Дәрисниң мавзуси | Fast Food зийини |
Дәрисниң мәхсити | Билим бериш: Оқуғучиларниң дурус тамақлиниш тоғрисида билимини ашуруш. Фәст Фудниң зийини тоғрисида чүшиник бериш Тәрәққий әттүрүш: Дурус тмақлиниш гигиениси тоғрисида қаидиләрни қайтилаш Тәрбийә бериш: Оқуғучиларға дурус тамақлиниш , спорт билән шуғуллиниш адәм тән- саламәтлигигә пайдилиқ екәнлиги һәққидә чүшәндүрүш . |
Дәрисниң нәтижиси | Оқуғучиларға дурус тамақлиниш , спорт билән шуғуллиниш адәм тән- саламәтлигигә пайдилиқ екәнлиги һәққидә билиду . |
Дәрисниң типи | Йеңи мавзуни өзләштүрүш |
Дәрисни уюштуруш түри | Группилиқ иш, өз алдиға иш, жүп билән иш |
Иш түрлири | Мийигә һужум,тиләк ейтиш, кластер қоғдаш |
Көрнәкликләр | Мавзуға беғишланған һәр хил сүрәтләр |
Дәрискә болған қизиқишини ашуруш | Топ, өз алдиға иш арқилиқ өзини көпчилик арисида тутушқа, өз пикрини оттуриға ташлап, дәлилләшкә үгитиду |
Муәллим һәрикити | Уюштуруш, йөнилиш бериш, чаққан ишләшкә, тез вә дурус жавап беришкә үгитиш |
Синип саатини Дөләтлик Гимн билән башлаш 3 минут | Гимнни компьютерда қойиду |
Һәрикәт: | |
1 –һәрикәт Жүрәктин жүрәккә | Тиләк ейтиш |
2 –һәрикәт Мейигә һужум | Fast Food |
3-һәрикәт Топқа бөлүш | Пазл арқилиқ ә топқа бөлүш 1 -топ Тән сақлиққа пайдилиқ тамақ түрлири 2-топ Тән сақлиққа зиян тамақ түрлири (Fast Food)
|
4–һәрикәт Кластер қоғдаш | һәр бир топ берилгән мавзусини қоғдайду |
5–һәрикәт Синквейн йезиш | Оқуғучилар дурус тамақлиниш,спорт билән шуғуллиниш үчүн күн тәртивини сақлиши керәк .Күн тәртиви –бу иш,оқуш вә вақтида дәм елиш, спорт билән шуғуллинишқа ярдәм қилидиған кәштә.Күн тәртиви - вақит вә мәзгилни мөлчәрлик пайдилиниш . Һәр бир оқуғучиниң күн тәртиви болиду.Әтигәнлиги орнуңдин туруп гимнастика ойнаш керәк.Униңдин кейин үз көзимизни жуюп,тамақлинимиз . Киймиңларниткийип мәктәпкә маңисиләр.Дәристин кейин өйгә берип ,чай ичисиләр,дәм алисиләр,тамақни вақти-вақтида ичип дурус тамақлиниш керәк.Дурус тамақлинишқа тазилиқ керәк.Тамақлинишниң алдида тазилиқни сақлаш керәк . Тазилиқ адәмниң роһаний, мәдәниййетилиши, адәмгәрчилиги вә тәрбийисиниң көрсәткүчиси. Тазилиқ адәмниң тән – сақлиғини,өмүр сүришиниң узақлиғи , тән қурулушиниң сумбатлиғи. Тазилиқ йоқ йәрдә микробниң тәрәққий етишигә мол мүмкүнчилик бар. Микроб көп йәрдә –ағриқ көп. Шу сәвәптин таза жүрүш керәк. |
6 –һәрикәт Рефлексия Пирамида | |