүш, көрситиш, соал-жавап, дидактикилиқ оюн

Дәрисниң бериши

1 Уюштуруш пәйти. Саламлишиш.Оқуғучиларни түгәлләш.
-Әссалам, балилар! Бүгүн һәптиниң қанчинчи күни?
-Қайси пәсил?
-Бүгүн һава райи қандақ?

Синипни дәрискә тәйярлаш.Оқуғучилар диққитини жәлип қилиш.Психологиялиқ тәйярлиқ.Шатлиқ чәмбәр
Челинди зил қоңғурақ,
Авазиға мән амрақ..
Бизгә керәк нур-билим,
Дәрис башлаң муәллим.

2 Өткән дәрисни әскә селиш пәйти Алдиңқи дәристә қайси мавзу билән тонуштуқ? Бағ. Бағчә
3 Мәхсәт қоюш кисми
-Бүгүн дәристә “ Нан қәйәрдин келиду?” дегән мавзу билән тонушимиз
Сүрәт бойичә иш.
-Сүрәттә немә тәсвирләнгән?
Һекайиләп бериңлар.



4 Сәргитиш пәйти
Нан угигини чачмаңлар Жайқалады ақ бидай
Йәрдә ятса басмаңлар Басын иіп аққудай
Терип-терип әзизләп Трактор мен комбайн
Қушқачларға ташлаңлар Жүргізуге мен дайын

5 Йеңи мавзу
Киришмә
Күз пәсилиниң өзгичиликлири
Йопурмақлар сарғийиду, һава райи салқин болиду, деханлар ашлиқни жиғиду, көктат, мевиләр пишип, жиғилиду, балилар мәктәпкә келиду
Асасий бөлүм
Комбайн –буғдай, көмуқонақ орийдиған машини
Дехан-етизда ашлиқ түрлирини терип өстиридиған адәм

Навайхана-нан пиширидиған җай
Навайчи-нан пиширидиған адәм
түгмән-буғдайни ун тартидиған җай
Дехан әтиязда етизға буғдай, қара буғдай, арпа, көмуқонақ, сулу вә башқа зираәтләрни терип өстириду. Күздә комбайн билән орийду. Жүк машиниси тошийду. Хаманға төкиду, тазилайду, қуритиду. Андин элеваторға (буғдай сақлайдиған жай) апириду. У йәрдин түгмәнгә апирип ун тартиду. Унни навайханиға апирип нан пишириду. Иссиқ нан дуканларда сетилиду. Апилиримиз ундин нан, боғосақ, булочка, тортларни пишириду.

Хрестоматиядики (бәт 93) чөчәкни оқуп, соалларни қоюш
6 Дидактикилиқ оюн
Тепишмақ йешиш
У йәргә ашлиқни төкиду, тазилайду, қуритиду . ( хаман)
Чөчәкниң мәзмуниға сүрәт селиш

7 Йеңи мавзуни мустәкәмләш пәйти
-Чашқан қандақ соал қойиду?
-нан қәйәрдин келиду?
-Чашқан соалиға жавап алалидиму?
-“Нан-байлиқ, нан-берикәт” дәп хәлқимиз бекар ейтмиған. Көрдиңларму, қанчилик адәм әмгәк қилиду .Шуниң үчүн нанни қәдирлишимиз керәк
8 Йәкүнләш. Рефлексия. Балиларни махтап, баһалаш
















Получите в подарок сайт учителя

Предмет: Начальные классы

Категория: Уроки

Целевая аудитория: Прочее.
Урок соответствует ФГОС

Скачать
“+” “-“ б?лг?лири

Автор: Аюпова Гозалинур Бахитжановна

Дата: 23.02.2016

Номер свидетельства: 297777


Получите в подарок сайт учителя

Видеоуроки для учителей

Курсы для учителей

ПОЛУЧИТЕ СВИДЕТЕЛЬСТВО МГНОВЕННО

Добавить свою работу

* Свидетельство о публикации выдается БЕСПЛАТНО, СРАЗУ же после добавления Вами Вашей работы на сайт

Удобный поиск материалов для учителей

Проверка свидетельства