Тилим мени? м??г?л?к
М??г?л?к елимизни?-м??г? тили,
Яшав?ргин ?аза?ни? ана тили.
Тил бар й?рд? ?чм?йду, ?лм?йду,
Х?л?имни? данали?и,шатли?и.
Ана тилим кел?ч?к ?аятим,
?з тилим ??дирим,амитим.
?м?р,Лутпулла акамлар,
Бозли?ан зарини х?л?имни?.
М?н уй?урни? балиси болим?н,
?з тилимда нахшилар ейтим?н.
Шу нахшилар ар?или? дуния?а,
Тарихимни ??ммиг? тонутим?н.
Ана тилини ?еч улу?лими?ан,
?з тилини? ??дрини билмиг?н.
Милл?т ?ч?н отта к?ймиг?н,
?д?псизл?рдин м?н с?скиним?н
М?хс?тлирим,арманлирим к?п мени?,
?м?тимг? билим бил?н й?тс?м м?н.
Мирас ?илип ?влатлар?а ?алдур?ан,
Даналарни? йолини бассам м?н.
Просмотр содержимого документа
«Собственное сочинение "Ана В?тиним .Достлу?имиз яраш?ан.уй?урум.Тилим мени? м??г?л?к.Шаир Абдумежит акам?а". »
Әмгәкчиқазақ наһийәси Челәк йезиси
Т.Кенжебаев намидики оттура мәктәп
мәктәп йенидики ихчам мәркизи билән
коммуналлиқ мәмликәтлик мәһкимисиниң
3 «В»синип оқуғучиси Нурмухамето Ислам
Ана Вәтиним
Қазақстан ана Вәтән,
Киндик қеним төкүлгән.
Барлиқ милләт вәкиллири,
Течлиқ һаят кәчүрәр.
Бир-хәлиқ,бир-мәмликәт, бир-тәғдир. Дегән еди әл беши
Ғәмсиз һаят сүрүш үчүн
Күришәйли биз деди
Мустәқиллик байриғи,
Йәлпүлдәйду долқунлап.
Течлиқ,разимәнлик үчүн,
Соқар жүрәк лавулдап,
Яшна елим,яшнавәр,
Бәхит қучсун хәлқимиз.
Әждатларниң армини,
Әмгәк билән өрлисун.
Экспо-17 Вәтинимгә,
Зор бәрикәт әкәлсун.
Келәчәктә достлуғимиз,
Техиму мустәһкәмләнсун.
Достлуғимиз ярашқан.
Келиңлар достлар,
Достлишип жүрәйли.
Бир-биримизни рәнжитмәй,
Бирлишип жүрәйли.
Алға биргә маңайли,
Қол тутушуп жүрәйли.
Достлуғимиз яришип.
Хәлқим биргә күләйли.
Қалиғач билән ячивәг,
Әзәлдинла дост болған.
Булбул билән қизилгүл,
Достлуғиму ярашқан.
Елимиздики барчә милләт,
Бир мәхсәтни көзлигән.
Мошу достлуқ арқисида,
Көп утуқлар кәлтүргән.
Достлар қени бирлишип,
Көтирәйли туғимизни,
Оттуз милләт қатаридин.
Артта қалмай маңайли.
Уйғурум
Анамниң ейтқан әллийи,
Қәлбимдин орун алған.
Уйғурлиғим томуримға,
Ақ сүт билән таралған.
Хәлқимни мән сөйүмән,
Тарих үчүн көйимән.
Тилимни мән қәдирләп,
Миллитимгә пәхирлинимән..
Уйғур дегән-әзәлдин,
Тавланған һәм әмгәктә.
Уйғур-десәм пүтүн теним,
Янар от боп жүрәктә.
Уйғур десәм вужудум,
Ялқунлинип от болар.
Уйғурлиғим та әбәт дилда,
Өчмәйдиған из боп қалар.
Уйғур болуп яралдим,
Уйғур болуп өтимән.
Уйғур дегән шу намға,
Мәңгү садиқ болимән.
Хәлқим көтәр бешиңни,
Тәғдириңгә бой сунғин.
Ата-бова тутқан йолин,
Әвладиңға қалдурғин.
Тилим мениң мәңгүлүк
Мәңгүлүк елимизниң-мәңгү тили,
Яшавәргин қазақниң ана тили.
Тил бар йәрдә өчмәйду, өлмәйду,
Хәлқимниң даналиғи,шатлиғи.
Ана тилим келәчәк һаятим,
Өз тилим қәдирим,амитим..
Өмәр,Лутпулла акамлар,
Бозлиған зарини хәлқимниң..
Мән уйғурниң балиси болимән,
Өз тилимда нахшилар ейтимән.
Шу нахшилар арқилиқ дунияға,
Тарихимни һәммигә тонутимән.
Ана тилини һеч улуқлимиған,
Өз тилиниң қәдрини билмигән.
Милләт үчүн отта көймигән,
Әдәпсизләрдин мән сәскинимән
Мәхсәтлирим ,арманлирим көп мениң,
Үмүтимгә билим билән йәтсәм мән.
Мирас қилип әвлатларға қалдурған,
Даналарниң йолини бассам мән.
Шаир Абдумежит акамға (әркин мавзу)
Бүгүн сизниң баһариңиз,
Мубарәкләп кәлдуқ биз.
Йоқлуғиңизни билиндүрмәй,
Артта келәр әвладиңиз.
Қаший чиққан жутниң,
Пәрзәнди едиңиз сиз.
Әшу жутта қалғанду,
Сизниң ака изиңиз.
Хәлқим ,елим,тилим дәп,
Тил қататти қәлбиңиз.
Дәрисликләр бәтлиридә,
Орун алди исмиңиз.
Сизниң язған шеирлириңиз,
Илһам бәрди бизләргә.
Мәнму сиздәк шеир йезип,
Хизмәт қилай хәлқимгә.
Амал йоқ,тәвәллудиңиз,
Өтүватиду сизсиз.
Жутуңизда той болуп,
Әслимәктә хәлқиңиз.
Һөрмәтлик Шаирәм һәдә! Мениң шеирлиримниң бәзи бир йәрлирини Селимәм муәллимим түзүтүп бәрди.Йәнә сизгә өтүнүшүм сизму бир қарап бәрсиңиз. Салам билән Ислам.
Рәхмәт !