kopilkaurokov.ru - сайт для учителей

Создайте Ваш сайт учителя Курсы ПК и ППК Видеоуроки Олимпиады Вебинары для учителей

Уйғур тили "Бириккән сөзләр вә уларниң имласи"

Нажмите, чтобы узнать подробности

Дәрисниң мәхсити: 1. Оқуғучиларға бириккән сөзләр вә уларниң  имласи

                                        һәққидә  чүшиник бериш                                                                                                                                                                                                                                                             

                                    2.Оқуғучиларға  бириккән сөзләр вә уларниң  имласи

                                        һәққидә  чүшиник бериш  билән биллә  уларниң

                                        еғизчә пикир қилиш  вә мустәқил ишләш

                                        қабилийитини  ашуруш

                    3.Оқуғучиларни алий хисләтләргә тәрбийиләш

Вы уже знаете о суперспособностях современного учителя?
Тратить минимум сил на подготовку и проведение уроков.
Быстро и объективно проверять знания учащихся.
Сделать изучение нового материала максимально понятным.
Избавить себя от подбора заданий и их проверки после уроков.
Наладить дисциплину на своих уроках.
Получить возможность работать творчески.

Просмотр содержимого документа
«Уйғур тили "Бириккән сөзләр вә уларниң имласи"»

Уйғур тили 5 -синип

Дәрисниң мавзуси: Бириккән сөзләр вә уларниң имласи

Дәрисниң мәхсити: 1. Оқуғучиларға бириккән сөзләр вә уларниң имласи

һәққидә чүшиник бериш

2.Оқуғучиларға бириккән сөзләр вә уларниң имласи

һәққидә чүшиник бериш билән биллә уларниң

еғизчә пикир қилиш вә мустәқил ишләш

қабилийитини ашуруш

3.Оқуғучиларни алий хисләтләргә тәрбийиләш

Қоллинидиған усул: чүшәндүрүш, баянлаш, соал-жавап,мустәқил иш, жүп билән иш

Қоллинидиған васитә: карточкилар, жәдвал,слайд,

Қоллинидиған технология: 7 модуль

Дәрисниң бериши: 1.Уюштуруш:1.Саламлишиш 2.Түгәлләш

3.Дәрискә диққитини жәлип қилиш

Психологиялик тренинг: Баһарниң нурлуқ қуяш тәптидин,

Жүригимизгә иссиғини алайли.

Барлиғимиз көңүлләрни шат қилип,

Хуш кәйпият дәрисимизни башлайли.

Стикерларниң ярдими арқилиқ оқуғучиларни топқа бөлүш

2. Өй тапшурмисини сораш. Дәсләп оқуғучилардин өйгә берилгән көнүкмиләрни сорап чиқимән. Топ бойичә иш елип берилиду.

1. Викторина. Соаллар:

1.Қошма сөзләр дегинимиз немә? Мисал кәлтүрүңлар.

2. Қошма сөзләр қандақ йезилиду?

3. Қошма сөзләрниң биринчи вә иккинчи қисми қандақ сөзләрдин келиду?

3. Өй тапшурмисини йәкүнләш

Томур сөзләр

Ясалма сөзләр

Қошма сөзләр

??

 

 

 

 

4.Йеңи мавзу: Оқуғучиларға дәрис мавзусини вә мәхситини тонуштуруш

Уйғур тилида йеңи сөзләрни ясашниң йәнә бир түри сөзләрни бир-биригә бириктүрүш арқилиқ сөз ясаштур. Сөз ясашниң бу түриму тилимизни йеңи сөзләр билән бейитишта чоң әһмийәткә егә. Демәк икки яки –үч сөзниң бир-бири билән бирикиши арқилиқ йеңи сөзләр ясилиду.

Икки яки үч сөздин бирикип, бирла мәна аңлитидиған сөзләрни бириккән сөзләр дәп атаймиз.

Мәсилән: бәлбағ, қизилгүл, ақсақал, төгиқуш.

  1. Бириккән сөзләр бирикип йезилиду. Биләйүзүк, гүлдәстә, гүлбағ, төгитапан.

  2. Фонетикилиқ жәһәттин өзгирип бириккән сөзләр өзгәргән петичә йезилиду. Мәсилән: бүгүн, кокат.

  3. Бириккән сөзләрниң биринчиси а ә тавушлири билән аяқлишип, иккинчиси бирәр үзүк тавуш билән башланса , а ә и тавушиға новәтлишиду. Мәсилән: Алитағ, қашқибедә.

  4. Бириккән сөзләрниң биринчи қисминң ахиридики тавуши һәм иккинчи қисимниң алдинқи тавуши созуқ тавуш болса, биринчи сөзниң ахиридики созуқ тавуш чүширилип йезилиду. Мәсилән: қара+өрүк- қарөрүк. 5.Мустәһкәмләш: Йеңи мавзуни мустәһкәмләш үчүн дәсләп оқуғучилар слайд арқилиқ ишләйду. Дәрисликтин 329- көнүкмини еғизчә, 330-331-көнүкмини язмичә орунлитимән.

6.Йәкүнләш. Умумий соал-жавап арқилиқ дәрисни йәкүнләш

Тапшурма: Аққуш, қизилгүл сөзлирини 3 тилға тәржимә қилиш

(қазақчә, русчә,инглизчә) қазақчә русчә инглизчә

Аққуш – аққу, лебедь, swan

Қизилгүл – раушан гүл, роза, rose

Қабилийәтлик оқуғучилар билән иш.

Тапшурма

Бириккән сөзләрни пайдилинип мәтин түзүп, ичидики бириккән

сөзләрни атайду.

Бизниң Президентимиз- Нурсултан Назарбаев.

У әлбашчи вә Гимнниң муәллипи.

Президентниң ишләйдиған жайи – Ақорда.

Гөзәл Астананиң илгәрки нами Ақмола болған.

Астананиң мәшһур жайлириниң бири- Байтерәк

Үлгирими төвән оқуғучиларға карточкилар берилиду.

7. Өйгә тапшурма: 1. 47-48- параграф, 117-118- бәтләр, 332- 333- көнүкмиләрни орунлаш.

2. Бириккән сөзләр бойичә кроссворд түзүш.

Баһалаш: Баһалаштин бурун оқуғучиларға өтүлгән дәрис бойичә баһалаш вариғини тарқитип беримән. Шу баһалаш вариғи бойичә өзлириниң дәрис мабайнида атқурған ишлириға баһа бериду. Дәрискә паал қатнашқан оқуғучиларни атап өтүмән.




Получите в подарок сайт учителя

Предмет: Литература

Категория: Уроки

Целевая аудитория: 5 класс

Скачать
Уйғур тили "Бириккән сөзләр вә уларниң имласи"

Автор: Хитахунова Румилям Турсуновна

Дата: 22.02.2017

Номер свидетельства: 394587


Получите в подарок сайт учителя

Видеоуроки для учителей

Курсы для учителей

ПОЛУЧИТЕ СВИДЕТЕЛЬСТВО МГНОВЕННО

Добавить свою работу

* Свидетельство о публикации выдается БЕСПЛАТНО, СРАЗУ же после добавления Вами Вашей работы на сайт

Удобный поиск материалов для учителей

Ваш личный кабинет
Проверка свидетельства