8-Март Хәлиқ ара ханим- қизлар мәйрими.
Тәрбийә саатиниң мавзуси: Аниниң бәхти балида
Тәрбийә саатиниң мәхсити:
1.Балиларға 8-март хәлиқ ара ханим – қизлар мәйрими һәққидә кәң түридә чшиникләрни бериш.
2. Балиларниң әқил – ойини, билимини, меһриван аниларға болған меһир муһббитини ашуруш.Әркин сөзләш қабилийитини риважиландуруш. 3.Балиларни меһирликкә, чоң – кичикни һөрмәтләшкә адәмгәрчиликкә интизамлиққа, достлуққа, мәдәнийәтликкә тәрбийиләш.
Қоллинидиған Рәңлик сүрәтләр, өз анилири билән
көрнәклик: чүшкән сүрәтләр, плакат в.б.
Қоллинидиған Көрситиш, чүшәндүрүш, соал-жавап,
усуллар: баянлаш, сәһниләштүрүш.
Техникилиқ Слайд, магнитафон.
васитиләр:
Әтигәнлик плани:
Уюштуруш қисми.
«8 – март қандақ күн?» Доклад.
«Ана» һәққидә муәллимниң сөзи.
Тәбрик сөзләр
«Ана» һәққидә шеирлар.
Музыкилиқ тәнәпус
Уссул - нахшилар
Хуласә сөз.
Әтигәнликниң бериши
Уюштуруш қисми
Синипта балилар мәйрәм кийимлири билән кийиндүрүлүп, өз орунлирида туришиду. Синип мавзуға лайиқлашқан болуп, тахтиға Әзиз ана, һәр хил кәсип егилири әмгәк етиватқан анилар, һәққидики сүрәтләр, альбом уйғур қәһриман қизлири Назугум, Ипархан, Ризвангүл,Аманисахан вә башқиларниң сүрәтлири есилип безәндүрүлиду. Өз анилири билән чүшкән сүрәтлири.
Синипниң бир көрүниши «Баһар» пәслини әслитип туриду.Болупму баһарда аләмни гүл-гияға орап, күн өз шолисини һәммә йәргә чечип, чирайлиқ мәнзирини әслитиду.
8-март қандақ күн?
Хәлиқ ара 8-март мәйримини баһар айлириниң биринчисидә, йәни күн шолиси йәрни исситишқа башлиған, күнгәй-күнгәй йәрләрдә, дәсләпки гүлләр ечилип вә қариғожилар учуп кәлгән мәзгилдә мәйрәмләймиз. Балилар бу мәйрәмни «Апам мәйрими» дәп атайду. Бу күни аилидә мәктәптә, фабрикиларда, заводларда қизғин мәйрәмлиниду. Бу күнни ялғуз мәмликитимиздила әмәс шундақла дунияниң башқиму әлләрдә атап өтиду. Өтмүшниң еғир күнлиридә бу күн адәттики бир күн еди. Мәйрәм күнигә айлиниш үчүн бу күн әмгәкчи аялларниң еғир күрәш күни болуп саналди. 1910 жили 8- март күни кичик мәмликәт Данияниң Копенгаген шәһиридә инқилапчи аяллар конференциягә жиғилди. Трибуниға Клара Цеткин көтирилди. У өткүр қара көзлүк, чечиға ақ киргән аял еди. У жанлиқ вә ишәшлик сөзлиди. Өз сөзидә: Россияниң аяллири 1905-жилдики инқилапта, баррикадиларда әрләр билән бир сәптә туруп, қайтмас ирадә билән қанчилик жәңгиварлиқ көрсәткини тоғрисида вә әмгәк армиясиниң батур жәңчилири аяллар болалайдиғанлиғи һәққидә көтирәңгү роһ билән сөзлиди. Мән шундақ пикир беримән деди Клара, Һәр жили аяллар күни аялларниң һоқуқи үчүн күрәш күни дәп өткүзәйли. Шуниңдин кейин аяллар Копенгагенда өткүзүлгән конференцияға 1 жил болғанда, 8-мартта мәйрәмни мәйрәмләшкә башлиди.Улар мәжилисләргә вә митингларға жиғилди. Кочиларда демонстрацияларға чиқти. Полицияниң милтиқлар билән торашлири аялларниң инқилавий роһини яндуралмиди. Австрияниң шәһиридә аяллар намайишқа чиқти.Аяллар көтирип кетип барған қизил туғни полиция тартип елиш үчүн һужум қилғанда, аяллар бирлишип жәң қилип, байрақни қолидин бәрмиди. Инқилавий нахшилар ейтип алға қарап илгириләвәрди.Бу вақиәдин 2-жилдин кейин йәни 1912 жили Россиядә биринчи қетим хәлиқ ара 8-март аяллар күни мәйрәмләнди. У Петербург шәһиридә өткүзклди. Хәлиқ ара - аяллар күнини һазир мәмликитимиздә умумий хәлиқ мәйримигә айланди.
Доклад оқулуп болғандин кейин
«Меһриван ана» нахшиси магнитофондин аңлинип муәллимниң сөзи башлиниду, музыка асасида.
Ана
Мәктәпкә дәсләпки йетиләп келидиған ким?
Ана
Өз бешиниң ғемини йемәй балам дәп сәкпарә болидиған ким?
Ана
Шуниң үчүнму аниниң йүзи шунчилик йеқимлик вә гөзәл, меһриван. Балилиқ вақтиңлардила әмәс , һаятниң һәр бир мәзгилини хошаллиқ билән күлкигә толтуруп, шатлиқ сезимини ипадиләйдиған , хата йолға маңсаң қайтуруп, рәнжисәй сәвир беридиған – көйүмчан , әзиз ана. Инсан яшайдиған йәр шариниң һәр бир бөлигидә , һәр бир өйдә меһриванлиқниң , достлуқниң , қериндашлиқниң, тәңлик билән азатлиқниң туғуни егиз көтәргән у –Ана. Анилар қайсу әлдә яшимисун, бир мәхсәтлик йолда: балиларниң бәхти үчүн , шатлиқ күлкиси үчүн, бәхиткә толған турмуши үчүн күришиду. Барлиқ инсан баһар күни билән күлүп келидиған 8-март мәйримини хошал қарши елип, өз анилириға тәшә ккүр ейтиду. Қиммәтлик анилар, һәммиңларға бәхит, аиләңларда хошал-хорам , течлиқ һаят, әмгәктә зор утуқлар тиләймиз. Мәйримиңлар мубарәк болсун, қиммәтлик анилар!
Тәбрик сөз
-Қиммәтлик анилар, муәллимләр вә қизлар силәрни гүл-гияға орап күлүп келидиған 8-март мәйримиңларни бизниң синип оғуллири намидин қизғин вә сәмимий тәбрикләймиз!
- Туғулған күнимиздин башлапла бизни бақиду, өстириду, меңишни сөзләшни үгитиду. Һә дегәндә «Ана» дәп тилимиз чиқиду. Мәктәптә болса, муәллими оқушқу, йезишқа үгитиду. 8-март анилар, муәллимләр мәйрими
Әзиз ана
Ана дегән сөз улуқ,
Мәнасини билип толуқ Әлләй ейтип көтәргән.
Ақ сүт берип өстүргән.
Уйқа бузуп һәр кечә,
Һәтта таңлар атқичә.
Жапа чекәр һәр күни,
Қәдригә йәт униң.
Бәхит гүли өмүрниң
Анаң әзиз бил шуни.
8-март
8-март аяллар күни,
Сорашқа бардим .
Момам һалини,
Берип салам дәп,
Алдим қолини,
Тәбриклидим ,
улуқ тойини.
Әзиз ана.
Әзиз ана, меһриван ана,
Ақ сүт бәрдиң өстүрдиң мени.
Бәхит һаят тилидиң маңа,
Тилға алмай турмайду сени.
Өз анамсән «Өз балам» дәп кәң һаятқа,
Арзу билән қошқашлиғиң есимдә бар.
Сениң үчүн көйсәм отта , ақсам суда
Мениң үчүн мәңгү өчмәс шөһрәт яғар.
Кечә күндүз көзүң жуммай ,
Қундузум дәп, ейтип әлләй.
Баққиниңға әзиз ана,
Пак дилимдин алқиш саңа.
«Билим алғин, алим бол»-дәп
Меһриң билән тәрбийләп.
Һүнәр билим қайнимиға,
Бәргән едиң бағрим ана.
«Ана мәктәп» нахшиси орунлиниду.
«Авғанчә» уссули орунлиниду.
Ана !
Уссули орунлиниду:
Ана
Азлиқ көрүп кичигимдин өстүргән,
Пак көксидә ақ сүт берип жан анам.
Уйқа бузуп, бөшүгүмни тәвәткән,
Меһри билән пәпилигән у һаман.
Дәм-дәм бесип маңғинимда йеңидин
Үн шиқанди хошал болған жан анам.
Нери кәтсәм әгәр униң йенидин,
Пай – петәк боп издәр еди, шу заман.
Қозам дәтти, сөйгү тешип қәлбидә,
Бағриға у бесип мәккәм бәзидә.
Жиллар өтүп, мәнму өсүп, чоң болсам,
Ақ сүтини ақлаш мәхсәт мениңдә.
«Қочақлар» уссули орунлиниду
Ана созуп көйнигиниң йеңини,
Балисиниң сүртәр топа-чаңини.
Шу анилар гүләңгүч қип меһрини,
Өстәргәнғу бизгә охшаш миңини.
Ана меһри қезип һаят теңини,
Қучар йәнә қанчә әвлат теңини.
Униң меһри илһамиға чоғ болса,
Ижат қилар едим шеир миңини.
Уссул орунлиниду.
Қиз вә ана
Сәһниләштүрүш
Бир кичиккинә қиз кочида, нурғун адәмләрниң арисида анисидин ажирап қалди. У вақирап жүгрәп, анисини издәп жиғлиди. Адәмләр униңдин «Сениң анаң қандақ еди?» - дәп сорашти. Қиз жиғлап туруп: «Силәр биләмсиләр. Мениң анам һәммидин яхши еди»-деди.
Анам
Йәр йүзидики әң йеқимлиқ сөз – Ана
Адәм балисиниң дәсләпки сөзлири шуниңдин башлиниду.
Һәр қачан болсун қуяш.
Һәр қачан болсун асман.
Һәр қачан болсун анам.
Һәр қачан болай мән.
«Аппиғим» уссули орунлиниду.
«Барчә бала дост болса» нахшиси.
Қандақ яхши,
Бағларда гүл көкәрсә,
Қандақ яхши ,
Достлар сани көпәйсә.
Кимниң көңли болса ақ,
Биз шуниңға, чин амрақ
Қандақ яхши, достлар саңа ишәнсә.
Қандақ яхши, хошалланса һәм күлсә
Кимниң көңли болса ақ,
Биз шуниңға бәк амрақ.
Қандақ яхши,яйрап-яйрап ойниса,
Қандақ яхши, бир мәхсәтни ойлиса.
Әтигәнлик ахирида «Аниларға» беғишланған соғилиримиз тапшурилиду.
«Гүлләр ичидә» нахшисиға уссуллар ойнайду,
Хуласә сөзи. Әтигәнлик аяқлишиду.