Мавзуси : Тәрбийә саати «Течлиқ- саадәт»
Мәхсити : 1.Течлиқниң адәмләр үчүн қанчилик зөрүр вә қиммәтлик
екәнлигини хәлиқләрнииң дүшмәнни йеңиштики қәһриманлиғи
вә Улуқ Вәтән уруши һәққидә чүшәнчә бериш
2. Урушниң -өлүм қан дәрияси екәнлигини чүшәндүрүш арқилиқ
ғалбийәт ниң оңайлиқ билән қолға кәлмәйавтқан әр жүрәк
қәһриманларға һөрмәт билән қарап уларға мәңгү баш егип яд
әйләшкә үгитиш. Раван шеир оқуш, сөзләш қабилийитини
кәңәйтип тил байлиғини өсүрүш. Сәһнә мәдәнийитигә үгитиш.
3.Вәтәнгә болған чәксиз муһәббәт, дүшмәнгә болған нәпрәт
сезимлирини ечиш. Вәтәнни һимайә қилиш һәр бир яш әвлатиниң
вәзиписи екәнлигини дилиға селиш.
Көрнәкликләр : Т.С.О. шиар йезилған плакатлар, сәһнә безәндүрүш
Тәрбийә саатиниң берилиши:
1 Киришмә сөз
І Бөлүм
а) әдәбий монтаж (1941 жил Уруш –апәт )
ІІ Бөлүм
а) Әдәбий монтаж ( 1945 – жил Течлиқ –саадәт
ІІІ Бөлүм
а) Йәкүнләш
б) Нахша «Һәр қачан болсун болсун қуяш»
1. Киришмә сөз
1.Май кәлди ,жаһанға течлиқ яғдуруп
2.Течлиқ –хәлиқниң улуқ арзуси
3.Май кәлди – башланди баһар
4.Бу баһар –течлиқниң ғалип баһари
Әссаламму әлләйкүм бизгә әзиз.қәдирдан болған қиммәтлик
ата-анилар , меһманлар силәрни мәңгүлүккә давамлишип келиватқан 9- май Ғалибийәт күни билән тәбрикләймиз. Һәммимизгә мәлумки бийил биз Улуқ Ғалибийәтниң 66 жиллиғини нишанлап олтуримиз. Шу мунасивәт билән
1- б синип тәрипидин тәйярланған «Течлиқ –саадәт » намлиқ тәрбийә
саатимизни башлашқа рухсәт қилиңлар
Течлиқ үчүн Вәтәнни қоғдиғучи яш ғунчиларни қарши алайли ...
Әссаламму әләйкүм һөрмәтлик устазлар
Әссалам қиммәтлик ата- анилар
Әссалам қәдирдан меһманлар
І Бөлүм
Әдәбий монтаж ( 1941 – жили 22- июнь.)
1.1941- жили 22- июнь күни таң сәһәр һәммә хәлиқ татлиқ уйқида .
Пәқәт немис басқунчилири өзлириниң қара нийәтлирини әмәлгә
ашуруш мәхситидә СССР чегарисини бузуп кирип, адәмләрниң течлиқ
һаятини бузди.
2.Бу тарихта әң дәһшәтлик ,әң узунға созулған адаләтсиз уруш болуп қалди.
3. Бу урушта барлиқ милләт вәкиллири қатнишиду. Чоң- кичикниң
һәммиси ач- ялиңач демәй Ғалбийәткә өз һәссисини қошиду
4. Уруштин көплигән жутдашлиримиз өз өйлиригә қайтмиди.
Улар хәлқи, Вәтини балилири үчүн женини пида қилди.
Бизниң бәхтимиз үчүн қурван болған жәңчиләрни 1 минут әскә алайли.
Оқуғучиларниң шеирлинри :
Хор билән:
Уруштур апәт,
Уруш талапәт
Уруштур -өлүм
Уруш –харапәт
Нахша: «Мән маңдим мәйданға»
Течлиқ үчүн женини қурван қилған әр-жүрәк қәһриманларға тохтилайли.
Пащенко,Кобиков, Тышқанбаев , Каратаев , Яқупов , С.Лутпуллин, А.Молдағулова.Маметова в.б.
Хор билән: Хәлиқ үчүн ,Вәтән үчүн ,Течлиқ үчүн өз женини қурван
қилғанлар мәңгү яшисун.
Нахша: «Яша- течлиқ дәп»
ІІ Бөлүм
Киришмә сөз: Мана һәш-пәш дегичә аридин 4 жилму өтүп кәтти .Қанчиму қара хәт ,шум хәвәрләр жүрәкләрни ағиртип, көзләрдин яшларни аққузди. Қанчә аилә атисиз вә ярсиз қалди. Уруш 1418 күнгә созулди. Урушниң башлиниши еғир болди. Амма елимиз бәрдашлиқ бәрди. Дүшмәнни бәрбат қилди. Уни дәсләп Москва йенида,Сталинград билән Ленинград босуғида, Кавказда ,әң ахирида Берлинда мәғлубийәткә учратти.Улуқ Вәтән уруши –
йәр йүзидики течлиқ һаят үчүн, келәчәк үчүн аммивий муқәддәс тарихий
вақиә болди. Онлиған жиллар ,йүзлигән жиллар өтиду амма бизниң хәлқимизниң Улуқ Вәтән урушидики Ғалибийти мәңгүликкә давамлишиду.
1 оқуғучи : Бүгүн ғалбийәт күни һарписида уларни әскә елип,
ТАЗИМ қилайли.
Хор билән : Улуқ Вәтән урушида Вәтән үчүн,Течлиқ үчүн жан бәргән қәһриманларниң роһиға баш егип, уларға гүлдәстиләрни һәдийә қилайли.
(Гүл дәстиләр қоюш)
Әдәбий монтаж «1945 Течлиқ –саадәт»
Хор билән : Течлиқтур – раһәт
Течлиқ- парағәт
Течлиқтур- иқбақ
Течлиқ- саадәт !
Нахша : «Течлиқ үчүн «
Көриниш : Солдат аниси ( Ата –анила тәрипидин тәйярланған)
Уссул: Смуглянка нахшисиға қоюлған уссул.
«Ғалибийәт» сөзиниң мәнаси :
Ғ | Ғәйрәтлик |
А | Арзулуқ |
Л | Лачинлардәк |
И | Инсанлар |
Б | Батурлурчә |
И | Инқилапта |
Й | Йәңгән |
Ә | әждатларға |
Т | Тазим! |
Хор билән : ҒАЛИБИЙӘТ МӘҢГҮ ЯШИСУН!
Уссул «Пәризат» нахшисиға қоюлған уссул
ІІІ бөлүм
Йәкүнләш:Мана балилар бүгүн «Течлиқ – ссадәт»намлиқ тәрбийә
саатини өттуқ.Адәмгә течлиқ судәк һажәт, нандәк әзиз.
Течлиқ үчүн бизниң әр жүрәк қәһриманлиримиз өз
қенини қурван қилди.
Сүрәткә қарап һекайә түзүш
Шиарлар оқуп, мәнасини чүшәндүрүш.
1945 жили 9- май дин башлап мана 66 жил улуқ Ғалибийәт күнини нишанлап келиватимиз . Биз һазир течлиқ заманда яшаватимиз .
Қазақстан хәлиқлири көп милләтлик болсиму бир аилиниң адәмлиридәк , течлиқта , бирликтә яшаватиду.
Нахша : Хор «Һәр қачан болсун қуяш»
Һөрмәтлик устазлар
Қиммәтлик ата-анилар
Қәдирдан меһманлар 1 б синипи тәрипидин тәйярланғаг
«Течлиқ саадәт» намлиқ тәрбийә саатимиз тамам болди.
Панфилов наһийәси
Үлкеншыған оттура мәктиви
Үлкеншыған оттура мәктиви
( ТӘРБИЙӘ СААТИ )
Пән муәллими Н.Х.Ибраимова