kopilkaurokov.ru - сайт для учителей

Создайте Ваш сайт учителя Курсы ПК и ППК Видеоуроки Олимпиады Вебинары для учителей

Доклад "Бала тәрбийисигә ата-аниниң роли"

Нажмите, чтобы узнать подробности

Доклад. "Бала тәрбийәсидә ата- аниниң роли

Вы уже знаете о суперспособностях современного учителя?
Тратить минимум сил на подготовку и проведение уроков.
Быстро и объективно проверять знания учащихся.
Сделать изучение нового материала максимально понятным.
Избавить себя от подбора заданий и их проверки после уроков.
Наладить дисциплину на своих уроках.
Получить возможность работать творчески.

Просмотр содержимого документа
«Доклад "Бала тәрбийисигә ата-аниниң роли"»

Бала тәрбийисигә ата-аниниң роли

Жиллар өтүп, йеңи әвлат сан җәһәттин өсүп, роһий вә җисманий тәрәптин чиниқип йетилмәктә.Илгири 1 – 6 синипларда оқуйдиған балилар ата – аниларниң көз алдида болатти.Әндичу? Бала өз алдиға мустәқил кочиға чиқип, ата – анилиридин «Нәдә болдуң?» дегән соаллириға җавап беришкә мәҗбур. Бала өз әйивини чүшиниду, бирақ тола пәйтләрдә һеч нәрсә ейталмайду. Нәтиҗидә иккинчи қетим қайтланмайдиғанлиғини изһар қилип, вәдилирини беришиду...

Балиниң сирини чүшинишкә болиду,у башқа балилардин өзгичә болғиси кәлмәйду. Биз, ата – аниларниң сөзи: «Кимләр билән дост болуп алдиң? Сени һеч яққа чиқарғузмаймән. У балилар билән буниңдин кейин арилашмайсән!» - дәп балиға кәлсә - кәлмәс вақирап, униңға азар беримиз. Әлвәттә, буниң һәммиси қуруқ сөз.Йүз балиниң тәң йерими қулақ селип тиңшиса, әлвәттә, қалғини буниңға пәрва қилмайдиғанлиғи бәлгүлүк. Хоп дәйлуқ. 1 – 6 – синипларда балиниң арқисидин қалмай мәктәакә әвәтип, келидиған пәйтини күтүвелип жүрдуқ ...

Мәктәптичу? – 6 саат, силәрсиз у вақитта қандақ қилимиз?! Мана мошу вақитта бала өзини қандақ тутиши керәклигини билмәйдиғанлиғи әпсусландуриду. Балилар арисидин «өзиниң» достлирини издәйду.

Бала дост тутай десә, йәнә бир бәлә боларму дәп қийнилиду. Бу бала /қиз/ қулуқ – шумлмқни, ялған ейтишни, оғурлуқчә күндиликтики «2» дегән баһалирини җөндәшкә / жиртип/ үгиниду. Дәристә теч олтармай, йәни муәллимини тиңшимай, синипдашлириниң диқитини өзигә җәлип қилғуси келиду.Шундақла қандақ банә - сәвәпләр билән дәристин чиқип кетишни ойлайду. Сәвәп: ата – анисиға ейтмай, оғурлуқчә ойнап жүргән балиларни издәйду, ейтидиған «яман» сөзләрни ейтқуси келиду, мәктәптә болса у «бағлақта» турғандәк сезиниду ...

Әгәр балиңиз әдәплик, һәммә ишларда актив / уялчақ әмәс/ болса, һәммә адәмләрни охшаш көрүп баһалиса, сөзлири орунда болуп, оқуғучиға лайиқ кийинип өзигә - өзи қариса, қорқумсиз болса у балидин һеч ким әнсирмәйду, ата – анилириниңму әнсириши һаҗәт болмайду ...

Устазиниң әң биринчи нөвәттә әнсирәйдиғини балиниң

«мәнмәнчилигидин» ...

Әң алди билән икки нәрсигә көңүл бөләйли (уни тәбийәттин алимиз)

а) бир нәрсигә қизиқиши

ә) бир нәрсини көз алдиға кәлтүрүп, шу нәрсә үстидин ойлиниши

Қизиқиштин вә ойлиништин әқил тәрәққий ейтиду. Униң үчүн көпирәк балиға ...

а) һәр хил оюнлар керәк.

ә) балиниң немигә қабилийити йетиду, әйнә шуниңға әвәтип туруш (һәр хил өмәкләр, студия, стадион) һаҗәт.

б) әгәр балини һеч немә қизиқтурмиса ата – ана қизиқтурушқа күч селиши һаҗәт. Балида қизиқиш, әлвәттә, пәйда болиду.

г) мениң (сүрәт салғум, нахша ейтқум, саз чалғум в.б.) кәлмәйду, - дәйду бала. Аниси өзи йетәлмигән арзу – арманлириға балисини йәтсун дегән ойда: - Яқ, сән сүрәт салисән, өмәкләргә барисән, - дәп зохлайду ...

Шу вақитта бала сүрәткә вә башқа нәрсиләргә қизиқишини йоқитиду.

Әгәр бала: «Қачан? Немә? Қәйәрдә?» дегән соалларни бәрсә, у балини кроссворд, энциклопедия, коллекциялар қизиқтуриду.

Әгәр бала: «Немишкә? Немидин? Бу қандақ болиду? Бу немидин ясалған?» - дәп сориса – байқаш керәк, бу бала өзини қизиқтуридиған нәрсиләрни сөкүп, сундуруп, чеқип көриду ... Мәйли шундақму болсун ...

Мундақ бир қаидә бар: «Бир нәрсини ойлап тепиш үчүн, бир нәрсини билиш керәк. Әгәр бир нәрсини билиш үчүн бир нәрсә ойлап тепиш керәк».

Бала «көңүл дегән сөзиниң мәнасини чүшиниши керәк. «Көңүл» - у адәмниң бир нәрсини халиши,туйғуси,ишәнчиси,муһәббәт.Сәвәви, көңүл тола ағрийду, дәрт тартиду, қобул қилиду, хошал болиду униңму өз алдиға хислити бар: таза көңүлдә һеч қачан «төвән» тиләк болмайду.Һеч қачан мошу көңүлниң бирини әләйтан алғини болмайду. Тәрбийидә көңүлниң барлиқ хисләтлирини толлуғи билән пайдилиниши керәк.көз алдимизға – «Һеч немигә ишәнмәйдиған, һеч немигә ерәң қилмайдиған, һеч немини, һеч кимни яхши көрмәйдиған – балини кәлтүрәйли ... Әлвәттә, бу һаләт дәһшәтлик көриниду.

7 – 8 – синип йешидики балилар қийин яштики балилар, тез аччиғи келидиған, ойлимай өзлирини бир нәрсигә «уруветидиған» вақити.Шуниң үчүн ата – анилар, муәллимләр балиларни чүшиниши керәк, мүмкин бу балилар силәргә ишәш қилидиғанду вә ишәш қилидиған болуши керәк. Униң үчүн у: «маңа бәри – бир» - дейиши керәк.

Ишиниш вә яхши көрүш! Һәммә нәрсә мошуниңда: Ахирида ейтармиз: Һәр ким өзиниң қаидисини түзүши керәк вә шу қаидә бойичә меңиши һаҗәт.Әйнә шу вақитта утуққа йетимиз. Қийин вә еғир яш арқида қалиду.Бирақ мошу өзимизниң қаидимизгә «яхши көр» дегән сөзни қошуп қояйли.

Муһәббәт бар йәрдә, һөрмәт бар, тәвриниш вә ишәнчә болиду.

Биз, ата – аниларниң бала тәрбийисидики хаталиғимиз шуки, «Өзәмниң қолумдин кәлмәйду, сениң келиши керәк», дәп балиниң мийисиға қуюмиз ...

Балам өз ана тилидин сирт тилда оқусун дәпму балини «кекәч» қилимиз. Ата – аниниң һоқуқида балини өзи халиған мәктәптә, өзи халиған синипида оқутидиған һоқуқи бар, - дейилгән. Бирақ, һәр һалда ойланғинимиз дурус, йәнә бир ейтилған һоқуқ - өз тарихини унитидиған хәлиқ өлиду. Хәлқиң тоғирлиқ униң тарихи, тили тоғирлиқ ойлан, - дейилгән.














Алматы облысы Ұйғыр ауданы
М.Таипов атындағы орта мектебі
Мемлекеттік мекемесі



















2018-2019 оқуш жили



















Получите в подарок сайт учителя

Предмет: Классному руководителю

Категория: Прочее

Целевая аудитория: Прочее.
Урок соответствует ФГОС

Скачать
Доклад "Бала тәрбийисигә ата-аниниң роли"

Автор: Ахметова Замира Асановна

Дата: 01.05.2019

Номер свидетельства: 508902


Получите в подарок сайт учителя

Видеоуроки для учителей

Курсы для учителей

ПОЛУЧИТЕ СВИДЕТЕЛЬСТВО МГНОВЕННО

Добавить свою работу

* Свидетельство о публикации выдается БЕСПЛАТНО, СРАЗУ же после добавления Вами Вашей работы на сайт

Удобный поиск материалов для учителей

Ваш личный кабинет
Проверка свидетельства