kopilkaurokov.ru - сайт для учителей

Создайте Ваш сайт учителя Курсы ПК и ППК Видеоуроки Олимпиады Вебинары для учителей

"Қазақстанниң топа йепинчиси"

Нажмите, чтобы узнать подробности

«Қазақстанниң топа йепинчиси»

Дәрис мәхсити: 1.Оқуғучиларға топа йепинчисини тәшкил қилидиған амиллар   

                                түрлирини вә топиниң механикилиқ тәркивини

                                чүшәндүрүш,оқуп-тонушуш.

                             2.Оқуғучиларни  өз ойлирини дурус, жиғишчан, дурус

                                йәткүзүшкә адәтләндүрүш.

                             3.Оқуғучиларға дәрис үстидә экологиялик проблемиларни

                                ейтиш арқилиқ өз өлкисиниң тәбиитини сақлашқа, Вәтинини

                                сөйүшкә тәрбийләш

Дәрис көрнәклиги: интерактив тахтиси, Қазақстанниң физикилиқ хәритиси,

                                     атлас,контур хәритә

Дәрис усули:        Соал-жавап, чүшәндүрүш,баянлаш

Дәрис түри:          Йеңи дәрис

Дәрисниң берилиши:

1.Уюштуруш қисими:

-Муәллим:                            Қол тутушуп турайли,

                                           Шатлиқ чәмбәр қурайли.

                                           Бир-биримизгә күлүмсирәп,

                                           Яхши тиләк ейтайли.

-балилар чәмбәр бойичә новәтлишип «мән сизгә..» сөзи билән башлаш арқилиқ бири-биригә яхши тиләклирини ейтип чиқиду

-оқуғучиларни топқа бөлүш:

Оқуғучилар «Ф.Магеллан» вә «Х Колумб» сүрәтлири бар карточкиларни елиш арқилиқ 2 топқа бириктүрилиду вә «Магеллан топи вә Колумб топи дегән намлар билән атилиду.

2.Мәхсәт қоюш қисими:

-Бүгүн балилар биз силәр билән топа тоғрисида сөзләймиз. Мениң асасий мошу дәристики мәхситим силәргә топа тоғрисида толуқ мәлумат бериш

 3. Йеңи дәрисни чүшәндүрүш қисими:

- Топа дегинимиз-өсүмлүк, һайванатларниң, климат шараитлириниң, адәмниң һаят паалийити нәтижисидә түзүлгән йәрниң юмшақ,кавак қәвити. Топа-тәбиәт компонентлириниң асасий бир түри. Тәбиәттә топа йепинчисиниң түзүлүши-наһайити узаққа созулидиған һадисә. 0,5см-2см топа қәвитиниң түзүлүшигә кам дегәндә 100 жил керәк. Йәрниң узақ геоглогиялик тарихида дәсләп пәйда болғини-топа.Дәсләпки непиз топа қәвити мошуниңдин 500млн жил бурун кембрий дәвиридә пәйда болупту. Бу дәвирдә техи өсүмлүк йепинчиси шәкилләнмигән.

  -Топа йепинчисини тәтқиқләйдиған тәбиәтшунаслиқ илим- яш пән. Униң асасини салған XIX  әсирниң 80 жиллири  рус алими В.В.Докучаев  топиниң тәбиий  вә тарихий жисим екәнлигини ениқлиди.

Топа йепинчисини тәшкил қилидиған амиллар:

Топиниң башқа тәбиий компонентлар охшаш пәйда болушиниң, тәрәққийлинишиниң өзигә хас алаһидилиги вә қанунийәтлири бар.

ТОПА ЙЕПИНЧИСИНИ ТӘШКИЛ ҚИЛИДИҒАН

АМИЛЛАР


















 

ИССИҚЛИҚ              ҺАВА            СУ              ӨСҮМЛҮК            ЖАНЛИҚ

                                                                                                            ОРГАНИЗМЛАР

Мана мошу амилларниң көп жиллиқ үзлүксиз тәсир қилиши нәтижисидә үнүмлүк топа қәвити түзилиду. Бирақ топа түзүлүш наһайити узаққа созулидиған жәриян. 

  • Ямғур вә шамал қаттиқ чиқса, йәр бетиму өзгирип туриду. Қум вә сазлар суға чилинип, шамалниң күчи билән һаваға учиду,чаңлишиду.
  • Топиниң әң асасий хусусийити-униң тәбиий үнүмдарлиғи, башқичә ейтқанда униң тәркивидики өсүмлүкләрниң тез һәм яхши өсүшигә шараит яритидиған озуқлуқ маддиларниң мол болуши. Мошу топиға беқинип өскән өсүмлүк йепинчиси чириғандин кейин топа қәвитигә арилишиду. Өз новитидә улар ташни бузуп ташлайдиған кислоталарни бөлүп чиқириду. Кислоталар тағ жинисларни еритип, чириндиға (гумус) айландурған. Пәйда болған чи риндилар ушшақ тағ жинислири билән арилишип бирикип кетип, топа қәвитини пәйда қилған.
  • Һайванатларму өзиниң һаятлиқ паалийитиниң нәтижисидә топини бейитиду, өлгәнлири чиринда мөлчирини техиму көпәйтиду.Микроорганизмлар топа вә органикилиқ қалдуқларни ашқазан соки билән өзгәртип, қайта ишләп чиқириду.
  • Топа йепинчисини түзүштә климатниң атқуридиған хизмити зор. Климат тәбиәтниң башқиму компонентлири охшаш топиниң кәңлик зонилиқ, егизлик бәлбағлиқ қанунийәтлири бойичә тарилишиға тәсир қилиду.
  • Инсанийәт топиниң түзүлүшигә тәкккүзидиған тәсири һәр хил. Бир тәрәптин топини оғутларни пайдилинип, униң үнүмдарлиғин ашуруп, йәрни суғуруп, сазлиқларни қурутуп пайдиланса, иккинчи тәрәптин оғутландурулған йәрләрни  үсти-үстигә пайдилинип, шамал эрозиясигә учратмақта. Буниңдин биз адәмләрниң паалийәт һәрикити һәр қачан топиниң үнүмдарлиғини ушуревәрмәйду дегән хуласә чиқарсақ хаталашмаймиз.

-Топиниң хусусийитигә қарап униң механикилиқ тәркиви һәр хил болуп келиду. 

Топиниң механикмилиқ тәркиви һәр хил болуп келиду.Топиниң механикилиқ тәркивини ениқлаш қийин әмәс. Топини нәмдәвелип, жуғарғанда униң тәркивидә чиринда вә сазлиқ жинислар бар топа жуғурулғуч болуп келиду.Әнди тәркиви қумлуқ,ташлиқ,лай болуп келидиған топа анчә жуғурулмайду.

  Шуниңға охшаш топиниң хусусийитигә қарап униң қурулумиму һәр хил болуп келиду.Чиринда өсүмлүкниң өсүшигә, озуқлуниши үчүнла һажәт әмәс. У топа қурулуминиң түзүлүшигә паал қатнишиду. Әтиязда дадилиримиз, акилиримиз беғимизниң тописини чаниған вақитта йоған даңгалларниң қопурулуп чиқидиғинини байқайсиләр, мана мошу топа даңгаллириниң көләми 10мм болса, униңға һава, су асан өтүп өсүмлүкләрниң өсүшигә қолайлиқ шараит яритиду. Мундақ топини қурулумлуқ топа дәп атайду. Даңгаллири ушшақ топини қурулуми йоқ топа дәп атайду.У анчә үнүмдар болмайду.

4.Йеңи мавзуни чүшәнгинини тәкшүрәш қисими:

I. «Илдам жавап бәр»:

1. Топа дегинимиз немә?

2.Топини тәшкил қилидиған амилларни атаңлар?

3. Топа йепинчисини тәтқиқ қилидиған илим немә дәп атилиду?

4. Топашунаслиқ илимниң асасини салған рус алими ким?

5. Дәсләпки непиз топа қәвити мошуниңдин қанчә жил илгири пәйда болған?

6. Механикилиқ қурулумиға қарап топа қанчә вә қандақ түрләргә бөлүниду?

II.Географиялик диктант:

«Магеллан» топ башчиси:

1. ...тәбиәт компонентлириниң бир түри.

2. Топа йепинчисини тәтқиқләйдиған илим......дәп атилиду.

3.Топиниң әң асасий хусусийити-.....

4.Даңгаллири ушшақ топини......топа дәп атайду.

"Колумб" топ башчиси

1.Топа-....компонентлириниң бир түри.

2. Дәсләпки неппиз топа қәвити......жил бурун.......дәвиридә пәйда болди.

3.Яш илимниң асасини салған рус алими.......

4.Чириндиси (гумус) мол топа.......дәп атилиду.

III.Хәритә билән иш:

1.Хәритидин әң көп топланған музлуқ жайлашқан тағ йотисини көрсәт.

  Қанчә музлуқ бар, униң мәйдани (Йәттису Алитеғи 1369музлуқ, мәйдани  

  1000км²).

2.Дуния йүзидики һәм Қазақстандики әң чоң көлни көрсәт.Униң мәйдани

   (Каспий деңизи 376 миң км² )

3.Өз вақтида тәркивидә 110 арали болған, 2002 жилдин башлап сүйи

  тартилишқа башлиған көлни көрсәт. Немә үчүн сүйи тартилмақта?

   (Арал деңизи, униңға қуйудиған Сирдәрия вә Амудәрия сулириниң адәм

   паалийити нәтижисидә азийишидин).

4.Хәритидин Қазақстанниң әң чоң тағ системилирини көрсәт.Тағлар елимизниң

  қайсу тәвәлиридә жайлашқан. (Алтай, Йәттису Алитеғи, Савур-Тарбағатай,

  Тянь-Шань, елимизниң шәрқий, жәнубий-шәрқий тәвәлирини елип ятиду)

5.Хәритидин йериқлиқ йәр асти сулири таралған тәвәләрни көрсәт. Бу типтики

  су қандақ чоңқурлуқларда жайлашқан. (Тянь-Шань, Йәттису Алитеғи,

  Сарыарқа, Муғалжар тағлирида, улар 30-50м, арилап 100-300м, бәзидә

  униңдин чоңқур йәләрдә жайлашқан.)

6.Хәритидин елимизниң узун дәриялирини көрсәт.Немишкә уларни елимизниң узун дәриялар қатариға ятқузимиз? (Иртиш,Тобыл, Или,Сирдәрия, сәвәви уларниң узунлуғи 1000-км-дин ашиду)

IV. «Санлар сөзләйду» (сөз вә санлар ениқлимисини дәптәрлиригә язиду)

  Топашунаслиқ-

   500 млн жил бурун-

   В.В.Докучаев-

   1мм-10мм-

   Су,һава,өсүмлүк,һайванат,климат в.б-

V. «Семантикилиқ карта» толтуруш

Объектилар

нами

Дәрия

Тағ

Көл

Мәмликәт

Музлуқ

Муһит

Арал

Материк

1

Қазақстан

2

Иртиш

3

Корженевский

4

Балқащ

5

Теч

6

Алтай

7

Шокальский

8

Һинд

9

Бразилия

10

Тянь-Шань

11

Гренландия

12

Шим.Америка

13

Япония

14

Зайсан

15

Йәттису Алитеғи

16

Возрождения

5.Дәрисни бәкитиш қисими:

«Шығармашылық жұмыс» сүрәт селиш

2-топқа топа йепинчисиниң пәйда болуш тәртивини тирәк-сизма вә сүрәт түридә ясап, қорғаш мавзуси берилиду

«Магеллан» топи тирәк-сизма

«Колумб» топи сүрәт

-ясап, сизап болғандин кейин һәр бир топтин бир оқуғучи чиқип өз ишлирини қорғайду.

IV.Тест

1.Өсүмлүк, һайванатларниң, климат шараитлириниң, адәмниң һаят паалийити нәтижисидә түзүлгән йәрниң юмшақ,кавак қәвити немә дәп атилиду?

а. минерал

б. топа

в. чиринда (гумус)

г. флора

2.Рус алими В.В.Докучаев топиниң тәбиий вә тарихий жисим екәнлигини қайсу вақитта ениқлиди?

а. XIXәсир 80 жиллар

б. XX әсир 90 жиллар

в. XIXәсир 70 жиллар

г. XXIәсир беши 30 жиллар

3.Топиниң асасий хусусийити немидә?

а. рәңгидә

б. пәриғида

в. тәбиий үнүмдарлиғида

г. даңгалларниң көп болушида

4.Қурулумлуқ топа даңгаллириниң диаметри қанчә мм болиду?

а. 500мм

б. 1-10мм

в. 15мм

г. 80мм

5.Йәрниң тағ жинислар қәвити немә дәп атайду?

а. биосфера

б. гидросфера

в. атмосфера

г. литосфера

6.Өйгә тапшурма бериш қисими:

-мавзуни оқуп,қайтилаш

-атласниң 14 бетидики «Қазақстанниң топа йепинчиси» хәритисини контур

 хәритигә чүшүрүп келиш

-дәптәргә мавзуни коспектлаш

Вы уже знаете о суперспособностях современного учителя?
Тратить минимум сил на подготовку и проведение уроков.
Быстро и объективно проверять знания учащихся.
Сделать изучение нового материала максимально понятным.
Избавить себя от подбора заданий и их проверки после уроков.
Наладить дисциплину на своих уроках.
Получить возможность работать творчески.

Просмотр содержимого документа
«"Қазақстанниң топа йепинчиси"»

«Қазақстанниң топа йепинчиси»


Дәрис мәхсити: 1.Оқуғучиларға топа йепинчисини тәшкил қилидиған амиллар

түрлирини вә топиниң механикилиқ тәркивини

чүшәндүрүш,оқуп-тонушуш.

2.Оқуғучиларни өз ойлирини дурус, жиғишчан, дурус

йәткүзүшкә адәтләндүрүш.

3.Оқуғучиларға дәрис үстидә экологиялик проблемиларни

ейтиш арқилиқ өз өлкисиниң тәбиитини сақлашқа, Вәтинини

сөйүшкә тәрбийләш

Дәрис көрнәклиги: интерактив тахтиси, Қазақстанниң физикилиқ хәритиси,

атлас,контур хәритә

Дәрис усули: Соал-жавап, чүшәндүрүш,баянлаш

Дәрис түри: Йеңи дәрис

Дәрисниң берилиши:

1.Уюштуруш қисими:

-Муәллим: Қол тутушуп турайли,

Шатлиқ чәмбәр қурайли.

Бир-биримизгә күлүмсирәп,

Яхши тиләк ейтайли.

-балилар чәмбәр бойичә новәтлишип «мән сизгә.....» сөзи билән башлаш арқилиқ бири-биригә яхши тиләклирини ейтип чиқиду

-оқуғучиларни топқа бөлүш:

Оқуғучилар «Ф.Магеллан» вә «Х Колумб» сүрәтлири бар карточкиларни елиш арқилиқ 2 топқа бириктүрилиду вә «Магеллан топи вә Колумб топи дегән намлар билән атилиду.

2.Мәхсәт қоюш қисими:

-Бүгүн балилар биз силәр билән топа тоғрисида сөзләймиз. Мениң асасий мошу дәристики мәхситим силәргә топа тоғрисида толуқ мәлумат бериш

3. Йеңи дәрисни чүшәндүрүш қисими:

- Топа дегинимиз-өсүмлүк, һайванатларниң, климат шараитлириниң, адәмниң һаят паалийити нәтижисидә түзүлгән йәрниң юмшақ,кавак қәвити. Топа-тәбиәт компонентлириниң асасий бир түри. Тәбиәттә топа йепинчисиниң түзүлүши-наһайити узаққа созулидиған һадисә. 0,5см-2см топа қәвитиниң түзүлүшигә кам дегәндә 100 жил керәк. Йәрниң узақ геоглогиялик тарихида дәсләп пәйда болғини-топа.Дәсләпки непиз топа қәвити мошуниңдин 500млн жил бурун кембрий дәвиридә пәйда болупту. Бу дәвирдә техи өсүмлүк йепинчиси шәкилләнмигән.

-Топа йепинчисини тәтқиқләйдиған тәбиәтшунаслиқ илим- яш пән. Униң асасини салған XIX әсирниң 80 жиллири рус алими В.В.Докучаев топиниң тәбиий вә тарихий жисим екәнлигини ениқлиди.

Топа йепинчисини тәшкил қилидиған амиллар:

Топиниң башқа тәбиий компонентлар охшаш пәйда болушиниң, тәрәққийлинишиниң өзигә хас алаһидилиги вә қанунийәтлири бар.








ТОПА ЙЕПИНЧИСИНИ ТӘШКИЛ ҚИЛИДИҒАН

АМИЛЛАР


ИССИҚЛИҚ ҺАВА СУ ӨСҮМЛҮК ЖАНЛИҚ

ОРГАНИЗМЛАР

Мана мошу амилларниң көп жиллиқ үзлүксиз тәсир қилиши нәтижисидә үнүмлүк топа қәвити түзилиду. Бирақ топа түзүлүш наһайити узаққа созулидиған жәриян.

  • Ямғур вә шамал қаттиқ чиқса, йәр бетиму өзгирип туриду. Қум вә сазлар суға чилинип, шамалниң күчи билән һаваға учиду,чаңлишиду.

  • Топиниң әң асасий хусусийити-униң тәбиий үнүмдарлиғи, башқичә ейтқанда униң тәркивидики өсүмлүкләрниң тез һәм яхши өсүшигә шараит яритидиған озуқлуқ маддиларниң мол болуши. Мошу топиға беқинип өскән өсүмлүк йепинчиси чириғандин кейин топа қәвитигә арилишиду. Өз новитидә улар ташни бузуп ташлайдиған кислоталарни бөлүп чиқириду. Кислоталар тағ жинисларни еритип, чириндиға (гумус) айландурған. Пәйда болған чи риндилар ушшақ тағ жинислири билән арилишип бирикип кетип, топа қәвитини пәйда қилған.

  • Һайванатларму өзиниң һаятлиқ паалийитиниң нәтижисидә топини бейитиду, өлгәнлири чиринда мөлчирини техиму көпәйтиду.Микроорганизмлар топа вә органикилиқ қалдуқларни ашқазан соки билән өзгәртип, қайта ишләп чиқириду.

  • Топа йепинчисини түзүштә климатниң атқуридиған хизмити зор. Климат тәбиәтниң башқиму компонентлири охшаш топиниң кәңлик зонилиқ, егизлик бәлбағлиқ қанунийәтлири бойичә тарилишиға тәсир қилиду.

  • Инсанийәт топиниң түзүлүшигә тәкккүзидиған тәсири һәр хил. Бир тәрәптин топини оғутларни пайдилинип, униң үнүмдарлиғин ашуруп, йәрни суғуруп, сазлиқларни қурутуп пайдиланса, иккинчи тәрәптин оғутландурулған йәрләрни үсти-үстигә пайдилинип, шамал эрозиясигә учратмақта. Буниңдин биз адәмләрниң паалийәт һәрикити һәр қачан топиниң үнүмдарлиғини ушуревәрмәйду дегән хуласә чиқарсақ хаталашмаймиз.

-Топиниң хусусийитигә қарап униң механикилиқ тәркиви һәр хил болуп келиду.

Топиниң механикмилиқ тәркиви һәр хил болуп келиду.Топиниң механикилиқ тәркивини ениқлаш қийин әмәс. Топини нәмдәвелип, жуғарғанда униң тәркивидә чиринда вә сазлиқ жинислар бар топа жуғурулғуч болуп келиду.Әнди тәркиви қумлуқ,ташлиқ,лай болуп келидиған топа анчә жуғурулмайду.

Шуниңға охшаш топиниң хусусийитигә қарап униң қурулумиму һәр хил болуп келиду.Чиринда өсүмлүкниң өсүшигә, озуқлуниши үчүнла һажәт әмәс. У топа қурулуминиң түзүлүшигә паал қатнишиду. Әтиязда дадилиримиз, акилиримиз беғимизниң тописини чаниған вақитта йоған даңгалларниң қопурулуп чиқидиғинини байқайсиләр, мана мошу топа даңгаллириниң көләми 10мм болса, униңға һава , су асан өтүп өсүмлүкләрниң өсүшигә қолайлиқ шараит яритиду. Мундақ топини қурулумлуқ топа дәп атайду. Даңгаллири ушшақ топини қурулуми йоқ топа дәп атайду.У анчә үнүмдар болмайду.

4.Йеңи мавзуни чүшәнгинини тәкшүрәш қисими:

I. «Илдам жавап бәр»:

1. Топа дегинимиз немә?

2.Топини тәшкил қилидиған амилларни атаңлар?

3. Топа йепинчисини тәтқиқ қилидиған илим немә дәп атилиду?

4. Топашунаслиқ илимниң асасини салған рус алими ким?

5. Дәсләпки непиз топа қәвити мошуниңдин қанчә жил илгири пәйда болған?

6. Механикилиқ қурулумиға қарап топа қанчә вә қандақ түрләргә бөлүниду?

II.Географиялик диктант:

«Магеллан» топ башчиси:

1. ..............тәбиәт компонентлириниң бир түри.

2. Топа йепинчисини тәтқиқләйдиған илим..................................дәп атилиду.

3.Топиниң әң асасий хусусийити-...........................

4.Даңгаллири ушшақ топини.............................топа дәп атайду.

"Колумб" топ башчиси

1.Топа-....................компонентлириниң бир түри.

2. Дәсләпки неппиз топа қәвити.............................жил бурун.....................................дәвиридә пәйда болди.

3.Яш илимниң асасини салған рус алими........................................

4.Чириндиси (гумус) мол топа...................................дәп атилиду.

III.Хәритә билән иш:

1.Хәритидин әң көп топланған музлуқ жайлашқан тағ йотисини көрсәт.

Қанчә музлуқ бар, униң мәйдани (Йәттису Алитеғи 1369музлуқ, мәйдани

1000км²).

2.Дуния йүзидики һәм Қазақстандики әң чоң көлни көрсәт.Униң мәйдани

(Каспий деңизи 376 миң км² )

3.Өз вақтида тәркивидә 110 арали болған, 2002 жилдин башлап сүйи

тартилишқа башлиған көлни көрсәт. Немә үчүн сүйи тартилмақта?

(Арал деңизи, униңға қуйудиған Сирдәрия вә Амудәрия сулириниң адәм

паалийити нәтижисидә азийишидин).

4.Хәритидин Қазақстанниң әң чоң тағ системилирини көрсәт.Тағлар елимизниң

қайсу тәвәлиридә жайлашқан. (Алтай, Йәттису Алитеғи, Савур-Тарбағатай,

Тянь-Шань, елимизниң шәрқий, жәнубий-шәрқий тәвәлирини елип ятиду)

5.Хәритидин йериқлиқ йәр асти сулири таралған тәвәләрни көрсәт. Бу типтики

су қандақ чоңқурлуқларда жайлашқан. (Тянь-Шань, Йәттису Алитеғи,

Сарыарқа, Муғалжар тағлирида, улар 30-50м, арилап 100-300м, бәзидә

униңдин чоңқур йәләрдә жайлашқан.)

6.Хәритидин елимизниң узун дәриялирини көрсәт.Немишкә уларни елимизниң узун дәриялар қатариға ятқузимиз? (Иртиш,Тобыл, Или,Сирдәрия, сәвәви уларниң узунлуғи 1000-км-дин ашиду)

IV. «Санлар сөзләйду» (сөз вә санлар ениқлимисини дәптәрлиригә язиду)

Топашунаслиқ-

500 млн жил бурун-

В.В.Докучаев-

1мм-10мм-

Су,һава,өсүмлүк,һайванат,климат в.б-

V. «Семантикилиқ карта» толтуруш



Объектилар

нами

Дәрия

Тағ

Көл

Мәмликәт

Музлуқ

Муһит

Арал

Материк

1

Қазақстан









2

Иртиш









3

Корженевский









4

Балқащ









5

Теч









6

Алтай









7

Шокальский









8

Һинд









9

Бразилия









10

Тянь-Шань









11

Гренландия









12

Шим.Америка









13

Япония









14

Зайсан









15

Йәттису Алитеғи









16

Возрождения










5.Дәрисни бәкитиш қисими:

«Шығармашылық жұмыс» сүрәт селиш

2-топқа топа йепинчисиниң пәйда болуш тәртивини тирәк-сизма вә сүрәт түридә ясап, қорғаш мавзуси берилиду

«Магеллан» топи тирәк-сизма

«Колумб» топи сүрәт

-ясап, сизап болғандин кейин һәр бир топтин бир оқуғучи чиқип өз ишлирини қорғайду.

IV.Тест

1.Өсүмлүк, һайванатларниң, климат шараитлириниң, адәмниң һаят паалийити нәтижисидә түзүлгән йәрниң юмшақ,кавак қәвити немә дәп атилиду?

а. минерал

б. топа

в. чиринда (гумус)

г. флора

2.Рус алими В.В.Докучаев топиниң тәбиий вә тарихий жисим екәнлигини қайсу вақитта ениқлиди?

а. XIXәсир 80 жиллар

б. XX әсир 90 жиллар

в. XIXәсир 70 жиллар

г. XXIәсир беши 30 жиллар

3.Топиниң асасий хусусийити немидә?

а. рәңгидә

б. пәриғида

в. тәбиий үнүмдарлиғида

г. даңгалларниң көп болушида

4.Қурулумлуқ топа даңгаллириниң диаметри қанчә мм болиду?

а. 500мм

б. 1-10мм

в. 15мм

г. 80мм

5.Йәрниң тағ жинислар қәвити немә дәп атайду?

а. биосфера

б. гидросфера

в. атмосфера

г. литосфера

6.Өйгә тапшурма бериш қисими:

-мавзуни оқуп,қайтилаш

-атласниң 14 бетидики «Қазақстанниң топа йепинчиси» хәритисини контур

хәритигә чүшүрүп келиш

-дәптәргә мавзуни коспектлаш



Получите в подарок сайт учителя

Предмет: География

Категория: Уроки

Целевая аудитория: 8 класс.
Урок соответствует ФГОС

Скачать
"Қазақстанниң топа йепинчиси"

Автор: Салимова Адилям Мусажановна

Дата: 07.04.2017

Номер свидетельства: 407467


Получите в подарок сайт учителя

Видеоуроки для учителей

Курсы для учителей

ПОЛУЧИТЕ СВИДЕТЕЛЬСТВО МГНОВЕННО

Добавить свою работу

* Свидетельство о публикации выдается БЕСПЛАТНО, СРАЗУ же после добавления Вами Вашей работы на сайт

Удобный поиск материалов для учителей

Ваш личный кабинет
Проверка свидетельства