kopilkaurokov.ru - сайт для учителей

Создайте Ваш сайт учителя Курсы ПК и ППК Видеоуроки Олимпиады Вебинары для учителей

Тәрбийә саат Илья Бәхтия

Нажмите, чтобы узнать подробности

Тәрбийә саат мавзуси: Илья Бәхтия.

тәрбийә саат мәхсити: Илья Бәхтия тәржимә һали тоғрисида чүшәнчә бериш.

Вы уже знаете о суперспособностях современного учителя?
Тратить минимум сил на подготовку и проведение уроков.
Быстро и объективно проверять знания учащихся.
Сделать изучение нового материала максимально понятным.
Избавить себя от подбора заданий и их проверки после уроков.
Наладить дисциплину на своих уроках.
Получить возможность работать творчески.

Просмотр содержимого документа
«Тәрбийә саат Илья Бәхтия»

Синип: 3 « »

Күни:

Мавзуси: «Илия Бәхтия»

Мәхсәт − вәзипилири:

  • Оқуғучиларға Илия Бәхтияниң һаяти вә ижадийити тоғрисида толуқ чүшәнчә бериш;

  • Оқуғучиларниң улуқ данишмәнлиримизгә болған иззәт, һөрмитини ашуруш.

  • Оқуғучиларни әдәп – әхлаққа, адәмгәрчиликкә, инақлиққа тәрбийиләш.


Пайдилинидиған усул: чүшәндүрүш, соал – жавап, баянлаш.


Қоллинилидиған көрнәкликләр: мавзуға бағлинишлиқ һәр хил сүрәтләр, дана сөзләр, мақал – тәмсилләр, безәндүрүш қураллири.


Тәрбийә −саатниң меңиши:


I. Уюштуруш қисми.

− Оқуғучилар билән саламлишиш.

− Оқуғучиларни түгәлләш.

− Синип тазилиғини тәкшүрәш.

− Балиларни дәрискә тәйярлаш.

- Оқуғучиларниң зеһинини топлаш мәхситидә музыка аһаңида шеир оқулиду.




II.Асасий қисим.

Илия Бәхтияниң һаяти вә ижадийити тоғрисида мәлумат берилиду.

  1. оқуғучи:

Илия Бәхтия 1932 – жили Алмута вилайити Уйғур наһийәсиниң Чоң Ачиноқа йезисида дунияға кәлгән. Униң балилиқ дәври шу йезида өтиду. Шу жилларниң еғирчилиғи балилиқ бешиға чүшиду. Мәктәптә оқушниң орниға йезида деханчилиқ билән шуғуллиниду. Уруштин кейин у Кәтмән йезисидики оттура мәктәпни тамамлап, 1953 – жили Алмутидики Абай намидики Қазақ дөләт педагогика институтиниң тил – әдәбият факультетиға оқушқа кирип, уни 1957 – жили тамамлайду.

2 - оқуғучи:

Илия Бәхтияниң әдәбиятқа қизиқиши униң мәктәптә оқуп жүргән чағлиридила башлиниду. У өз шеирлирида ана Вәтини, хәлқимизниң қәһриманлиқ әмгигини, заман йеңилиқлирини күйләйду. Униң дәсләпки шеирлар топлими «Достларға соға» нами билән 1956 – жили нәшир қилиниду. Илия Бәхтияниң шундақла «Арминим» (1958), «Булақ» (1961), «Тянь – Шань жигити» (1963), «Тянь – Шань шеирлири», «Гүл вә тикән» (1969), «Қуяш нури», «Өмүр шундақ өтиду» намлиқ поэма вә шеирлардин тәркип тапқан топламлири йоруқ көрди. Сөйүмлүк шаир 1987 – жили вапат болди.


Сәһниләштүрүш. (шеирни сәһниләштүрүш)

Пақа

-Пақа, пақа!

-Вақ –вақ –вақ!

-Жүргән йериң лай –патқақ,

Пақиләшниң ичидә, вақилдайсән кечидә,

Йә йеқилиқ үнүң йоқ, йә йеқимлиқ түрүң йоқ,

Ағзиң йоған очақтәк, болсаң еди қочақтәк,

Шунда маңа яқаттиң, дост кирип мән бақаттим.

-Бақмаяқ қой, вақ -вақ – вақ,

Дост кирмәймән яқ-яқ-яқ.

Жүргән йерим, раст мениң,

Көк пақиләш, лай патқақ,

Мән чирайлиқ, мән аппақ.

Апам мени махтайду,


Достлиримму яқлайду,

Үнүм яхши вақ-вақ –вақ,

Мән сораймән мошундақ.

Сән дегәндәк сәт әмәс,

Мән чирайлиқ, мән аппақ!


Бәдиий монтаж.

Шаирлардин мирас болуп,

Шеирлар қалар бизгә.

«Достлиғимиз ярашқан», - дәп,

Тизайлуқ шеир сизгә.

(балилар ядлап кәлгән шеирлирини ейтиду)

Баһар көрүнүшлири

Булут ичидин ечип пәнжир,

Дәсләп мана чақмақ чақти.

Ясап көктә алтун зәнжир,

Түн кечидә рошән ақти.

Йопурмақлар алиқан ечип,

Тамчилардин мончақ ясар.

Календарьни йәнә кечип,

Йетип кәлди гөзәл баһар


Туғулған әлгә муһәббитим бар

Туғулған әлгә муһәббитим бар,

Мәнму әсқетип түврүги болсам.

Һаятим мәңгү болатти баһар,

Достлар өткидәк көрүги болсам.

Муһәббитим бар туғулған әлгә,

Ямғури болуп көкәртсәм дәймән.

Бәргән жүкини артип мүрәмгә,

Еғир демәстин көтәрсәм дәймән.

Аял қоли

Аял қоли мени пәпиләп ухлатқан,

Жиғлиғанда мени бәзләп, тохтатқан.

Йөләп жүрүп меңишқиму үгитип,

Чөчүтмәстин мени сийпап охатқан.

Аял қоли гүл тутушни үгәткән,

Бәңвашлиқни шу йетәкләп түгәткән.

Кичигимдин шу қол мени өсирип,

Хәт тонутуп, һаятимни гүлләткән.

Сәһниләштүрүш. (шеирни сәһниләштүрүш).

«Солдат аниси»

Бәдиий монтаж. (балилар ядлап кәлгән шеирлирини ейтиду)

Баһар

Ақ йотқанни жиғиштуруп,

Кәштә тоқуп баһар кәлди.

Түрлүк гүлни ечилдуруп,

Тәбиәткә жан һәм бәрди.

Байлиғини етип соға,

Дәрәқләргә үнчә тақти.

Суни қуюп ташлиқ ғолға,

Шилдир – шилдир булақ ақти.

Сап һаваси баһар айниң,

Тағ бағридин йәлпүп кетәр.

Бешин егип көк майсиләр,

Йәлпүллинип тазим етәр.

У күни 9 – Май еди.

У күни жут өйлиригә кирмиди,

Таң атқанни, күн чиққанни билмиди.

Дадилирин күткән гөдәк балилар,

Йолға қарап көзиниму илмиди.

Календарьда мәйрәм күни йоқ еди,

Лекин жутта шу икүни иш тохтиди.

Балиларни тәбриклиди қерилар,

Қериларни яш балилар йоқлиди.


Сәһниләштүрүш. (шеирни сәһниләштүрүш).

Ғораз

-Ғораз, ғораз!

-Қо-қу-қу!

-Путуң бару, қол йоққу?

-Қолумғу йоқ, раст, мениң

Қол орнида қанитим.

Тумшуғум бар қошумчә,

Шуниң билән чоқуймән.

-Ғораз, ғораз!

-Қо қу қу!

-Сөзләлмәйсән, тил йоқму?

-Бир чирайлиқ тилим бар,

Қоңғурақтәк үнүм бар.

Билгиң кәлсә әгәрдә,

Тиңшап көргин сәһәрдә.

Әмгәк сөйгән адәмни,

Муәллимә һәдәмни,

Тракторчи, малчини,

Дехан билән хаңчини,

Оқуғучи, ишчини,

Ишләп жүргән кишини,

Билгүң кәлсә әгәрдә,

Охитмән сәһәрдә.

-Ғораз, ғораз!

-Қо- қу- қу!

-Сениңдә саат йоққу?

-Раст, мениңдә саат йоқ,

Һә, адәмдә қанат йоқ .

Лекин ейтар сөзүм бар,

Мән саатниң өзимән.

Қизирип күн патқанни,

Сүзүлүп таң атқанни,

Әлдин авал сезимән.

Ишқа чиллап әл-жутни,

Қәдирләймән вақитни.

Уйқичини, ялқавни ,

Өч көримән, қо-қу-қу,

Көп ухлиған уятқу!

III. Йәкүнләш қисим.

Ушбу мәрикә, достлуқ гүлхани,

Әстә қалиду билим нуридәк.

Хуш қилип бүгүн кәлгән меһманни,

Яңримақта нахша «Кепинәк»

Нахша «Кепинәк» хор билән.




Получите в подарок сайт учителя

Предмет: Начальные классы

Категория: Мероприятия

Целевая аудитория: 3 класс.
Урок соответствует ФГОС

Скачать
Тәрбийә саат Илья Бәхтия

Автор: Иминиязова Зульмира Асимжановна

Дата: 08.06.2018

Номер свидетельства: 472731


Получите в подарок сайт учителя

Видеоуроки для учителей

Курсы для учителей

ПОЛУЧИТЕ СВИДЕТЕЛЬСТВО МГНОВЕННО

Добавить свою работу

* Свидетельство о публикации выдается БЕСПЛАТНО, СРАЗУ же после добавления Вами Вашей работы на сайт

Удобный поиск материалов для учителей

Ваш личный кабинет
Проверка свидетельства