Мавзуси: Сөзбирикмилири бойичә өткәнләрни тәкрарлаш
Мәхсәт: 1. Берилгән тапшурмиларни орунлаш арқилиқ сөз бирикмилири бойичә алған билимини пишшиғидаш
2. Тил мәдәнийити , өз ой -пикирини ениқ вә толуқ йәткүзүшкә үгитиш
3. Достлуққа, әмгәккә, өз алдиға мустәқил ишләшкә тәрбийиләш
Дәрисниң түри: тәкрарлаш
Дәрисниң усули: қелиплашмиған
Дәрисниң бериши: I Уюштуруш пәйти
1. Оқуғучиларниң дәрискә тәйярлиғини байқаш
2.Психологиялик мунасивәткә тәйярлаш
II Өй тапшурмисини тәкшүрүш
1. Берилгән көнүкминиң орунлишини тәкшүрүш
2. Сүпәт характерлиқ сөз бирикмиси дегинимиз немә?
3. Сүпәт дегинимиз немә?
III Сөз бирикмилирини тәкрарлаш үчүн берилидиған соаллар.
1-тапшурма: Төвәндә берилгән сөз бирикмилири билән жәдвәлни толтуруш.
Тузи тетимас, дили йоруқ, билимлик адәм, йәттә жил, мениң китавим, тәс болмақ, төрт бөлмилик, өзигә қалдурмақ, қардәк ақ, оқуған бала, қиз қәлби, наһайити яхши, хуш чирай, төвән чүшмәк, таза һава, иш яқмас, тили татлиқ,нийити қара, икки тәхсә манта, ичи тар, алмиға тоймақ, қайнап кәтти.
Исим характерлиқ сөз бир/ри Пеил Сүпәт
Таза һава қайнап кәтти дили йоруқ
2-тапшурма: Көп чекитләрниң орниға керәклик сөзләрни қоюп, уни қазақ вә инглиз тиллириға тәржимә қилғин.
1. Тилдики тавушларни тәкшүрәйдиған илим--- дәп атилиду.
2. Шәйиләрниң намини билдүридиған сөз түркүми... дәп атилиду.
3. Тавушлар созуқ вә ... болуп бөлүниду.
4. Уйғур тилида ... келиш , қазақ тилида ... келиш, рус тилида ... келиш бар.
4-тапшурма. Жүмлиләрдики бош орунларни толтуруңлар.
1. Уйғур тилидики сөзләрниң бағлиниши ----- вә --------дәп икки түргә бөлүниду.
2. Баш сөз исим болуп, беқинда сөз:--------- болған сөз бирикмисини исим характерлиқ сөз бирикмиси дәп атилиду.
3. Пеил характерлиқ сөз бирикмисидә баш сөз ---- болуп, беқинда сөз: исим, алмаш, сан болуп келиду.
4. Сүпәт характерлиқ сөз бирикмисидә баш сөз ---- болуп, беқинда сөз:---болуп келиду.
4. Аләмдә немә гәп?
1. Автокреслони дәсләп ойлап тапқан әл?(АҚШ)
2. 2015-жил Қазақстанда қандақ жил дәп бәлгүләнди?
3. Евразиялик Иттипаққа киргән мәмликәтләр? (Россия, Қазақстан, Беларуссия)
4. 2015-жил Қазақстанда қандақ чоң мәйрәмләр нишанлиниду? (Ассамблеягә 20 жил, Улуқ Ғалибийәткә 70 жил, Қазақ ханлиғиниң 550 жиллиғи)
5. Н:Ә:Назарбаевниң дуниявий ихтисаттики боһран һадисилиригә қарши турушқа қаритилған программиси.(Нурлы жол)
IY Синтаксислиқ тәһлил
Деханлар әтиязлиқ терилғуға киришти.
1. Аддий жүмлә
2. Хәвәр жүмлә
3. Әтиязлиқ терулғу--маслишиш;
деханлар киришти-егә-хәвәрлик сөз бирикмиси
Y Йәкүнләп, билимини баһалаш
YI Өйгә тапшурма:
285-көнүкмини йезип, тәһлил ясаш