kopilkaurokov.ru - сайт для учителей

Создайте Ваш сайт учителя Курсы ПК и ППК Видеоуроки Олимпиады Вебинары для учителей

Ад?м в? н?рсил?рни? намини билд?риди?ан с?зл?р

Нажмите, чтобы узнать подробности

ад?м в? н?рсил?рни? намини билд?риди?ан с?зл?рни

                               тонуштуруш,соал ?оюш ар?или? ж?мл? ичидин тепишни ?гитиш.

                              ?ст? са?лаш ?абилйитини риважиландуруш.

                              Бирликк?, ?мл?кк?, бир бирини ??рм?тл?шк? т?рбийл?ш.

Д?рис типи: арилаш

Д?рис т?ри: с?я??т д?риси

?оллиниди?ан усул: ч?ш?нд?р?ш,  соал-жавап, к?рситиш

?оллиниди?ан к?рн?кликл?р: р??лик с?р?тл?р, карточкилар

Д?рисни? бериши:

Уюштуруш ?исми:

О?у?училарни? д?риск? т?йярли?ини т?кш?р?ш, ди??итини д?риск? ж?лип ?илиш.

?й тапшурмисини сораш:

С?зл?рни карточкидин о?утуп, ?анч? бо?ум барли?ини ени?лаш.

Д?рисни? м?хситини х?в?рл?ш:

Балилар б?г?нки д?рисимиз баш?а д?рисл?рдин ?згич?. Б?г?нки д?рисимизни с?я??тк? чи?иш ар?или? ?тимиз.

Вы уже знаете о суперспособностях современного учителя?
Тратить минимум сил на подготовку и проведение уроков.
Быстро и объективно проверять знания учащихся.
Сделать изучение нового материала максимально понятным.
Избавить себя от подбора заданий и их проверки после уроков.
Наладить дисциплину на своих уроках.
Получить возможность работать творчески.

Просмотр содержимого документа
«Ад?м в? н?рсил?рни? намини билд?риди?ан с?зл?р »

Тәрбийә саат

Мавзуси: «Бизниң Вәтинимиз Қазақстан»

Мәхсити:Вәтән тоғрисида чүшиник

Тил байлиғини ашуруш

Вәтәнпәрвәрликкә тәрбийләш

Қоллинидиған усул: чүшәндүрүш, көрситиш, соал-жавап

Қоллинидиған көрнәкликләр: хәритә, рәмизләр, буклет

Тәрбийә саатиниң бериши:

Уюштуруш қисми:

Балиларниң диққитини дәрискә жәлип қилиш.

Мәхсәт қоюш басқучи:

Бүгүнки өтилидиған тәрбийә саатиниң мавзуси «Бизниң Вәтинимиз Қазақстан»

Асасий қисим:

Амина: Бизниң Вәтинимиз Қазақстан.

Алина: Вәтинимизниң әл башчиси Нурсултан Әбиш оғли Назарбаев.

Рамир: Пайтәхтимиз гөзәл Астана шәһири.

Нурали: Елимизниң рәмизлири бар.

Азим: Байрақ асман рәңдә. Униңда сериқтин нәқиш, бүркүт бар.

Шеир:

Айнымайды аспаннан,

Біздің тудың бояуы.

Оны халық қашанда,

Биікке іліп қояды.

Нурнижат: Гербта чаңғирақ, юлтуз, қанатлиқ ат бар.







Шеир:

Құт- береке,шаңырақ

Орын алған ол төрден.

Қанатты қос арғымақ

Екі жақтан көмкерген.

Ильзат: Гимн тән-тәнилик нахша, уни орнимиздин туруп, жүригимизни тутуп ейтимиз.

Шеир:

Орындайтын бәріміз,

Біздің ата-анамыз.

Жиында тұрып айтатын,

Бар біздің әнұранымыз.

Хор: «Гимн»

Шеирлар:

Киндик қеним тамған йәр,

Әзиз ана жутум бар.

Әшу жутқа жүрәктин,

Өчмәйдиған отум бар.



Йәлпүлдисә көк байриғим,

Шатлинимән һәр қачан.

Мустәқил Вәтинимни,

Әл тонуйду бу күндә.



Мустәқил әркин әлдә,

Дунияға кәлдуқ биз.

Көк байрақ, гербимиз,

Бар бизниң өз тәңгимиз.

Нахша: «Қазақстан»

Шеирлар:

Туғулған йерим,

Ана Вәтиним.

Өчмәйсән дайим,

Мениң ядимда.



Әжайипсән маканим,

Сәндә мениң һаятим.

Күн нурида шатлинип,

Гүллинивәр Вәтиним.

Уссул: «Қамажай»

Шеирлар:

Вәтән дегән немә у?

Вәтән иссиқ өйимиз.

Қазақстан бизниң Вәтән,

Анимиз дәп сөйимиз.

Туғулған қутлуқ диярим,

Әзизсән маңа анамдәк.

Бақимән, қанмас хумарим,

Қазақстан қутлуқ диярим.

Нахша: «Қазақстан»

Хор:

«Яша, яша Қазақстан,

Яшавәргин гүллинип»

Талғар наһийәси № 24 мәктәп

Насырова Б.Р

Тәрбийә саат

Мавзуси: «Уруш ветеранлирини әсләп»

Мәхсити: Улуқ Вәтән уруши тоғрисида чүшиник

Тил байлиғини ашуруш

Вәтәнпәрвәрликкә тәрбийләш

Қоллинидиған усул: чүшәндүрүш, соал-жавап

Қоллинидиған көрнәкликләр: хәритә, ветеранлар сүрәтлири, байрақ, буклет

Тәрбийә саатиниң бериши:

Уюштуруш қисми:

Синипни безәп, балиларни сәпкә турғузуш.

Киришмә:

Әссалам һөрмәтлик меһманлар, бийил ғалибийәтниң 70 жил толушиға бенаән «Уруш ветеранлирини әсләп» намлиқ синип саатини башлашқа рухсәт етиңлар.

Асасий қисим:

Аңлаңлар, аңлаңлар, бүгүн немис басқунчилири бизниң елимизгә бесип кирди.

Уруш башланди!

Мана мошундақ мисралар билән совет хәлқи 22- июнь теңини күтүп алди.(көрүнүш)

Һәр бир өйдин,һәр бир аилидин яш жигитләр өз елини қоғдашқа атланди.

Нахша : «Вставай страна»

Совет елиниң тәркивигә киргән он бәш республикиниң хәлқи бир адәмдәк, бир яқидин баш, бир йәңдин қол чиқирип, Вәтән үчүн жәң қилди.

Қазақстан йеридинму бир миллион икки йүз миң адәм урушқа қатнашти.

Барлиқ милләт вәкиллири бир аилиниң балилиридәк урушқа атланди.

Шеирлар:

Нахша: «Течлиқ үчүн»

Бизниң йезимиздинму көплигән жигитләр өз елини қоғдашқа қатнашти. Әнди өз жутдашлиримизниң әрлиги, урушта маңған йоллири билән тонушуп өтәйли.

Яқупов М.М 1925-жили туғулған. У 1942-жили урушқа атланди. 1945-жили Япон – Совет урушиға қатнашти. 1948-жили өз йезисиға қайтти.

Униң уруш йоли: Япония, Мудазян, Мулев, Владивосток.

Молдабеков Ж 1907-жили туғулған. 1942-жили урушқа чақирилип, Монголия, Харьков, Курск доғисидики урушларға қатнишип, Берлинғичәбарған. Улуқ Вәтән Уруши медали, Берлинни алғини үчүн ордени билән мукапатланди.

Мамашев А 1942-жили армияға чақирилди. 1- Беларусь урушиға қатнашти. У Берлинғичә барди.

Келменбетов А 1920-жили туғулған. Урушни һәрбий сәптә Омскта учраштурди. Ленинградни азат қилишқа қатнашти. 1942-жили Беларусь фронтиға авуштурулуп, Т.Тохтаров билән биллә урушти.

Байсугуров Н 1925-жили туғулған. 1943-жили һәрбий армияға чақирилди. 1944-жили 2- Украина урушиға қатнашқан. 1945-жили өз елигә қайтти.

Униң уруш йоли: Дальный Восток,2- Украина фронти.

Тютявин П.В 1918-жили туғулған. 1941-жили урушқа атланған. 11медаль, Улуқ Вәтән Уруши ордени билән мукапатланди. Урушқичә, уруштин кейин муәллим болуп ишлигән. Униң уруш йоли: Молдова республикиси.

Шундақла бизниң Василенко А.А, Сарсенбаев Б, Кошкимбаев Р, Абдалиев Р, Сертбеков Б қатарлиқ жутдашлиримиз урушқа қатнишип, әрлик көрсәтти.

Совет елиниң байриғи қизил рәңдә еди. Униң сәвәви: Вәтәнгә течлиқ қан төкүш арқилиқ кәлгән. Қанниң рәңгини билдүриду.

Әнди Қазақстанниң байриғи көк рәңдә. Бу течлиқ, очуқ асман, бәхитлик һаятниң бәлгүси. Қени достлар һәммимиз бирликтә, достлуқта, инақлиқта өз елимизниң течлиғини қоғдайли.

Нахша : «Һәр қачан болсун қуяш»

Талғар наһийәси №24 мәктәп

Насырова Б.Р











Дәрис мавзуси: Адәм вәнәрсиләрниң намини билдүридиған сөзләр

Дәрис мәхсити: адәм вә нәрсиләрниң намини билдүридиған сөзләрни

тонуштуруш,соал қоюш арқилиқ жүмлә ичидин тепишни үгитиш.

Әстә сақлаш қабилйитини риважиландуруш.

Бирликкә, өмлүккә, бир бирини һөрмәтләшкә тәрбийләш.

Дәрис типи: арилаш

Дәрис түри: сәяһәт дәриси

Қоллинидиған усул: чүшәндүрүш, соал-жавап, көрситиш

Қоллинидиған көрнәкликләр: рәңлик сүрәтләр, карточкилар

Дәрисниң бериши:

Уюштуруш қисми:

Оқуғучиларниң дәрискә тәйярлиғини тәкшүрәш, диққитини дәрискә жәлип қилиш.

Өй тапшурмисини сораш:

Сөзләрни карточкидин оқутуп, қанчә боғум барлиғини ениқлаш.

Дәрисниң мәхситини хәвәрләш:

Балилар бүгүнки дәрисимиз башқа дәрисләрдин өзгичә. Бүгүнки дәрисимизни сәяһәткә чиқиш арқилиқ өтимиз.

Алдинқи дәрисләрдә баш һәрип билән йезилидиған сөзләр билән тонушқан.

Өткәнни тәкрарлаш:

Қайси сөзләр баш һәрип билән йезилиду?

Қандақ шәһәрләрни билисиләр?

Пайтәхтимиз қайси шәһәр?

Ундақ болса бүгүнки дәристә Астана шәһирини көрүш үчүн сәяһәткә барайли.

Сәяһәткә поезд билән барайли.

Униң үчүн поездға билет елишимиз керәк. Мону соалларға жавап бәрсәк поездға билет алалаймиз.

Дәптәр билән иш.

Силәр күндә оқуйдиған (китап), язидиған (қәләм, бор ), қәйәргә язимиз ( дәптәр, тахта).

Мошу сөзләргә қандақ соал қоюлиду?

Соалларға дурус жавап бәрдуқ, бизгә билет бәрди, поездға олтиривәрсәк болиду.

Йеңи дәрисни чүшәндүрүш:

Мана поезд билән Астанағиму йетип кәлдуқ. Әнди поездин чүшәйли.

Немә билән кәлдуқ?

Поездни ким жүргүзди?

Қандақ соалларни қойдуқ?

Адәмләргә ким? Кимләр? Нәрсиләргә немә? Немиләр?

Мисалларни дәптәргә йезиш.

Чүшинигини тәкшүрәш:

Байтерекни зиярәт қилиш:

Көнүкмә орунлаш. ( ким? Немә? Соаллириға жавап беридиған сөзләрни бөлүп йезиш)

Циркқа барайли:

Карточка бойичә иш.

Президент сарийи:

Өз алдиға иш. (қушлар, таамлар, жиһазлар намлирини бөлүп йезиш)

Йәкүнләш:

Әнди поездимизға олтирип жутимизға қайтайли.

Бүгүн сәяһәткә қаяққа бардуқ?

Адәмләргә қандақ соал қоюлиду?

Башқа нәрсиләргичу?

Билимини баһалаш:

Өйгә тапшурма: Өйдә жүмлә йезип келиш.

Талғар наһийәси №24 мәктәп

Насырова Б.Р


Получите в подарок сайт учителя

Предмет: Начальные классы

Категория: Уроки

Целевая аудитория: 4 класс.
Урок соответствует ФГОС

Скачать
Ад?м в? н?рсил?рни? намини билд?риди?ан с?зл?р

Автор: Насырова Бахтинур Рахатовна

Дата: 21.05.2015

Номер свидетельства: 214204


Получите в подарок сайт учителя

Видеоуроки для учителей

Курсы для учителей

ПОЛУЧИТЕ СВИДЕТЕЛЬСТВО МГНОВЕННО

Добавить свою работу

* Свидетельство о публикации выдается БЕСПЛАТНО, СРАЗУ же после добавления Вами Вашей работы на сайт

Удобный поиск материалов для учителей

Проверка свидетельства